Бу бешарәттики пеилларниң һәммиси «өткән заман» шәкидә ипадиләнгән. Бу хил шәкилдики бешарәт «Йәшая»да көп учрайду, у кәлгүсидики ишларниң җәзмәнликини билдүриду. ■Мат. 4:15,16; Әф. 5:14
(а )У Исраил үчүн Қутқузғучидур. Бу бабтики 1-6-айәттики ғәлибә вә бәхит бу бала сәвәвидин вуҗудқа келиду.
(ә) У пак қиздин туғулиду (7-бап, 14-айәт).
(б) У бәлким кәмбәғәл вә дүшмәнниң һөкүмранлиғи астидики әһвалда туғулиду (7-бап, 15- вә 17-айәт).
(п) У Давутниң җәмәтидин болуп, Давутниң тәхтигә олтириду. Худа Давутқа вәдә бәргәнки, униң бир әвлади Исраилға вә ахирида пүткүл дунияға Падиша болиду. (Зәбур, 17-күй, 21-күй, 71-күйләрни көрүң)
(т) Бу балида Худаниң тәбиити болиду (6-айәт). У «Қудрәтлик Тәңри» дәп атилиду. Ибраний тилида «карамәт» дегән сүпәт, пәқәт Худа вә Худаниң қилғанлири тоғрилиқла ишлитилиду.
(җ) Бу бала ахирда пүтүн аләмгә аман-хатирҗәмликни йәткүзиду. «Униңдин келидиған һөкүмранлиқ вә аман-хатирҗәмликниң ешиши пүтмәс-түгимәс болиду».
Булардин сирт мошу айәтләрдә нурғун савақ-хәвәрләр бар, мошу йәрдә сәһипә чәклик болғанлиғи үчүн һазирчә тохталмаймиз.
Бу балиниң ким екәнлиги пәқәт Инҗилдики баянлардила ениқ көрситилиду. У пак қиз Мәрйәмдин туғулған Мәсиһ Әйсаниң дәл өзи болуп, униң башқа бири болушиниң қәтъий мүмкинчилиги йоқтур. ■2Пад. 19:31; Йәш. 37:32
□9:1 «Қараңғулуқта меңип жүргән кишиләр зор бир нурни көрди... дәл уларниң үстигә нур парлиди» — мошу айәтләрдики «нур» шүбһисизки, Мәсиһ-қутқузғучидур (6-7-айәтни көрүң). Биз мошу бешарәтләрниң әмәлгә ашқанлиғини Инҗилдин көримиз. Мәсиһ Әйса дәл 1-айәттики төрт җайда улуқ хизмитини, йәни хуш хәвәрни тарқитиш, мөҗизиләрни яритишни башлиди. У хизмәт қилған үч йерим жил вақитниң йеримидин көпрәкини бәлким мошу җайларда өткүзгән. Бу бешарәттики пеилларниң һәммиси «өткән заман» шәкидә ипадиләнгән. Бу хил шәкилдики бешарәт «Йәшая»да көп учрайду, у кәлгүсидики ишларниң җәзмәнликини билдүриду.
□9:2 «Сән әлни авуттуң, уларниң шатлиғини зиядә қилдиң...» — мошу йәрдә пәйғәмбәрләрниң язмилиридики көп башқа бешарәтләргә охшаш, кәлгүсидики, техи йүз бәрмигән ишлар өтүп болған ишлардәк тилға елиниду.
□9:3 «Мидиян үстидин ғәлибә қилған күн» — тәхминән 500 жил илгири Исраил Мидиянийларниң асаритидин Худаниң карамәтлири билән қутулған.
■9:3 Һак. 7:22; Йәш. 10:26
□9:4 «Чүнки ләшкәрләрниң урушта кийгән һәр бир өтүклири... пәқәтла от үчүн йеқилғу болиду» — Худа уларға шундақ бәрикәтләрни беридуки, мошу ғәлибә болғандин кейин (улар әмәс, бәлки Пәрвәрдигар улар үчүн қилған ғәлибә) улар шу ләшкәрләрниң қанға миләнгән кийим-кечәклири керәк болмайду, уларни пәқәт йеқилғу үчүн ишләткили болиду, дәп қарайду.
□9:5 «Биз үчүн бир бала туғулди; бизгә бир оғул ата қилинди» — бу бешарәт гәрчә кәлгүсидики ишларни көрсәткән болсиму, униңдики пеилларниң һәммиси «өткән заман» шәклидә ипадиләнгән. Жуқириқи 2-айәттики изаһатни көрүң. «аман-хатирҗәмлик Егиси Шаһзадә» — яки «аман-хатирҗәмлик Бәргүчи Шаһзадә».
■9:5 Йәш. 11:2; 22:22; Луқа 2:10,11; Юһ. 4:10
□9:6 «У Давутниң тәхтигә олтарғанда вә падишалиғиға һөкүмранлиқ қилғанда... Униңдин келидиған һөкүмранлиқ вә аман-хатирҗәмликниң ешиши пүтмәс-түгимәс болиду...» — мошу икки айәт (6-7-айәт) жуқуриқи «Иммануел»ниң ким екәнлигини техиму ениқ көрситиду. У тоғрисидики хәвәрни тәкрарлисақ: — (а )У Исраил үчүн Қутқузғучидур. Бу бабтики 1-6-айәттики ғәлибә вә бәхит бу бала сәвәвидин вуҗудқа келиду. (ә) У пак қиздин туғулиду (7-бап, 14-айәт). (б) У бәлким кәмбәғәл вә дүшмәнниң һөкүмранлиғи астидики әһвалда туғулиду (7-бап, 15- вә 17-айәт). (п) У Давутниң җәмәтидин болуп, Давутниң тәхтигә олтириду. Худа Давутқа вәдә бәргәнки, униң бир әвлади Исраилға вә ахирида пүткүл дунияға Падиша болиду. (Зәбур, 17-күй, 21-күй, 71-күйләрни көрүң) (т) Бу балида Худаниң тәбиити болиду (6-айәт). У «Қудрәтлик Тәңри» дәп атилиду. Ибраний тилида «карамәт» дегән сүпәт, пәқәт Худа вә Худаниң қилғанлири тоғрилиқла ишлитилиду. (җ) Бу бала ахирда пүтүн аләмгә аман-хатирҗәмликни йәткүзиду. «Униңдин келидиған һөкүмранлиқ вә аман-хатирҗәмликниң ешиши пүтмәс-түгимәс болиду». Булардин сирт мошу айәтләрдә нурғун савақ-хәвәрләр бар, мошу йәрдә сәһипә чәклик болғанлиғи үчүн һазирчә тохталмаймиз. Бу балиниң ким екәнлиги пәқәт Инҗилдики баянлардила ениқ көрситилиду. У пак қиз Мәрйәмдин туғулған Мәсиһ Әйсаниң дәл өзи болуп, униң башқа бири болушиниң қәтъий мүмкинчилиги йоқтур.
□9:7 «Рәб ... бир сөз әвәтти, ... Исраилға чүшиду» — «Исраил» мошу айәтләрдә (8-21дә) шималий падишалиқни көрситиду. «Чүшиду» дегән сөз мошу йәрдә Худаниң бир җазасиниң кәлгәнлигини көрсәтсә керәк.
□9:9 «Хишлар чүшүп кәтти, бирақ уларниң орниға ойулған ташлар билән қайта ясаймиз...» — демәк, «Пәрвәрдигарниң тәрбийә җазаси болған зиянни тартқан болсақму, биз йәнила униң тәрбийә җазасиға писәнт қилмай, өз күчимизгә тайинип техиму яхши турмушни бәрпа қилимиз» (ташлар хишлардин, кедир дәрәқлири ерән дәрәқлиридин яхши, әлвәттә). Йәробоам ИИ падиша болған вақтида, Худа (шималий) Исраилда чоң бир йәр тәврәшни пәйда қилған; «Хишлар чүшүп кәтти,... ерән дәрәқлири кесилип болди,...» дегән сөзләр бәлким шу йәр тәврәш билән мунасивәтлик.
□9:10 «Пәрвәрдигар Рәзинниң күшәндилирини Исраилға қарши күчләндүрди...» — 7-баптики мәзмунға қариғанда, Сурийәниң падишаси Рәзин Исраил билән иттипақдаш еди. Мошу сөзгә қариғанда униң Исраил билән иттипақи кейин мәвҗут болуп туралмайду. Башқиларниң Исраилға қарши чиқиши билән уму Исраилға қарши қозғилиду.
□9:18 «...һеч ким өз қериндишини аяп рәһим қилмайду» — Йәробоам (ИИ) Исраилға падиша болғандин кейинки 28 жил ичидә, көп кишиләр тәхтни талишип урушти. Җәмий 6 Падиша тәхткә олтарған, ички уруш-җедәлләр көп болған еди.
□9:20 «мәнассәһ Әфраимни, Әфраим болса мәнассәһни йәйду...» —Әфраим вә Манассәһ болса Исраил падишалиғидики икки әң чоң қәбилә. Жуқириқи изаһатта көрситилгинидәк уларниң арисида уруш-җедәлләр көп еди. Ундақ ишлар Йәшая дегинидәк, «өз билигини өзи йәйдиған» иштур.