6
Сәккизинчи аламәт көрүнүш — атлиқ җәң һарвулири
Андин мана, мән йәнә бешимни көтирип, икки тағ оттурисидин төрт җәң һарвусиниң чиққанлиғини көрдүм. Тағлар болса мис тағлар еди. Биринчи җәң һарвусидики қизил атлар еди; иккинчи җәң һарвусидики қара атлар еди; үчинчи җәң һарвусидики ақ атлар, төртинчи җәң һарвусидики күчлүк чипар атлар еди. Мән җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
Пәриштә маңа җававән: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егисиниң һозуридин чиққан асманларниң төрт роһи. Қара атлар қетилған һарву шималий зиминлар тәрәпкә кириду; ақлар уларниң кәйнидин маңиду; чипарлар болса җәнубий зиминлар тәрәпкә маңиду. Андин мошу күчлүк атлар чиқип йәр йүзидә уяқ-буяқ кезишкә алдирайду» — деди.
У уларға: «Меңиңлар, йәр йүзидә уяқ-буяқ меңиңлар» — деди; улар йәр йүзидә уяқ-буяқ маңди. Вә У маңа үнлүк авазда: «Қара, шималий йәр-зиминлар тәрәпкә маңғанлар Мениң Роһумдики аччиқни шималий зимин тәрәптә бесиқтурди» — деди. «шималий йәр-зиминлар тәрәпкә маңғанлар Мениң Роһумдики аччиқни шималий зимин тәрәптә бесиқтурди» — сәккизинчи көрүнүш үстидә «қошумчи сөз»миздә тохтилимиз.
 
Баш каһин Йәшуаға таҗ кийдүрүш
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
10 Сүргүн болуп кәлгәнләрдин, йәни Һәлдай, Тобия вә Йәдаядин соғатларни қобул қилғин; шу күни улар Бабилдин келип чүшкән өйгә, йәни Зәфанияниң оғли Йосияниң өйигә киргин; 11 шундақ, күмүч вә алтунни қобул қилғин, булардин чәмбәрсиман бир таҗни тоқуп вә таҗни Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуаниң бешиға кийгүзгин; 12 вә Йәшуаға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Қараңлар, «Шах» дәп аталған инсан! У өз түвидин орнида шахлинип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуриду» — дегин. Зәк. 3:8; Йәш. 4:2; 11:1; Йәр. 23:5; 33:15
13 «Бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қурғучи дәл шу болиду; у шу шаһанә шан-шәрәпни зиммисигә елип, өз тәхтигә олтирип һөкүм сүриду; у тәхткә олтиридиған каһин болиду; хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ улар иккиси арисида болиду.«у шу шаһанә шан-шәрәпни зиммисигә елип, ... у тәхткә олтиридиған каһин болиду» — Исраилда «Лавий» қәбилисидин болған «каһин»лар падиша болушқа қәтъий болмайтти. Мошу йәрдә Йәшуа (Әйса) шүбһисизки, кәлгүси заманда келидиған Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду. «Мәсиһ» һәм каһин һәм падиша болуп, Йәшуа вә Зәруббабәл қуруватқан ибадәтханидин техиму улуқ ибадәтханини, йәни Муқәддәс Роһтин туғулған кишиләрдин тәркиб тапқан ибадәтханини қуриду. «Қошумчә сөз»имиз вә «Һагай пәйғәмбәр» қисмидики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ... » — яки «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған план ...». «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ улар иккиси арисида болиду» — бәзи алимлар «иккиси» дегән сөз «икки һоқуқ» дегән мәнидә, у бәлким ҚутКузғучи-Мәсиһниң «каһин» һәм «тәхттә олтарғучи падиша» дегән икки салаһийитини көрситиду, дәп қарайду. Бизниңчә «улар иккиси» болса Пәрвәрдигар һәм униң Мәсиһидур. Дунияниң гуналирини жуйидиған қурбанлиқ болса Худаниң плани болуп, Өз Мәсиһи шу планини әмәлгә ашуруп қурбанлиқ болған; шуңа «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ» «Улар иккиси» арисидидур.  Зәб. 109:1, 4; 84:11; Йәш. 9:6; 22:24; Юһ. 2:19-22
14 Мошу чәмбәрсиман таҗ Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида Хәләм, Тобия, Йәдаяларға вә Зәфанияниң оғлиниң меһриванлиғиға бир әсләтмә үчүн қоюлиду. «Хәләм, Тобия, Йәдаялар...» — «Хәләм» 10-айәттә «Хәлдай» дәп атилиду. « Зәфанияниң оғлиниң меһриванлиғиға бир әсләтмә үчүн қоюлиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Зәфанияниң оғли «Хән»гә бир әсләтмә үчүн қоюлиду». Бирақ «хән»ниң мәнаси «илтипат, меһриванлиқ» болуп, Муқәддәс Китаптики башқа йәрләрдә исим орнида ишләткәнлиги көрүлмәйду. 15 Вә жирақта туруватқанлар келип Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуруш хизмитидә болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр; әгәр Пәрвәрдигарниң авазини көңүл қоюп аңлисаңлар бу иш әмәлгә ашурулиду».Зәк. 2:8, 9, 10, 12; Йәш. 48:16; Юһ. 11:42; 17:21
 
 

6:8 «шималий йәр-зиминлар тәрәпкә маңғанлар Мениң Роһумдики аччиқни шималий зимин тәрәптә бесиқтурди» — сәккизинчи көрүнүш үстидә «қошумчи сөз»миздә тохтилимиз.

6:12 Зәк. 3:8; Йәш. 4:2; 11:1; Йәр. 23:5; 33:15

6:13 «у шу шаһанә шан-шәрәпни зиммисигә елип, ... у тәхткә олтиридиған каһин болиду» — Исраилда «Лавий» қәбилисидин болған «каһин»лар падиша болушқа қәтъий болмайтти. Мошу йәрдә Йәшуа (Әйса) шүбһисизки, кәлгүси заманда келидиған Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду. «Мәсиһ» һәм каһин һәм падиша болуп, Йәшуа вә Зәруббабәл қуруватқан ибадәтханидин техиму улуқ ибадәтханини, йәни Муқәддәс Роһтин туғулған кишиләрдин тәркиб тапқан ибадәтханини қуриду. «Қошумчә сөз»имиз вә «Һагай пәйғәмбәр» қисмидики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ... » — яки «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған план ...». «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ улар иккиси арисида болиду» — бәзи алимлар «иккиси» дегән сөз «икки һоқуқ» дегән мәнидә, у бәлким ҚутКузғучи-Мәсиһниң «каһин» һәм «тәхттә олтарғучи падиша» дегән икки салаһийитини көрситиду, дәп қарайду. Бизниңчә «улар иккиси» болса Пәрвәрдигар һәм униң Мәсиһидур. Дунияниң гуналирини жуйидиған қурбанлиқ болса Худаниң плани болуп, Өз Мәсиһи шу планини әмәлгә ашуруп қурбанлиқ болған; шуңа «хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ» «Улар иккиси» арисидидур.

6:13 Зәб. 109:1, 4; 84:11; Йәш. 9:6; 22:24; Юһ. 2:19-22

6:14 «Хәләм, Тобия, Йәдаялар...» — «Хәләм» 10-айәттә «Хәлдай» дәп атилиду. « Зәфанияниң оғлиниң меһриванлиғиға бир әсләтмә үчүн қоюлиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Зәфанияниң оғли «Хән»гә бир әсләтмә үчүн қоюлиду». Бирақ «хән»ниң мәнаси «илтипат, меһриванлиқ» болуп, Муқәддәс Китаптики башқа йәрләрдә исим орнида ишләткәнлиги көрүлмәйду.

6:15 Зәк. 2:8, 9, 10, 12; Йәш. 48:16; Юһ. 11:42; 17:21