33
Пәрвәрдигар Исраил вә Йәһудани әслигә кәлтүримән, дәп иккинчи қетим вәдә қилиду
Йәрәмия техи қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
Ишни қилғучи Мән Пәрвәрдигар, ишни шәкилләндүргүчи һәм уни бекиткүчи Мәнки Пәрвәрдигар мундақ дәймән — Пәрвәрдигар Мениң намимдур — «ишни қилғучи» — немә иш екәнлиги бәлким кейинки 4-26-айәтләрдә тәсвирлиниду. Маңа илтиҗа қил, Мән саңа җавап қайтуримән, шундақла сән билмәйдиған, бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа аян қилимән. Чүнки дүшмәнниң дөң-потәйлиригә һәм қиличиға тақабил турушқа истиһкамлар қилиш үчүн чеқилған бу шәһәрдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң ордилири тоғрилиқ Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләрниң һәммиси, пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Чүнки Мән уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән. ««Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләр... пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән» — оқурмәнләр айәттики башқа хил тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. Лекин умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк болиду. Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, уларға чәксиз арамбәхш һәм һәқиқәтни йешип аян қилимән. «Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, ...» — шүбһисизки, Худа Йәрәмияға ейтқан «бүйүк һәм тилсимат ишлар» бу айәттин башлап униңға ечип көрситилиду. Мән Йәһудани һәм Исраилни сүргүндин қайтуруп әслигә кәлтүримән; уларни авалқидәк қуруп чиқимән. Йәр. 24:6; 31:4; 32:44 Мән уларни Мән билән қаршилишип гунаға петип садир қилған барлиқ қәбиһлигидин пакландуримән, Мениң алдимда гунаға петип, Маңа асийлиқ қилған барлиқ қәбиһликлирини кәчүримән; Йәр. 31:34 йәр йүзидики барлиқ әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипатни аңлайду, шуниң билән бу шәһәр кишини шатландуруп, Өзүмгә мәдһийәләрни қозғап, шан-шәрәп кәлтүрүп нам-шөһрәт һасил қилиду; әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипат вә арамбәхшликтин Мәндин қорқуп титрәйдиған болиду.
10 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр мошу йәр тоғрилиқ: «У бир харабилик, адәмзатсиз вә һайванатсиз болди!» дәйсиләр — дурус. Лекин харабә болған, адәмзатсиз, аһалисиз, һайванатсиз болған Йәһуданиң шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида 11 йәнә тамашиниң садаси, шат-хурамлиқ садаси вә тойи болуватқан жигит-қизниң авази аңлиниду, шундақла Пәрвәрдигарниң өйигә «тәшәккүр қурбанлиқлири»ни апарғанларниң «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур, униң муһәббити мәңгүлүктур» дәйдиған авазлири қайтидин аңлиниду; чүнки Мән сүргүн болғанларни қайтуруп зиминдики аватлиқни әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.Йәр. 7:34
12 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду. «Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду» — 4-, 10- вә бу 12-айәттә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға «Сән билип бақмиған һәм бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа көрситимән» дегән вәдиси бойичә, кәлгүси заманда карамәт ишларни көрситидиған үч бешарәт бизгә тонуштурулиду. 13 Җәнубий тағлиқтики шәһәрләрдә, ғәриптики Йәһуданиң «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, җәнубий баяванлардики шәһәрләрдә, Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида вә Йәһуданиң шәһәрлиридиму қой падилири уларни саниғучиниң қоли астидин қайтидин өтиду, — дәйду Пәрвәрдигар.«саниғучиниң қоли астидин өтүш» — бәлким қойлар қотанға қайтип киргәндә, улардин һеч қайсисиниң кам қалмаслиғи үчүн тәкшүрүлүштур.
 
14 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтигә һәм Йәһуда җәмәтигә ейтқан шәпқәтлик вәдәмгә әмәл қилимән.Йәр. 29:10
15 Шу күнләр вә у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән; У зиминда тоғра һөкүм вә һәққанийлиқ жүргүзиду. «...у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән...» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Давут падиша-пәйғәмбәргә: «Қутқузғучи-Мәсиһ» сениң нәслиңдин чиқиду» дәп вәдә бәргән (мәсилән, «2Сам.», 7-бапни, Зәбурдики 17-, 44- вә 71-күйләрни һәм мәзкур китап 23:5ниму көрүң).  Йәр. 23:5 16 Шу күнләрдә Йәһуда қутқузулиду, Йерусалим арамбәхштә туриду; шу чағда Йерусалим: «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимиздур» дегән нам билән атилиду.
17 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Давутниң Исраил җәмәтиниң тәхтигә олтиришқа лайиқ нәсли үзүлүп қалмайду, 18 яки Лавийлардин болған каһинлардин, «көйдүрмә қурбанлиқ», «ашлиқ һәдийә» вә башқа қурбанлиқларни Мениң алдимда дайим сунидиған адәм үзүлүп қалмайду.Йәр. 17:26
19 Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
20 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мениң күндүз билән түзгән әһдәмни вә кечә билән түзгән әһдәмни бузуп, күндүз вә кечини өз вақтида кәлмәйдиған қилип қойсаңлар, 21 шу чағда Мениң Қулум Давут билән түзгән әһдәм бузулуп, униңға: «Өз тәхтиңгә һөкүм сүридиған бир оғлуң дайим болиду» дегиним әмәлгә ашурулмайду вә хизмәткарлирим, каһинлар болған Лавийлар билән түзгән әһдәм бузулған болиду. 22 Асманлардики қошунлар болған юлтузларни санап болғили болмиғандәк, деңиздики қумларни өлчәп болғили болмиғандәк, мән қулум Давутниң нәслини вә Өзүмгә хизмәт қилидиған Лавийларни көпәйтимән.
 
23 Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
24 Бу хәлиқниң: «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди» дегинини байқимидиңму? Шуңа улар Мениң хәлқимни: «Кәлгүсидә һеч бир әл-дөләт болмайду» дәп көзгә илмайду. «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди...» — «икки җәмәт» шүбһисизки, Исраил вә Йәһудани, йәни Худаниң пүтүн хәлқини көрситиду; демәк, пүткүл Исраил хәлқи өзиниң келәчики тоғрилиқ үмүтсизлинип кәткән. Бәзи алимлар «икки җәмәт» «Давут җәмәти һәм Лавий җәмәти»ни көрситиду, дәп қарайду; лекин бизниңчә кейинки «Мениң хәлқимни ... көзгә илмайду» дегән ибарә һәм 25-, 26-айәтләр «Яқупниң нәсли»ни, йәни Худаниң пүтүн хәлқи (Исраил вә Йәһуда)ни көрсәткәчкә, 24-айәтму пүтүн хәлиқни көрситиши керәк. 25 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң күндүз вә кечини бекиткән әһдәм өзгирип кәтсә, яки асман-зиминдики қанунийәтләрни бекитмигән болсам, 26 Мән Яқупниң нәслидин вә Давутниң нәслидин ваз кечип уларни ташлайдиған болимән, шуниңдәк Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң нәсли үстигә һөкүм сүрүш үчүн Давутниң нәслидин адәм таллимайдиған болимән! Чүнки бәрһәқ, Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп уларни әслигә кәлтүримән, уларға рәһимдиллиқ көрситимән.Йәр. 31:20
 
 

33:2 «ишни қилғучи» — немә иш екәнлиги бәлким кейинки 4-26-айәтләрдә тәсвирлиниду.

33:5 ««Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләр... пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән» — оқурмәнләр айәттики башқа хил тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. Лекин умумий мәнаси тәрҗимимизниңкидәк болиду.

33:6 «Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, ...» — шүбһисизки, Худа Йәрәмияға ейтқан «бүйүк һәм тилсимат ишлар» бу айәттин башлап униңға ечип көрситилиду.

33:7 Йәр. 24:6; 31:4; 32:44

33:8 Йәр. 31:34

33:11 Йәр. 7:34

33:12 «Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду» — 4-, 10- вә бу 12-айәттә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға «Сән билип бақмиған һәм бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа көрситимән» дегән вәдиси бойичә, кәлгүси заманда карамәт ишларни көрситидиған үч бешарәт бизгә тонуштурулиду.

33:13 «саниғучиниң қоли астидин өтүш» — бәлким қойлар қотанға қайтип киргәндә, улардин һеч қайсисиниң кам қалмаслиғи үчүн тәкшүрүлүштур.

33:14 Йәр. 29:10

33:15 «...у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән...» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Давут падиша-пәйғәмбәргә: «Қутқузғучи-Мәсиһ» сениң нәслиңдин чиқиду» дәп вәдә бәргән (мәсилән, «2Сам.», 7-бапни, Зәбурдики 17-, 44- вә 71-күйләрни һәм мәзкур китап 23:5ниму көрүң).

33:15 Йәр. 23:5

33:18 Йәр. 17:26

33:24 «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди...» — «икки җәмәт» шүбһисизки, Исраил вә Йәһудани, йәни Худаниң пүтүн хәлқини көрситиду; демәк, пүткүл Исраил хәлқи өзиниң келәчики тоғрилиқ үмүтсизлинип кәткән. Бәзи алимлар «икки җәмәт» «Давут җәмәти һәм Лавий җәмәти»ни көрситиду, дәп қарайду; лекин бизниңчә кейинки «Мениң хәлқимни ... көзгә илмайду» дегән ибарә һәм 25-, 26-айәтләр «Яқупниң нәсли»ни, йәни Худаниң пүтүн хәлқи (Исраил вә Йәһуда)ни көрсәткәчкә, 24-айәтму пүтүн хәлиқни көрситиши керәк.

33:26 Йәр. 31:20