19
Исраиллар Синай теғида
Исраиллар Мисир зиминидин чиқип, дәл үчинчи ейиниң башланған күни Синай чөлигә йетип кәлди. «үчинчи ейиниң башланған күни» — башқа бир хил тәрҗимиси бойичә «үчинчи ай» жилниң (календарниң) үчинчи ейини көрситиду. Улар Рәфидимдин чиқип, Синай чөлигә йетип келип, чөлдә чедир тикти; Исраил шу йәрдә, тағниң удулида тохтап чедир тикти. Муса Худаниң алдиға чиқивиди, Пәрвәрдигар тағдин униңға хитап қилип мундақ деди: — Сән Яқупниң җәмәтигә сөз қилип, Исраилларға муну хәвәрни йәткүзгин: — Рос. 7:38 «Мениң мисирлиқларға немә қилғинимни, шундақла Мән силәрни худди бүркүт балилирини қанатлириға миндүрүп елип жүргәндәк, Өз қешимға елип кәлгинимни өзүңлар көрдүңлар. «худди бүркүт балилирини қанатлириға миндүрүп елип жүргәндәк,...» — бәзидә ана бүркүт балилириға учушни үгәткәндә уларни дүмбисигә миндүрүп учиду.  Қан. 29:1; 32:11 Әнди силәр дәрһәқиқәт Мениң сөзүмни аңлап, әһдәмни тутсаңлар, ундақта барлиқ әлләрниң арисида Маңа хас бир гөһәр болисиләр — чүнки пүткүл йәр Мениңкидур — Қан. 7:6; 10:14,15; 14:2; 26:18; Зәб. 134:4; Йәш. 41:8; Тит. 2:14 вә силәр Маңа каһинлардин тәркиб тапқан хас бир падишалиқ вә муқәддәс бир қовм болисиләр». Мана бу сән Исраилларға дейишиң керәк болған сөзләрдур, — деди.«силәр маңа каһинлардин тәркиб тапқан хас бир падишалиқ ... болисиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «силәр маңа падишалар вә каһинлар ...болисиләр».  1Пет. 2:9
Шуниң билән Муса йенип келип, хәлиқниң ақсақаллирини чақиртип, Пәрвәрдигар униңға буйруған шу сөзләрниң һәммисини уларға йәткүзди.
Хәлиқниң һәммиси бир еғиздин: — Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисигә чоқум әмәл қилимиз! — дәп җавап бәрди. Андин Муса хәлиқниң җавап сөзлирини Пәрвәрдигарниң қешиға берип йәткүзди.Мис. 24:3
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән саңа сөз қилғинимда хәлиқ авазимни аңлисун, һемишә саңа ишәнсун дәп, йениңға қара булутниң қараңғулуғи ичидә келимән, дәп ейтти. Мусаму хәлиқниң дегәнлирини Пәрвәрдигарға аңлатти.
10 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән хәлиқниң қешиға берип, бүгүн вә әтә уларни пак-муқәддәс қилип, кийим-кечәклирини жуйдурғин. 11 Улар үчинчи күнигә тәйяр турсун; чүнки үчинчи күни барлиқ хәлиқниң көз алдида Пәрвәрдигар Синай теғиға чүшиду. 12 Сән хәлиқ үчүн тағниң әтрапиға бир пасил қилип, уларға: «Силәр еһтият қилиңлар, таққа чиқмаңлар яки униң етигигә тегип кәтмәңлар. Кимки таққа тәгсә өлтүрүлмәй қалмайду; «хәлиқ үчүн тағниң әтрапиға» — яки «хәлиқ әтрапиға».  Ибр. 12:18 13 Униңға һәтта бирәр қоли тегип кәтсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун яки оқ етип өлтүрүлсун. Мәйли һайван яки инсан болсун, шундақ қилса, тирик қалдурулмисун» — дәп ейтқин. Лекин Канай узун челинса, улар тағниң түвигә чиқсун, деди.«Униңға... тегип кәтсиму» — демәк, таққа тегиш. Башқа бир хил тәрҗимиси «униңға (таққа тәккән кишигә) адәмниң қоли тәгмисун...». «чалма-кесәк қилинсун яки оқ етип өлтүрүлсун» — демәк, таққа тәккән кишини өлтүрүши керәк; бирақ хилаплиқ қилған ундақ бир кишини тағ етигидә (қәтъий чәкләнгән җайға киргәнлиги сәвәплик) өлтүрүш үчүн һәр қандақ киши униңға тәгсә яки униңға йеқин барса болмайтти; шуңа уни чалма-кесәк қилиш яки оқ билән өлтүрүш керәк еди. Башқа бир хил тәрҗимиси «(Худа тәрипидин) өлтүрүлиду».
14 Муса тағдин чүшүп хәлиқниң қешиға берип, хәлиқни Худаға атап муқәддәс қилди; улар кийим-кечәклирини жуйди. 15 Андин Муса хәлиққә: — Үчинчи күнигә тәйяр туруңлар; һеч ким аяли билән йеқинчилиқ қилмисун, деди.1Сам. 21:4; 1Кор. 7:5
16 Үчинчи күни болғанда, таң йоруши билән шундақ болдики, гүлдүрмамилар гүлдүрләп, чақмақ чеқип, тағ үстидә қоюқ бир парчә булут пәйда болди, зор қаттиқ челинған канайниң авази аңланди. Буни көрүп чедиргаһдики пүткүл хәлиқ қорқунучидин титрәп кәтти. «гүлдүрмамилар» — ибраний тилида «авазлар». «канайниң авази» — яки «бурға авази».  Ибр. 12:18 17 Муса хәлиқни Худаниң алдида һазир болушқа чедиргаһдин елип чиқти. Улар келип тағниң түвидә өрә турди. Қан. 4:10,11 18 Пәрвәрдигар Синай теғиға отта чүшүп кәлгини үчүн ис-түтәк пүткүл тағни қаплиди; ис-түтәк хумдандин өрлигән ис-түтәктәк үстигә өрләп чиқти. Пүткүл тағ қаттиқ тәвринишкә башлиди. Һак. 5:4; Зәб. 67:9; 76:19; 113:4; 143:5; Һаб. 3:10 19 Канай авази барғансери күчийип интайин қаттиқ чиқти. Муса сөз қиливиди, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап бәрди. «Муса сөз қиливиди, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап бәрди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Муса сөз қиливататти, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап беривататти». 20 Пәрвәрдигар Өзи Синай теғиға, тағниң чоққисиға чүшти; андин Пәрвәрдигар Мусани тағниң чоққисиға чақиривиди, Муса таққа чиқти.
21 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән чүшүп халайиқни агаһландуруп: Улар «Пәрвәрдигарни көримиз» дәп пасилдин бөсүп өтмисун; ундақ қилса, улардин көп адәм һалак болиду, дәп ейтқин. 22 Пәрвәрдигарға йеқин келәләйдиған каһинларму өзлирини маңа атап муқәддәс қилсун; болмиса, Пәрвәрдигар сепилни бөскәндәк уларға һалакәт йәткүзиду, — деди.
23 Муса Пәрвәрдигарға: — Халайиқниң Синай теғиға чиқиши мүмкин әмәс; чүнки Сән Өзүң бизгә қаттиқ агаһландурдуң: тағни «муқәддәс» дәп қарап, униң әтрапиға пасилларни бекитиңлар, дәп әмир қилдиң, — деди.
24 Пәрвәрдигар Мусаға: — Маң, сән чүшүп кәткин. Андин сән Һарунни елип, биллә чиққин; лекин каһинлар вә хәлиқ болса Пәрвәрдигарниң қешиға барайли дәп пасилдин бөсүп өтмисун; болмиса, Пәрвәрдигар сепилни бөскәндәк уларниң үстигә чүшиду, — деди.
25 Шуниң билән Муса хәлиқниң қешиға чүшүп, уларға бу сөзни йәткүзди.
 
 

19:1 «үчинчи ейиниң башланған күни» — башқа бир хил тәрҗимиси бойичә «үчинчи ай» жилниң (календарниң) үчинчи ейини көрситиду.

19:3 Рос. 7:38

19:4 «худди бүркүт балилирини қанатлириға миндүрүп елип жүргәндәк,...» — бәзидә ана бүркүт балилириға учушни үгәткәндә уларни дүмбисигә миндүрүп учиду.

19:4 Қан. 29:1; 32:11

19:5 Қан. 7:6; 10:14,15; 14:2; 26:18; Зәб. 134:4; Йәш. 41:8; Тит. 2:14

19:6 «силәр маңа каһинлардин тәркиб тапқан хас бир падишалиқ ... болисиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «силәр маңа падишалар вә каһинлар ...болисиләр».

19:6 1Пет. 2:9

19:8 Мис. 24:3

19:12 «хәлиқ үчүн тағниң әтрапиға» — яки «хәлиқ әтрапиға».

19:12 Ибр. 12:18

19:13 «Униңға... тегип кәтсиму» — демәк, таққа тегиш. Башқа бир хил тәрҗимиси «униңға (таққа тәккән кишигә) адәмниң қоли тәгмисун...». «чалма-кесәк қилинсун яки оқ етип өлтүрүлсун» — демәк, таққа тәккән кишини өлтүрүши керәк; бирақ хилаплиқ қилған ундақ бир кишини тағ етигидә (қәтъий чәкләнгән җайға киргәнлиги сәвәплик) өлтүрүш үчүн һәр қандақ киши униңға тәгсә яки униңға йеқин барса болмайтти; шуңа уни чалма-кесәк қилиш яки оқ билән өлтүрүш керәк еди. Башқа бир хил тәрҗимиси «(Худа тәрипидин) өлтүрүлиду».

19:15 1Сам. 21:4; 1Кор. 7:5

19:16 «гүлдүрмамилар» — ибраний тилида «авазлар». «канайниң авази» — яки «бурға авази».

19:16 Ибр. 12:18

19:17 Қан. 4:10,11

19:18 Һак. 5:4; Зәб. 67:9; 76:19; 113:4; 143:5; Һаб. 3:10

19:19 «Муса сөз қиливиди, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап бәрди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Муса сөз қиливататти, Худа аңлап үнлүк аваз билән җавап беривататти».