Петрус «1»
1
«Расул Петрус язған биринчи мәктуп»
Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам.«Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам» — «тарқақ мусапирлар» тоғрилиқ «Яқуп»тики «кириш сөз»имизни көрүң. «Тарқақ мусапирлар» — Асурийәниң вә кейинки Бабил империйәсидин башлап, Исраилниң он икки қәбилиси дунияниң һәр қайси булуң-пучқақлириға тарқилип кәткән еди. Пәләстингә қайтип кәлмәй, чәт йәрләрдә қалған Йәһудийлар «тарқақ мусапирлар» (грек тилида «диаспора») дәп атилатти. Лекин мошу йәрдә «тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләр» көчмә мәнидә ишлитилиду, шундақла хәттә тилға елинған җайларда туруватқан барлиқ етиқатчиларни көрситиду, дәп қараймиз (2:10ни көрүң).
«Тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләр» бизниңчә: (1) етиқатчилар бу дунияда һәқиқәтән мусапир салаһийитидә яшайду. Улар жутимиз мошу йәрдә әмәс, җәннәттә болиду, дәп билиду; (2) етиқатчилар йәр йүзидики жутларниң көпинчисидә көп санлиқни тәшкил қилмайду, бәлки тарқақ «кичик бир пада»дәк яшаватиду, дегәнни көрситиду. «Кириш сөз»имизниму көрүң.
  Яқ. 1:1. Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар. Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур. Меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ата қилинғай!«Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. «Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур» — «Әйса Мәсиһниң қениниң үстүңларға сепилиши»: — демәк, Әйса Мәсиһниң қени «Тәврат дәври»дики қурбанлиқларниң қенидәк, адәмниң бәдини үстигә әмәс, бәлки етиқат қилғучиларниң виҗдан-қәлбигә сепилиду, шуниң билән гуналиридин пак болиду («Йәш.» 52:15 вә изаһатини, «Ибр.» 9:13, 12:24ни көрүң).  Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Гал. 1:3; Әф. 1:2; 2Пет. 1:2; Йәһ. 2.
 
Һаятлиқ үмүти
Өзиниң зор рәһимдиллиги билән, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғдуруп, өлмәс үмүткә несивә қилған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға мубарәк-мәдһийиләр оқулғай!Рим. 6:23; 1Кор. 15:20; 2Кор. 1:3; Әф. 1:3; Яқ. 1:18. Демәк, силәр үчүн чиримәс, дағсиз вә солмас мирас әршләрдә сақланмақта.Кол. 1:5; 2Тим. 1:12. Ахир заманда ашкарилинишқа тәйярланған ниҗат үчүн, силәр етиқатиңлар билән Худаниң қудрити арқилиқ қоғдалмақтисиләр. Силәр бу ниҗаттин зор шатлинисиләр — гәрчә һазир зөрүр тепилғанда силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин қисқа вақит азап-оқубәт чекишиңларға тоғра кәлсиму.Рим. 5:3; Ибр. 10:37; 1Пет. 5:10; Яқ. 1:2. Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ қайта ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду. «Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ қайта ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду» — оқурмәнләргә аянки, алтунниң саплиғи яки һәқиқий екәнлиги от билән испатлиниду. Худа етиқатимизниң һәқиқий яки һәқиқий әмәслигини билиду, әлвәттә, лекин Өзиниң шан-шәриви һәмдә бизни бу җәһәттә хатирҗәм қилиш үчүн бизни һәр хил синақларға учритиду. Муәллип мошу синақлар тоғрилиқ ейтқан болсиму, уларниң етиқатидин гуман қилған әмәс, әксичә 8-айәттә уларниң етиқатиға ишәшини билдүрүп, дәрвәқә һәқиқий, сап екәнлигини ениқ көрситиду.
«Етиқатиңлар... мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду» — муәллип мошу йәрдә бу «мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт» кимгә болидиғанлиғини очуқ көрсәтмәйду. Бизниңчә етиқатимиз синилиши арқилиқ «мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт»ни һәм Рәб Өзигә һәм бизләргиму кәлтүриду. Чүнки етиқатимиз синақтин өткүзүлсә, бу Худаниң шапаити һәм күч-қудритидинла болиду, шундақла буниң арқилиқ униң шапаити һәм қудрити рошән болиду вә Худаниң улуқлуғиға испат болиду (5-айәтни көрүң).
  Йәш. 48:10; 1Кор. 3:13; Яқ. 1:3; 1Пет. 4:12.
Әйса Мәсиһни илгири көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар; вә һазирму Уни көрмәйсиләр, лекин Униңға йәнила етиқат қилип қәлбиңлар ипадилигүсиз шан-шәрәпкә толған хошаллиқ билән яйрайду.Юһ. 20:29. Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр. «Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр» — мошу айәттин ениқ көргили болидуки, ниҗатниң һазир нәтиҗиси һәм мевиси бар һәмдә кәлгүсидә (5-айәттә) Мәсиһ қайта кәлгәндә техиму мукәммәллишиду (ниҗатниң кәлгүсидики бәхит-бәрикәтлири болса гунаниң һәр қандақ тәсиридин азат болуш, йеңи тәндә болушни өз ичигә алиду). Мошу йәрдә «җениңларниң ниҗати» бәлким адәмниң ички дуниясини көрситиду, демәк, адәмниң ой-пикир, һессиятлири вә мүҗәзиниң гунаниң тәсиридин азат болушини көрситиду. 10 Силәргә ата қилинған бу меһри-шәпқәтни алдин-ала ейтқан илгәрки пәйғәмбәрләр бу ниҗат-қутқузулуш тоғрисида тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан еди. Яр. 49:10; Дан. 2:44; Һаг. 2:8; Зәк. 6:12. 11 Уларда болған Мәсиһниң Роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән. «Уларда болған Мәсиһниң роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән» — «қандақ йол билән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «кимниң вуҗудида». Бу айәттин шу рошәнки, Мәсиһ техи дунияға кәлмигини билән, Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәт бериши Униң Роһи арқилиқ болған; Мәсиһниң Роһи уларда турсиму, уларниң Мәсиһниң кимлиги яки толуқ салаһийити тоғрилиқ хәвири мүҗмәл яки йоқ дейәрлик еди.  Зәб. 21:7; Йәш. 53:3; Дан. 9:24. 12 Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған. Әнди бүгүнки күндә бу ишлар әрштин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән силәргә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләр арқилиқ силәргә җакаланди. Һәтта пәриштиләрму бу ишларниң теги-тәктини сәпселип чүшинивелишқа тәлпүнмәктә.«Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған» — «бу ишлар» дегәнлик пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан Мәсиһниң өлүми (азаб-оқубәтлири) арқилиқ болған барлиқ ниҗатлиқ ишлар, җүмлидин «Муқәддәс Роһниң күчи билән» хуш хәвәрни йәткүзүшни көрсәтсә керәк.  Рос. 2:4; Әф. 3:10.
 
Пак яшаңлар
13 Шуңа, зеһинлириңларниң белини бағлап, өзүңларни сәгәк-салмақ тутуңлар, үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар. «үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар» — «пүтүнләй бағлаңлар» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «ахирғичә бағлаңлар».  Луқа 12:35; Әф. 6:14. 14 Худаниң итаәтмән пәрзәнтлири сүпитидә, илгәрки ғапиллиқ чағлириңлардикидәк һавайи-һәвәсләргә берилмәңлар. 15 Әксичә, силәрни чақирғучи пак-муқәддәс болғанға охшаш барлиқ жүрүш-турушиңларда өзүңларни пак-муқәддәс тутуңлар. Луқа 1:75. 16 Чүнки муқәддәс язмиларда: «Пак-муқәддәс болуңлар, чүнки Мән пак-муқәддәстурмән» дәп хатириләнгән.Лав. 11:44,45; 19:2; 20:7.
17 Силәр дуа қилғиниңларда кишиләрниң һәр бириниң иш-һәрикитигә қарап йүз-хатирә қилмай Сорақ Қилғучини «Ата» дәп чақиридикәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни Униң қорқунучида өткүзүңлар. Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25. 18 Чүнки силәргә мәлумки, силәр ата-бовилириңлар тәрипидин силәргә қалдурулған әһмийәтсиз турмушниң қуллуғидин азат болдуңлар. Бу, қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләрниң төлими билән болған әмәс, «һаман қиммитини йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр» — грек тилида «һаман чирийдиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр».  1Кор. 6:20; 7:23. 19 бәлки қиммәтлик қени билән, йәни кәм-күтисиз вә дағсиз қоза кәби Мәсиһниң қиммәтлик қениниң бәдилигә кәлди. Рос. 20:28; Ибр. 9:12; Вәһ. 1:5. 20 У дәрвәқә дуния апиридә қилиништин илгирила Худа тәрипидин шу сүпитидә тонулған, һазир У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн бу дунияға әвәтилип ашкарә қилинди. «У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн бу дунияға әвәтилип ашкарә қилинди» — «заманларниң мошу ахирқи вақитлири» дегәнлик Әйса Мәсиһниң биринчи қетим бу дунияға келишидин тартип, иккинчи қетим келишигичә болған вақит, йәни «Инҗил дәври»ни көрситиду.  Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 1:9; Тит. 1:2. 21 Силәр Униң арқилиқ Уни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәргән Худаға етиқат қиливатисиләр. Худаниң шуни қилғини етиқатиңлар вә үмүтүңлар Өзигә бағлансун үчүндур.Рос. 2:33; Фил. 2:9.
22 Силәр һәқиқәткә итаәт қилғанлиғиңлардин қәлбиңларни паклап, қериндашларни сөйидиған сахтисиз меһир-муһәббәткә кириштиңлар; шуңа, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар. Рим. 12:10; Әф. 4:3; Ибр. 13:1; 1Пет. 2:17. 23 Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди. «Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди» — мошу йәрдә «чирип кетидиған уруқ» дегәнниң мәнаси бәлким «һаман өлүп кетидиған инсанлар (чирип кетидиған әт егилири)»ни көрситиши мүмкин — демәк, һеч ким етиқатчи болған ата-анисидин яки мәлум милләттин (мәсилән, Йәһудийлардин) туғулғанлиғи билән йеңи һаятқа еришмәйду. Һәр адәм өзи етиқат билән «қайта (йеңидин) туғулуши» керәктур.  Яқ. 1:18; 1Юһа. 3:9. 24 Чүнки худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк:
 
«Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас,
Уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш;
От-чөп солишиду, гүл хазан болиду,Йәш. 40:6-8; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 4:14; 1Юһа. 2:17.
25 Бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!»
 
Силәргә йәткүзүлгән хуш хәвәрдә җакаланған сөз-калам дәл шудур.«Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас, уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш; от-чөп солишиду, гүл хазан болиду, бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» — бу сөзләр «Йәш.» 40:6, 8 (LXX)тин нәқил кәлтүрүлгән.
 
 

1:1 «Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам» — «тарқақ мусапирлар» тоғрилиқ «Яқуп»тики «кириш сөз»имизни көрүң. «Тарқақ мусапирлар» — Асурийәниң вә кейинки Бабил империйәсидин башлап, Исраилниң он икки қәбилиси дунияниң һәр қайси булуң-пучқақлириға тарқилип кәткән еди. Пәләстингә қайтип кәлмәй, чәт йәрләрдә қалған Йәһудийлар «тарқақ мусапирлар» (грек тилида «диаспора») дәп атилатти. Лекин мошу йәрдә «тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләр» көчмә мәнидә ишлитилиду, шундақла хәттә тилға елинған җайларда туруватқан барлиқ етиқатчиларни көрситиду, дәп қараймиз (2:10ни көрүң). «Тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләр» бизниңчә: (1) етиқатчилар бу дунияда һәқиқәтән мусапир салаһийитидә яшайду. Улар жутимиз мошу йәрдә әмәс, җәннәттә болиду, дәп билиду; (2) етиқатчилар йәр йүзидики жутларниң көпинчисидә көп санлиқни тәшкил қилмайду, бәлки тарқақ «кичик бир пада»дәк яшаватиду, дегәнни көрситиду. «Кириш сөз»имизниму көрүң.

1:1 Яқ. 1:1.

1:2 «Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. «Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур» — «Әйса Мәсиһниң қениниң үстүңларға сепилиши»: — демәк, Әйса Мәсиһниң қени «Тәврат дәври»дики қурбанлиқларниң қенидәк, адәмниң бәдини үстигә әмәс, бәлки етиқат қилғучиларниң виҗдан-қәлбигә сепилиду, шуниң билән гуналиридин пак болиду («Йәш.» 52:15 вә изаһатини, «Ибр.» 9:13, 12:24ни көрүң).

1:2 Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Гал. 1:3; Әф. 1:2; 2Пет. 1:2; Йәһ. 2.

1:3 Рим. 6:23; 1Кор. 15:20; 2Кор. 1:3; Әф. 1:3; Яқ. 1:18.

1:4 Кол. 1:5; 2Тим. 1:12.

1:6 Рим. 5:3; Ибр. 10:37; 1Пет. 5:10; Яқ. 1:2.

1:7 «Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ қайта ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду» — оқурмәнләргә аянки, алтунниң саплиғи яки һәқиқий екәнлиги от билән испатлиниду. Худа етиқатимизниң һәқиқий яки һәқиқий әмәслигини билиду, әлвәттә, лекин Өзиниң шан-шәриви һәмдә бизни бу җәһәттә хатирҗәм қилиш үчүн бизни һәр хил синақларға учритиду. Муәллип мошу синақлар тоғрилиқ ейтқан болсиму, уларниң етиқатидин гуман қилған әмәс, әксичә 8-айәттә уларниң етиқатиға ишәшини билдүрүп, дәрвәқә һәқиқий, сап екәнлигини ениқ көрситиду. «Етиқатиңлар... мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду» — муәллип мошу йәрдә бу «мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт» кимгә болидиғанлиғини очуқ көрсәтмәйду. Бизниңчә етиқатимиз синилиши арқилиқ «мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт»ни һәм Рәб Өзигә һәм бизләргиму кәлтүриду. Чүнки етиқатимиз синақтин өткүзүлсә, бу Худаниң шапаити һәм күч-қудритидинла болиду, шундақла буниң арқилиқ униң шапаити һәм қудрити рошән болиду вә Худаниң улуқлуғиға испат болиду (5-айәтни көрүң).

1:7 Йәш. 48:10; 1Кор. 3:13; Яқ. 1:3; 1Пет. 4:12.

1:8 Юһ. 20:29.

1:9 «Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр» — мошу айәттин ениқ көргили болидуки, ниҗатниң һазир нәтиҗиси һәм мевиси бар һәмдә кәлгүсидә (5-айәттә) Мәсиһ қайта кәлгәндә техиму мукәммәллишиду (ниҗатниң кәлгүсидики бәхит-бәрикәтлири болса гунаниң һәр қандақ тәсиридин азат болуш, йеңи тәндә болушни өз ичигә алиду). Мошу йәрдә «җениңларниң ниҗати» бәлким адәмниң ички дуниясини көрситиду, демәк, адәмниң ой-пикир, һессиятлири вә мүҗәзиниң гунаниң тәсиридин азат болушини көрситиду.

1:10 Яр. 49:10; Дан. 2:44; Һаг. 2:8; Зәк. 6:12.

1:11 «Уларда болған Мәсиһниң роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән» — «қандақ йол билән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «кимниң вуҗудида». Бу айәттин шу рошәнки, Мәсиһ техи дунияға кәлмигини билән, Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бешарәт бериши Униң Роһи арқилиқ болған; Мәсиһниң Роһи уларда турсиму, уларниң Мәсиһниң кимлиги яки толуқ салаһийити тоғрилиқ хәвири мүҗмәл яки йоқ дейәрлик еди.

1:11 Зәб. 21:7; Йәш. 53:3; Дан. 9:24.

1:12 «Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған» — «бу ишлар» дегәнлик пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан Мәсиһниң өлүми (азаб-оқубәтлири) арқилиқ болған барлиқ ниҗатлиқ ишлар, җүмлидин «Муқәддәс Роһниң күчи билән» хуш хәвәрни йәткүзүшни көрсәтсә керәк.

1:12 Рос. 2:4; Әф. 3:10.

1:13 «үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар» — «пүтүнләй бағлаңлар» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «ахирғичә бағлаңлар».

1:13 Луқа 12:35; Әф. 6:14.

1:15 Луқа 1:75.

1:16 Лав. 11:44,45; 19:2; 20:7.

1:17 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25.

1:18 «һаман қиммитини йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр» — грек тилида «һаман чирийдиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр».

1:18 1Кор. 6:20; 7:23.

1:19 Рос. 20:28; Ибр. 9:12; Вәһ. 1:5.

1:20 «У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн бу дунияға әвәтилип ашкарә қилинди» — «заманларниң мошу ахирқи вақитлири» дегәнлик Әйса Мәсиһниң биринчи қетим бу дунияға келишидин тартип, иккинчи қетим келишигичә болған вақит, йәни «Инҗил дәври»ни көрситиду.

1:20 Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 1:9; Тит. 1:2.

1:21 Рос. 2:33; Фил. 2:9.

1:22 Рим. 12:10; Әф. 4:3; Ибр. 13:1; 1Пет. 2:17.

1:23 «Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди» — мошу йәрдә «чирип кетидиған уруқ» дегәнниң мәнаси бәлким «һаман өлүп кетидиған инсанлар (чирип кетидиған әт егилири)»ни көрситиши мүмкин — демәк, һеч ким етиқатчи болған ата-анисидин яки мәлум милләттин (мәсилән, Йәһудийлардин) туғулғанлиғи билән йеңи һаятқа еришмәйду. Һәр адәм өзи етиқат билән «қайта (йеңидин) туғулуши» керәктур.

1:23 Яқ. 1:18; 1Юһа. 3:9.

1:24 Йәш. 40:6-8; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 4:14; 1Юһа. 2:17.

1:25 «Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас, уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш; от-чөп солишиду, гүл хазан болиду, бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» — бу сөзләр «Йәш.» 40:6, 8 (LXX)тин нәқил кәлтүрүлгән.