14
Пәрвәрдигар алдидики һалаллиқ вә һарамлиқ — һалал вә һарам җаниварлар
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң пәрзәнтлиридурсиләр; өлгәнләр үчүн бәдиниңларни һеч кәсмәслигиңлар керәк вә яки маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк; «өлгәнләр үчүн ... маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк» — бутпәрәс Ⱪананийлар арисида шундақ өрп-адәтләр көп еди.  Лав. 19:27,28; 21:5 чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән; Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр арисидин Өзиниң алаһидә гөһири болған бир хәлиқ болуши үчүн сени таллиғандур. Қан. 7:6; 26:18 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини йемәслигиң керәк.
Төвәндикиләр силәр йейишкә болидиған һайванлар: — кала, қой, өчкә; Лав. 11:2 кейик, җәрән, буға, явайи өчкә, аһу, бөкән, явайи қой, шундақла һайванлар ичидә туяқлири пүтүнләй ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр хилини йесәңлар болиду. «көшигүчи һайванлар» — мошу йәрдә икки-үч ашқазини бар һайванларнила әмәс, бәлки йәнә озуқни юмшақ чайнайдиған барлиқ һайванларни өз ичигә алиду. Лекин, көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк:—
Төгә, тошқан вә суғур (чүнки улар көшигүчи болғини билән туйиғи ачимақ әмәстур. Шуңа улар силәргә һарам болиду).«суғур» — яки «сичқан» — тағларда яшайдиған кичик бир һайван.
Чошқа болса туяқлири ачимақ болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду. Шундақ һайванларниң гөшини йемәслигиңлар керәк вә һәм өлүклиригә тәгмәслигиңлар керәк.
Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду, 10 лекин қанити вә қасирақлири болмиғанларни йемәслигиңлар керәк; улар силәргә нисбәтән һарам болиду.
11 Барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду; 12 бирақ төвәндики учар-қанатларни йемәслигиңлар керәк: йәни бүркүт, тапқуш-ғечирлар, деңиз бүркүти, «тапқуш-ғечирлар» — ибраний тилида «устихан чаққучи қуш». Йәни бир тәрҗимиси «белиқъалғуч». 13  қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин, қорултаз-тапқушлар вә уларниң хиллири, 14 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири, 15 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири, 16 һувқуш, ибис, ақ қу, «һувқуш» — яки «кичик һувқуш». «ақ қу» — ибраний тилидин буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. 17 сақийқуш, белиқъалғуч, қарна, «сақийқуш» — сақийқуш яки «суға сүңгүгүчи». Ибраний тилидин буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. «қарна» — яки «қотан». 18 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп билән шәпәрәң дегәнләр силәргә һарам саналсун. «турна» — яки «қотан». «ләйләк, турна ... дегәнләр силәргә һарам саналсун» — бу һалал вә һарам нәрсиләр тоғрилиқ «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. 19 Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр болса силәргә нисбәтән һарам болиду; уларни йемәслигиңлар керәк.«Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр ... уларни йемәслигиңлар керәк» — бу тизимликтики қушларниң көпинчисиниң ибраний тилидики нами Тәвратта пәқәт бир-икки қетим көрүнгән болғачқа, уларниң қайси қушлар екәнлигини топтоғра бекитиш бәзидә мүмкин болмайду. Һалбуки, уларниң умумий типлири, шүбһисизки, тәрҗимимиздәк болиду.
20 Силәр барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду.
21 Силәр һеч қандақ өлүк җанварни йемәслигиңлар керәк; силәр ундақ нәрсини шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан мусапирларға бериңлар; улар униңдин йесә болиду яки уни ят әлликләркә сетивәтсиму болиду; чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән. Сән оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду.«шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду» — бу әмир бәлким әтраптики бутпәрәс хәлиқләрниң мәлум өрп-адитигә әгәшмәслик керәклигини көрситиши мүмкин. Бу тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мис. 23:19; 34:26
 
Пәрвәрдигарға беғишлаш
22 Сән җәзмән һәр жили етиздики һәммә териқчилиқ мәһсулатлириңниң ондин бирини айришиң керәк; 23 сән шуларни, йәни ашлиғиң, йеңи шарабиң, зәйтун мейиңниң ондин бирини Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида, йәни У Өз намини қалдурушқа таллайдиған җайда йә, шундақла кала-қой падилиридин айрилған тунҗа балилирини шу йәрдә йә; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңдин дайим қорқушни үгинисән.Қан. 12:17,18
24 Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң, 25 сән шу чағда уни пулға сетип, пулни қолуңға теңип, Пәрвәрдигар Худайиң таллиған җайға барғин вә 26 вә көңлүң немә тартса, мәйли кала, қой, мәй-шарап, мусәлләс болсун, яки шуниңдәк көңлүң тартқан һәр қандақ нәрсини шу пулға алсаң болиду; андин сән вә өйүңдикиләр шу йәрдә униңдин йәп-ичип, Пәрвәрдигар Худайиң алдида шат-хурам болисиләр.Мат. 21:12
27 Шәһәр-йезилириңда туруватқан Лавийларни унтумаслиғиң керәк, чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ. «Шәһәр-йезилириңда» — ибраний тилида «Дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду.  Чөл. 18:20, 24; Қан. 10:9; 12:12; 18:1, 2; 26:12 28 Һәр үч жилниң ахирида сән шу жилдики мәһсулатлириңдин ондин бирини өшрә қилип чиқар; сән уни шәһәр-йезилириң ичидә топла; «шәһәр-йезилириң ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду. 29 шуниң билән Лавийлар (чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ), мусапир, житим-йесирләр вә тул хотунлар келип униңдин йәп тоюнсун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң қолуңдики барлиқ мевини бәрикәтләйду.
 
 

14:1 «өлгәнләр үчүн ... маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк» — бутпәрәс Ⱪананийлар арисида шундақ өрп-адәтләр көп еди.

14:1 Лав. 19:27,28; 21:5

14:2 Қан. 7:6; 26:18

14:4 Лав. 11:2

14:6 «көшигүчи һайванлар» — мошу йәрдә икки-үч ашқазини бар һайванларнила әмәс, бәлки йәнә озуқни юмшақ чайнайдиған барлиқ һайванларни өз ичигә алиду.

14:7 «суғур» — яки «сичқан» — тағларда яшайдиған кичик бир һайван.

14:12 «тапқуш-ғечирлар» — ибраний тилида «устихан чаққучи қуш». Йәни бир тәрҗимиси «белиқъалғуч».

14:16 «һувқуш» — яки «кичик һувқуш». «ақ қу» — ибраний тилидин буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс.

14:17 «сақийқуш» — сақийқуш яки «суға сүңгүгүчи». Ибраний тилидин буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. «қарна» — яки «қотан».

14:18 «турна» — яки «қотан». «ләйләк, турна ... дегәнләр силәргә һарам саналсун» — бу һалал вә һарам нәрсиләр тоғрилиқ «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

14:19 «Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр ... уларни йемәслигиңлар керәк» — бу тизимликтики қушларниң көпинчисиниң ибраний тилидики нами Тәвратта пәқәт бир-икки қетим көрүнгән болғачқа, уларниң қайси қушлар екәнлигини топтоғра бекитиш бәзидә мүмкин болмайду. Һалбуки, уларниң умумий типлири, шүбһисизки, тәрҗимимиздәк болиду.

14:21 «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду» — бу әмир бәлким әтраптики бутпәрәс хәлиқләрниң мәлум өрп-адитигә әгәшмәслик керәклигини көрситиши мүмкин. Бу тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

14:21 Мис. 23:19; 34:26

14:23 Қан. 12:17,18

14:26 Мат. 21:12

14:27 «Шәһәр-йезилириңда» — ибраний тилида «Дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду.

14:27 Чөл. 18:20, 24; Қан. 10:9; 12:12; 18:1, 2; 26:12

14:28 «шәһәр-йезилириң ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә» дегән сөз билән ипадилиниду.