11
Һалал вә һарам җаниварлар
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
Исраилларға мундақ дегин: — Йәр йүзидики барлиқ һайванларниң ичидин силәргә йейишкә болидиған җаниварлар шуки: — Қан. 14:4; Рос. 10:14
Һайванлар ичидә һәм туяқлири пүтүн ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр бирини йесәңлар болиду. «көшигүчи» — мошу йәрдә икки-үч ашқазини бар һайванларнила әмәс, бәлки йәнә озуқни юмшақ чайнайдиған барлиқ һайванларни көрситиду. Лекин көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: —
Төгә: чүнки у көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс. Шуңа у силәргә һарам болиду.
Суғур болса көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.«суғур» — яки «сичқан» — тағларда яшайдиған кичик бир һайван.
Тошқан болса буму көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.
Чошқа болса туяқлири ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду.
Силәр шу һайванларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк вә уларниң өлүгигиму тәгмәңлар. Улар болса силәргә һарам болиду.
 
Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики, йәни дәрия-деңизлардики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду; 10 лекин дәрия-деңизларда яшайдиған, йәни суларда топ-топ үзидиған барлиқ җаниварлардин, қасирақлири яки қанити болмиғанлирини йемәслигиңлар керәк; улар силәргә жиркиничлик саналсун.
11 Мәзкур җаниварлар дәрвәқә силәргә жиркиничлик саналсун; силәр уларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк; уларниң өлүгини жиркиничлик дәп қараңлар. 12 Судики җаниварларниң ичидин қанити билән қасириғи болмиған җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик саналсун.
 
Һалал вә һарам қушлар
13 Учар-қанатлардин төвәндикиләр силәргә жиркиничликтур; улар йейилмәслиги керәк вә силәргә жиркиничлик болсун: — йәни бүркүт, қорултаз-тапқушлар, деңиз бүркүти, «қорултаз-тапқушлар» — ибраний тилида «устихан чаққучи қуш». Йәни бир тәрҗимиси «белиқъалғуч». 14 қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин вә уларниң хиллири, 15 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири, 16 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири, 17 һувқуш, қарна, ибис, «һувқуш» — яки «кичик һувқуш». «қарна» — яки «суға суңгүгүчи». Буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. 18 аққу, сақийқуш, белиқъалғуч, «аққу» — буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. «белиқъалғуч» — яки «доғдақ» 19 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар силәргә һарам саналсун.«турна» — яки «қотан». «..., турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар...» — бу тизимликтики қушларниң көпинчисиниң ибраний тилидики нами Тәвратта пәқәт бир-икки қетим көрүнгән болғачқа, уларниң қайси қушлар екәнлигини топтоғра бекитиш бәзидә мүмкин болмайду. Һалбуки, уларниң умумий типлири, шүбһисизки, тәрҗимимиздәк болиду.
 
Һалал вә һарам һашарәтләр
20 Буниңдин башқа төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик болиду. 21 Һалбуки, төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварлардин төвәндикиләрни йесәңлар болиду: — пути билән үгилик пачиғи болуп, йәр йүзидә сәкрәләйдиғанларни йесәңлар болиду; «төрт путлап маңидиған» — ибранийларниң көзқаришичә һашарәтләр төрт пути билән маңиду, уларниң алдинқи иккиси «қол» һесаплиниду. 22 буларниң ичидин силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, қара чекәткә вә униң хиллири, томузға вә униң хиллири, чақчиқиз вә униң хиллири. 23 Лекин төрт путлуқ болған өмилигүчи һәм учидиған һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун.«силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, ... чақчиқиз вә униң хиллири... һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун» — «чекәткә»дин башқа, ибраний тилидин бу һарашәтләрниң намлирини җәзмләштүрүш тәс. Биз «қошумчә сөз»имиздә һалал-һарам һайванлар үстидә тохтилимиз.
 
Өлүкләр тоғрилиқ
24 Бу җаниварлардинму мундақ йол билән напак болисиләр; бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә кәч киргичә напак һесаплиниду. 25 Кимдәким буларниң өлүгиниң бир қисмини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак һесаплиниду.
26 Туяқлири ачимақ, бирақ пүтүнләй бөлүнмигән яки көшимәйдиған һайванларниң һәммиси силәргә һарамдур; һәр ким уларниң өлүгигә тәгсә напак саналсун. «һәр ким уларниң өлүгигә тәгсә...» — ибраний тилида «һәр ким уларға тәгсә...» — шүбһисизки, бу уларниң өлүклирини көрситиду (24-айәтни көрүң). Чүнки алайли, ешәкни миниш адәмни напак қилмайду. 27 Төрт пути билән маңидиған һайванларниң ичидин тапини билән маңидиғанларниң һәммиси силәргә напак болуп, һәр ким уларниң өлүк тәнлиригә тәгсә кәч киргичә напак санилиду. 28 Кимки уларниң өлүгини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак туриду. Бу һайванлар болса силәргә һарам болиду.
 
29 Йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ җаниварларниң ичидин силәргә һарам болғанлар мунулар: — қариғу зокор, чашқан, кәсләнчүк вә уларниң түрлири, «чашқан» — яки «сесиқ күзән». 30 салма, қизил кәсләнчүк, там кәсләнчүги, түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар һарам болиду. «... түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар» — «хамелеон»дин башқа җаниварларниң намлирини ибраний тилидин җәзмләштүрүш тәс. 31 Буларниң һәммиси йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварларниң ичидә силәргә һарам болиду; уларниң өлүгигә тәгсә, кәч киргичә напак санилиду.
32 Бу җаниварларниң өлүги һәр қандақ немигә чүшүп қалса шу немә напак һесаплиниду — һәр қандақ яғач қача-қуча болсун, кийим болсун, терә болсун, тағар болсун, һәр қандақ ишқа ишлитилидиған әсвап болсун, суға чилиниши керәк; улар кәч киргичә напак санилип, кейин пак болиду.Лав. 15:12
33 Буларниң бири сапалдин ясалған һәр қандақ қача ичигә чүшүп қалса, шу қача ичидики һәммә нәрсә напак саналсун вә қача өзи сундурулсун. 34 Әгәр қачидики судин аш-таам үстигә чачрап кәтсә, аш-таам напак саналсун вә шундақла қачидики һәр қандақ ичимликму напак саналсун. 35 Һәр немигә ундақ өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалсиму, напак саналсун. Әгәр тонур вә очақ болса, напак болди дәп чеқиветилсун; улар силәргә һарам болсун. 36 Лекин шундақ әһвалда булақ яки су жиғилидиған көлчәк йәнила пак санилиду; амма бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә напак болиду. 37 Әгәр ундақ өлүкниң бирәр қисми теришқа тәйярланған данларға чүшүп қалса, буму йәнила пак санилиду. 38 Лекин әгәр данниң үстигә су қуюлғандин кейин шундақ бир өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалса, ундақта бу данлар силәргә напак саналсун.
39 Әгәр силәргә йейишкә болидиған һайванлардин бири өлүп қалса, униң өлүгигә тәккән киши кәч киргичә напак саналсун. 40 Кимки ундақ өлүкниң гөшидин йесә, өз кийимлирини жуюши керәк вә кәч киргичә напак саналсун; шундақла ундақ бир өлүкни көтәргән кишиму кийимлирини жуюши керәк вә у киши кәч киргичә напак саналсун.
41 Йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварлар жиркиничлик санилип, һәргиз йейилмисун. 42 Қосиғи билән беғирлап маңидиған җанивар болсун, йәр йүзидә жүрүп төрт пути билән яки көп путлири билән маңидиған өмилигүчи җаниварларниң һәртүрлүгини болса, уларни һәргиз йемәңлар; чүнки улар жиркиничликдур.
43 Силәр болсаңлар мундақ өмилигүчи җаниварниң сәвәвидин өзүңларни жиркиничлик қилмаслиғиңлар керәк. Өзүңларни улар түпәйлидин напак қилмаңлар, болмиса уларниң сәвәвидин булғинип қалисиләр; 44 чүнки Мән Худайиңлардурмән. Силәр өзүңларни Өзүмгә атап муқәддәс қилишиңлар керәк; Мән Өзүм муқәддәс болғач силәрму өзүңларни муқәддәс тутушуңлар керәк. Силәр өзүңларни йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ һәр қандақ җаниварларниң сәвәвидин напак қилмаңлар. Лав. 19:2; 20:7; 1Пет. 1:16 45 Чүнки Мән өз Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигардурмән; силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән муқәддәстурмән.
46 Шулар болса чарпай билән учар-қанатлар, суда жүридиған һәр бир җанивар билән йәр йүзидә өмилигүчи һәр бир ушшақ җаниварлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур. 47 Булар билән һарам-һалални уқуп, йейишкә болидиған һайван билән йейишкә болмайдиған һайванларни пәриқ етәләйсиләр.
 
 

11:2 Қан. 14:4; Рос. 10:14

11:3 «көшигүчи» — мошу йәрдә икки-үч ашқазини бар һайванларнила әмәс, бәлки йәнә озуқни юмшақ чайнайдиған барлиқ һайванларни көрситиду.

11:5 «суғур» — яки «сичқан» — тағларда яшайдиған кичик бир һайван.

11:13 «қорултаз-тапқушлар» — ибраний тилида «устихан чаққучи қуш». Йәни бир тәрҗимиси «белиқъалғуч».

11:17 «һувқуш» — яки «кичик һувқуш». «қарна» — яки «суға суңгүгүчи». Буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс.

11:18 «аққу» — буниң қандақ қуш екәнлигини билиш тәс. «белиқъалғуч» — яки «доғдақ»

11:19 «турна» — яки «қотан». «..., турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар...» — бу тизимликтики қушларниң көпинчисиниң ибраний тилидики нами Тәвратта пәқәт бир-икки қетим көрүнгән болғачқа, уларниң қайси қушлар екәнлигини топтоғра бекитиш бәзидә мүмкин болмайду. Һалбуки, уларниң умумий типлири, шүбһисизки, тәрҗимимиздәк болиду.

11:21 «төрт путлап маңидиған» — ибранийларниң көзқаришичә һашарәтләр төрт пути билән маңиду, уларниң алдинқи иккиси «қол» һесаплиниду.

11:23 «силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, ... чақчиқиз вә униң хиллири... һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун» — «чекәткә»дин башқа, ибраний тилидин бу һарашәтләрниң намлирини җәзмләштүрүш тәс. Биз «қошумчә сөз»имиздә һалал-һарам һайванлар үстидә тохтилимиз.

11:26 «һәр ким уларниң өлүгигә тәгсә...» — ибраний тилида «һәр ким уларға тәгсә...» — шүбһисизки, бу уларниң өлүклирини көрситиду (24-айәтни көрүң). Чүнки алайли, ешәкни миниш адәмни напак қилмайду.

11:29 «чашқан» — яки «сесиқ күзән».

11:30 «... түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар» — «хамелеон»дин башқа җаниварларниң намлирини ибраний тилидин җәзмләштүрүш тәс.

11:32 Лав. 15:12

11:44 Лав. 19:2; 20:7; 1Пет. 1:16