7
Беһудә диний мурасимлар
Пәрвәрдигардин Йәрәмияға мундақ бир сөз кәлди: —
Пәрвәрдигарниң өйидики дәрвазида туруп мошу сөзни җакалап: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн мошу дәрвазилардин кириватқан барлиқ Йәһудалар!» — дегин. — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Йоллириңлар һәм қилмишлириңларни түзитиңлар; шундақ болғанда Мән силәрни мошу йәрдә муқим турғузимән. Йәр. 7:3; 18:11; 26:13 «Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» дәп алдамчи сөзләргә тайинип кәтмәңлар. «Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» — шүбһисизки, Исраиллар Худаниң ибадәтханисини бир хил «тилтумар»дәк, «Худа бизгә Өз ибадәтханисини тапшурғандин кейин, немә яманлиқ қилишимиздин қәтъийнәзәр һеч ким бизгә тәгмәйду» — дегәндәк ойлиған еди. Әгәр силәр һәқиқәтән йоллириң һәм қилмишлириңларни түзәтсәңлар, — әгәр кишиләр вә хошнаңлар арисида адаләт жүргүзсәңлар, Йәр. 5:28 — әгәр силәр мусапир, житим-йесир һәм тул хотунларни бозәк қилиштин, мошу йәрдә гунасиз қанларни төкүштин, — шундақла өзүңларға зиян йәткүзүп, башқа илаһларға әгишип кетиштин қол үзсәңлар, — Йәш. 10:1, 2; 59:7 шундақ қилғиниңларда Мән силәрни мошу йәрдә, йәни Мән ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған бу зиминда муқим туридиған қилимән.
Лекин мана, силәр һеч қандақ пайда йәткүзмәйдиған алдамчи сөзләргә тайинип кәткәнсиләр. Әнди немә дегүлүк?! Оғрилиқ, қатиллиқ, зинахорлуқ қилип, сахта қәсәм ичип, Баалға исриқ йеқип вә силәр һеч тонумиған ят илаһларға әгишип, «Баалға исриқ йеқип...» — «Баал» дегән интайин жиркиничлик бир хил бут. 10 андин Мениң намимда аталған мошу өйгә кирип Мениң алдимда туруп: «Биз қутқузулған!» дәмсиләр?! Мошу ләнәтлик ишларда турувериш үчүн қутқузулғанмусиләр?! 11 Мениң намимда аталған мошу өй силәрниң нәзириңларда булаңчиларниң угисиму?! Мана, Мән Өзүм бу ишларни көргәнмән, — дәйду Пәрвәрдигар.Мат. 21:13; Мар. 11:17; Луқа 19:46
12 Шуңа, Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, хәлқим Исраилниң рәзиллиги түпәйлидин уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар! «Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, ... уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар!» — Исраил Қанаанға (Пәләстингә) киргәндин кейин, Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә ясалған «муқәддәс чедир» авал Шилоһ дегән җайға тикләнгән. «1Сам.» 4-бапни көрүң.  1Сам. 4:11; Зәб. 77:60 13 Әнди һазир, силәр мошундақ қилмишларни садир қилғиниңлар түпәйлидин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар; Мән силәрни чақирдим, лекин силәр Маңа җавап бәрмидиңлар — «Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим» — Худаниң «таң сәһәрдә орнумдин туруп,... » дегән сөзлири бәлким Униң иштин хелә авал, әстайидиллиқ билән иш көридиғанлиғини көрситиду; бәзи вақитларда Униң қайта-қайта, изчил һалда мәлум бир ишни көридиғанлиғини көрситиду.  2Тар. 36:15; Пәнд. 1:24; Йәш. 65:12; 66:4; Йәр. 7:21-28 14 әнди Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән; «Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән» — Худа дүшмәнләрниң вастиси билән Шилоһ дегән җайдики муқәддәс чедирини Өз шан-шәривидин җуда қилған вә шундақла Исраилни мәғлуп қилған («1Сам.» 4-бап, «Зәб.», 77:40ни көрүң). 15 Мән силәрниң барлиқ қериндашлириңлар, йәни Әфраимниң барлиқ нәслини һайдивәткинимдәк силәрниму көзүмдин жирақ һайдаймән.
16 Әнди сән, Йәрәмия, бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн налә-пәряд көтәрмә яки тиләк тилимә, Мениң алдимда туруп уларниң гуналирини һеч тилимә, чүнки Мән саңа қулақ салмаймән. Мис. 32:10; Йәр. 11:14; 14:11 17 Уларниң Йәһуда шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида немә қилғанлирини көрүватмамсән? 18 Балилар отун териду, атилар от қалайду, аяллар қәстән Мени рәнҗитишкә «Асманниң Ханиши» үчүн пошкалларни селишқа хемирни жуғуриду, шуниңдәк ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйиду. «Асманниң Ханиши» — демисәкму, «Асманниң Ханиши» бир хил аял бут еди.  Йәш. 65:11; Йәр. 8:2; 19:13; 44:19; Йәр. 44:19 19 Азаплинип ғәзәплинидиғини Мәнму? — дәйду Пәрвәрдигар; — Өз йүзлиригә шәрм чаплап, азаплинидиғини өзлири әмәсму? 20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мениң ғәзивим вә қәһрим мошу җайға төкүлиду; инсан үстигә, һайван үстигә, даладики дәрәқләр үстигә, тупрақтики мевиләр үстигә төкүлиду; у һәммини көйдүриду, уни һеч өчүрәлмәйду.
21 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар! «Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар!» — оқурмәнләр бәлким билидуки, «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң барлиқ гөшлири «Худаға пүтүнләй ибадәт сүпитидә аталсун» дәп қурбангаһ үстидә көйдүрүләтти. Мошу йәрдә Муқәддәс Роһ Йәрәмия арқилиқ: «Қурбанлиқлириңларниң һәммиси әһмийәтсиз, шуңа «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң гөшлирини көйдүрсәңларму, йесәңларму, Маңа бәрибир» дәп Исраилға һәҗвий, кинайилик гәп қилиду.  Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21 22 Чүнки Мән уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидә ата-бовилириңларға «көйдүрмә қурбанлиқ»лар яки башқа қурбанлиқлар тоғрисида гәп қилмиған вә яки әмир бәрмигән едим; 23 бәлки Мән уларға мундақ әмир қилип: «Авазимға қулақ селиңлар, шундақ қилип Мән силәрниң Худайиңлар болимән, силәр Мениң хәлқим болисиләр; Мән өзүңларға яхшилиқ болсун дәп буйруған барлиқ йолда меңиңлар» — дәп буйруған едим. Мис. 19:5; Лав. 26:12; Қан. 6:3 24 Лекин улар һеч аңлимиған, Маңа һеч қулақ салмиған, бәлки өз рәзил көңлидики җаһиллиғи билән өз хиял-хаһишлириға әгишип меңивәргән; улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған. «улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар Маңа йүз алдини қилмай, бәлки Маңа кәйнини қилған».  Йәр. 2:27; 3:17; 16:12; 32:33 25 Ата-бовилириңлар Мисир зиминидин чиққандин тартип бүгүнки күнгә қәдәр Мән қуллирим болған пәйғәмбәрләрни йениңларға әвәтип кәлдим; Мән һәр күни таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни әвәтип кәлдим. 26 Лекин хәлқим аңлимиған, һеч қулақ салмиған; улар бойнини қаттиқ қилған; рәзилликтә ата-бовилиридин ешип кәткән. Нәһ. 9:17,29; Йәр. 17:23; 19:15 27 Сән бу сөзләрни уларға ейтисән; лекин улар саңа қулақ салмайду; сән уларни товва қилишқа чақирисән, лекин улар җавап бәрмәйду.
28 — Сән уларға: — «Пәрвәрдигар Худасиниң авазини аңлимиған вә һеч түзитишни қобул қилмиған хәлиқ дәл мошу!» — дәйсән. Улардин һәқиқәт-вапалиқ йоқап кәтти; бу уларниң еғизидинму үзүлүп кәтти.Йәр. 5:1-3
 
Худа йәнә Йәһудаға сөз қилиду
29 Чечиңни чүшүрүп уни ташливәт; жуқури җайларда бир мәрсийә оқуғин; чүнки Пәрвәрдигар Өз ғәзивини чүшүрмәкчи болған бу дәвирни рәт қилип, униңдин ваз кәчти. Аюп 1:20; Йәш. 15:2; Йәр. 16:6 30 Чүнки Йәһудадикиләр көз алдимда рәзиллик қилған, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Мениң намимда аталған өйгә жиркиничлик нәрсиләрни әкирип уни булғиған; 31 вә өз оғул-қизлирини отта қурбанлиқ қилип көйдүрүш үчүн «Һинномниң оғли»ниң җилғисидики Тофәтниң жуқуридики җайларни қурған; бундақ ишни Мән һеч буйрумиғанмән, у оюмға һеч кирип бақмиғандур. «Тофәт» — «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди.
«Жуқири җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән. Демисәкму, «инсан қурбанлиғи» қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Бундақ бир ишни Мән һеч буйрумиғанмән, һеч оюмға кирип бақмиғандур».
  2Пад. 23:10; Йәр. 2:23; 19:5, 6 32 Шуңа, мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Тофәт» яки «Ибн-Һинномниң җилғиси» әнди һеч тилға елинмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дейилиду; чүнки улар Тофәттә җәсәтләрни йәр қалмиғичә көмиду. 33 Бу хәлиқниң җәсәтлири асмандики учар-қанатларниң вә зиминдики җаниварларниң таами болиду; уларни өлүкләрдин қорқутуп һайдайдиған һеч ким болмайду. Қан. 28:26; Йәр. 34:20 34 Мән Йәһуда шәһәрлиридин һәм Йерусалим шәһәрлиридин оюн-тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини мәһрум қилимән; чүнки зимин вәйранә болиду.Йәш. 24:7; Йәр. 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13
 
 

7:3 Йәр. 7:3; 18:11; 26:13

7:4 «Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» — шүбһисизки, Исраиллар Худаниң ибадәтханисини бир хил «тилтумар»дәк, «Худа бизгә Өз ибадәтханисини тапшурғандин кейин, немә яманлиқ қилишимиздин қәтъийнәзәр һеч ким бизгә тәгмәйду» — дегәндәк ойлиған еди.

7:5 Йәр. 5:28

7:6 Йәш. 10:1, 2; 59:7

7:9 «Баалға исриқ йеқип...» — «Баал» дегән интайин жиркиничлик бир хил бут.

7:11 Мат. 21:13; Мар. 11:17; Луқа 19:46

7:12 «Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, ... уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар!» — Исраил Қанаанға (Пәләстингә) киргәндин кейин, Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә ясалған «муқәддәс чедир» авал Шилоһ дегән җайға тикләнгән. «1Сам.» 4-бапни көрүң.

7:12 1Сам. 4:11; Зәб. 77:60

7:13 «Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим» — Худаниң «таң сәһәрдә орнумдин туруп,... » дегән сөзлири бәлким Униң иштин хелә авал, әстайидиллиқ билән иш көридиғанлиғини көрситиду; бәзи вақитларда Униң қайта-қайта, изчил һалда мәлум бир ишни көридиғанлиғини көрситиду.

7:13 2Тар. 36:15; Пәнд. 1:24; Йәш. 65:12; 66:4; Йәр. 7:21-28

7:14 «Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән» — Худа дүшмәнләрниң вастиси билән Шилоһ дегән җайдики муқәддәс чедирини Өз шан-шәривидин җуда қилған вә шундақла Исраилни мәғлуп қилған («1Сам.» 4-бап, «Зәб.», 77:40ни көрүң).

7:16 Мис. 32:10; Йәр. 11:14; 14:11

7:18 «Асманниң Ханиши» — демисәкму, «Асманниң Ханиши» бир хил аял бут еди.

7:18 Йәш. 65:11; Йәр. 8:2; 19:13; 44:19; Йәр. 44:19

7:21 «Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар!» — оқурмәнләр бәлким билидуки, «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң барлиқ гөшлири «Худаға пүтүнләй ибадәт сүпитидә аталсун» дәп қурбангаһ үстидә көйдүрүләтти. Мошу йәрдә Муқәддәс Роһ Йәрәмия арқилиқ: «Қурбанлиқлириңларниң һәммиси әһмийәтсиз, шуңа «көйдүрмә қурбанлиқ»ларниң гөшлирини көйдүрсәңларму, йесәңларму, Маңа бәрибир» дәп Исраилға һәҗвий, кинайилик гәп қилиду.

7:21 Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21

7:23 Мис. 19:5; Лав. 26:12; Қан. 6:3

7:24 «улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «улар Маңа йүз алдини қилмай, бәлки Маңа кәйнини қилған».

7:24 Йәр. 2:27; 3:17; 16:12; 32:33

7:26 Нәһ. 9:17,29; Йәр. 17:23; 19:15

7:28 Йәр. 5:1-3

7:29 Аюп 1:20; Йәш. 15:2; Йәр. 16:6

7:31 «Тофәт» — «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди. «Жуқири җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән. Демисәкму, «инсан қурбанлиғи» қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Бундақ бир ишни Мән һеч буйрумиғанмән, һеч оюмға кирип бақмиғандур».

7:31 2Пад. 23:10; Йәр. 2:23; 19:5, 6

7:33 Қан. 28:26; Йәр. 34:20

7:34 Йәш. 24:7; Йәр. 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13