44
Пәрвәрдигарниң Мисирға қачқан Йәһудийларға бутпәрәслиги түпәйлидин чүшүридиған җазаси
Мисирда турған, йәни Мигдолда, Таһпанәстә, Нофта вә Мисирниң җәнубий тәрипи Патрос зиминида турған барлиқ Йәһудийлар тоғрилиқ бу сөз Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —«Ноф» — кейин «Мәмфис» дәп аталған. Мигдол, Таһпанәс, Ноф вә Патрос дегән җайлар асасән Мисирниң пүткүл территорийәсини өз ичигә алған еди.
2-3 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән Йерусалим һәм Йәһудадики һәммә шәһәрләр үстигә чүшүргән барлиқ балаю-апәтни көргәнсиләр; мана, уларниң садир қилған рәзиллиги түпәйлидин бүгүнки күндә улар харабилик болуп, адәмзатсиз қалди; чүнки улар нә өзлири, нә силәр, нә ата-бовилириңлар билмәйдиған ят илаһларға чоқунушқа, хушбуй йеқишқа берип, Мени ғәзәпләндүргән. Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни силәргә әвәтип: «Мән нәпрәтлинидиған бу жиркинчлик ишни қилғучи болмаңлар!» — дәп агаһландурғанмән.
Лекин улар итаәт қилмиған, һеч қулақ салмиған; улар рәзиллигидин, ят илаһларға хушбуй йеқиштин қолини зади үзмигән. Шуниң билән қәһрим һәм ғәзивим уларға төкүлгән, Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда йеқилған, көйгән; улар бүгүнки күндә вәйранә вә харабилик болуп қалди.Йәр. 7:20; 42:18
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр немишкә өз-өзүңларға зор күлпәт кәлтүрмәкчисиләр, өзүңларға һеч қандақ қалди қалдурмай өзүңлардин, йәни Йәһуданиң ичидин әр-аял, бала-бовақларни үзмәкчисиләр!? Немишкә өз қоллириңларниң ясиғини билән, силәр олтирақлашқан Мисир зиминида ят илаһларға хушбуй йеқип Мени ғәзәпләндүрисиләр? Шундақ қилип силәр һалак болуп йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида ләнәт сөзи вә рәсва қилинидиған бир объект болисиләр. Силәр Йәһуда зиминида һәм Йерусалимниң рәстә-кочилирида садир қилинған рәзилликни, йәни ата-бовилириңларниң рәзиллигини, Йәһуда падишалириниң рәзиллигини вә уларниң аяллириниң рәзиллигини, силәрниң өз рәзиллигиңларни һәм аяллириңларниң рәзиллигини унтуп қалдиңларму? 10 Бүгүнки күнгә қәдәр хәлқиңлар өзини һеч төвән тутмиди, Мәндин һеч қорқмиди, улар Мән силәрниң алдиңларға һәм ата-бовилириңларниң алдиға қойған Тәврат-қанунумда яки бәлгүлимилиримдә һеч маңған әмәс.
11 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бешиңларға күлпәт чүшүрүп, барлиқ Йәһудани һалак қилғичә силәргә йүзүмни қаритимән; Йәр. 21:10; Ам. 9:4 12 Мән Мисир зиминиға шу йәрдә олтирақлишайли дәп қәтъий нийәт қилған Йәһуданиң қалдисиға қол салимән, уларниң һәммиси Мисир зиминида түгишиду; Мисир зиминида жиқилиду; уларниң әң кичигидин чоңиғичә қилич билән, қәһәтчилик билән өлиду; улар қилич билән вә қәһәтчилик билән өлиду, улар ләнәт оқулидиған вә дәһшәт басқучи объект, ләнәт сөзи һәм рәсва қилинидиған бир объект болиду. Йәр. 42:15,16,17,22 13 Мән Мисир зиминида туруватқанларни Йерусалимни җазалиғандәк қилич билән, қәһәтчилик билән вә ваба билән җазалаймән; 14 шуниң билән Мисир зиминида олтирақлишайли дәп шу йәргә киргән Йәһуданиң қалдисидин Йәһуда зиминиға қайтишқа һеч қайсиси қачалмайду яки һеч ким қалмайду; шу йәргә қайтип олтирақлишишқа интизар болсиму, қачалиған аз бир қисмидин башқилири һеч қайсиси қайтмайду».
15 Андин өз аяллириниң ят илаһларға хушбуй яқидиғанлиғини билгән барлиқ әрләр, вә йенида турған барлиқ аяллар, — зор бир топ адәмләр, йәни Мисирниң шималий тәрипи вә җәнубий тәрипи Патростин кәлгән барлиқ хәлиқ Йәрәмияға мундақ җавап бәрди: — «Мисирниң шималий тәрипи вә җәнубий тәрипи Патростин кәлгән барлиқ хәлиқ» — ибраний тилида «Мизраимда, Патроста турған барлиқ хәлиқ».
«Мизраим» — Мисирниң шималий тәрипи, «Патрос» — Мисирниң җәнубий тәрипидур.
16 «Сән Пәрвәрдигарниң намида бизгә ейтқан сөзгә кәлсәк, биз саңа һеч қулақ салмаймиз! 17 Әксичә биз чоқум өз ағзимиздин чиққан барлиқ сөзләргә әмәл қилимиз; өзимиз, ата-бовилиримиз, падишалиримиз вә әмирлиримиз Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда қилғинидәк бизләр «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиверимиз вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюверимиз; чүнки әйни чағда бизниң ненимиз пүтүн болуп, тоққузимиз тәл, һеч күлпәтни көрмәй өткән. «Асманниң ханиши» — бир хил аял бут, әлвәттә.  Йәр. 7:18 18 Амма «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқишни вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшни тохтатқинимиздин башлап, бизниң һәммә нәрсимиз кам болуп, қилич билән һәм қәһәтчилик билән һалак болуп кәлдуқ. 19 Биз аяллар «Асманларниң ханиши»ға хушбуй яққинимизда вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуйғинимизда, бизниң униңға охшитип пошкалларни етишимизни һәм униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшимизни әрлиримиз қоллимиғанму?».
20 Йәрәмия барлиқ хәлиққә, һәм әрләр һәм аялларға, мошундақ җавапни бәргәнләрниң һәммисигә мундақ деди: —
21 — «Пәрвәрдигарниң есидә қелип көңлигә тәккән иш дәл силәр, ата-бовилириңлар, падишалириңлар, әмирлириңлар шундақла зиминдики хәлиқниң Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда яққан хушбуйи әмәсму? 22 Ахирида Пәрвәрдигар силәрниң қилмишиңларниң рәзиллигигә һәм садир қилған жиркиничлик ишлириңларға чидап туралмиған; шуңа зиминиңлар бүгүнки күндикидәк харабилик, адәмни дәһшәт басқучи, ләнәт объекти вә адәмзатсиз болған. 23 Сәвәви, силәр хушбуй яққансиләр, Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилип, Униң авазиға қулақ салмай, Униң нә Тәврат-қанунида, нә бәлгүлимилиридә нә агаһ-гувалиқлирида һеч маңмиғансиләр; шуңа бүгүнки күндикидәк бу балаю-апәт бешиңларға чүшти».
24 Йәрәмия барлиқ хәлиққә, болупму барлиқ аялларға мундақ деди: — «И Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! 25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр аяллар өз ағзиңлар билән: «Биз «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиш, униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюш үчүн ичкән қәсәмлиримизгә чоқум әмәл қилимиз» дегәнсиләр вә униңға өз қоллириңлар билән әмәл қилғансиләр. Әнди қәсимиңларда чиң туривериңлар! Қәсимиңларға толуқ әмәл қиливериңлар! «Силәр аяллар өз ағзиңлар билән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр вә аяллириңлар өз ағзиңлар билән...». ««Биз «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиш, униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюш үчүн ичкән қәсәмлиримизгә чоқум әмәл қилимиз» дегәнсиләр» — мошу айәттики һәрикәтниң егиси «аяллар» болсиму, лекин сөзләр «аяллар сийғиси» билән әмәс, бәлки «әрләр сийғиси» шәклидә ипадилиниду. Бу бәлким: «Силәр әркәкләр аяллириңларға бойсунидиған «Саймахунлар болдуңлар» дегәндәк кинайилик, һәҗвий гәп болса керәк. 26 Лекин шундақ болғанда, и Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Мана, Мән Өзүмниң улуқ намим билән қәсәм қилғанмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мисирниң барлиқ зиминида туруватқан Йәһудалиқ һеч қайси киши Мениң намимни тилға елип: «Рәб Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қайтидин қәсәм ичмәйду. 27 Мана, Мән уларниң үстигә ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүрүш үчүн уларни көзләватимән; шуңа Мисирда туруватқан Йәһудадики барлиқ кишиләрниң һәммиси түгигичә қилич вә қәһәтчилик билән һалак болиду. Йәр. 31:28 28 Қиличтин қутулуп қачқанлар болса интайин аз бир топ адәмләр болуп, Мисир зиминидин Йәһуда зиминиға қайтип келиду; шуниң билән Мисир зиминиға олтирақлишайли дәп кәлгән Йәһуданиң қалдиси кимниң сөзиниң, Мениңки яки уларниң инавәтлик болғанлиғини испатлап билип йетиду. 29 Мениң силәрни бу йәрдә җазалайдиғанлиғимға, Мениң сөзлиримниң чоқум силәргә күлпәт кәлтүрмәй қоймайдиғанлиғини билишиңлар үчун силәргә шу алдин-ала бешарәт болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, 30 — Мана, Мениң Йәһуда падишаси Зәдәкияни униң дүшмини, җенини қоғлап издигән Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурғинимдәк Мән охшашла Мисир падишаси Пирәвн Хофрани өз дүшмәнлириниң қолиға һәмдә җенини издигән кишиләрниң қолиға тапшуримән — дәйду Пәрвәрдигар».«Мениң Йәһуда падишаси Зәдәкияни униң дүшмини, җенини қоғлап издигән Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурғинимдәк Мән охшашла Мисир падишаси Пирәвн Хофрани өз дүшмәнлириниң қолиға һәмдә җенини издигән кишиләрниң қолиға тапшуримән» — Пирәвн Хофра әсли падиша Зәдәкияни Небоқаднәсарға исян көтиришкә қутратқан еди. У миладийәдин илгәрки 570-жили мәхпий өлтүрүлгән. Шуниң билән бу иш Мисирда турған Йәһудийларға бир агаһ-бешарәт еди.
 
 

44:1 «Ноф» — кейин «Мәмфис» дәп аталған. Мигдол, Таһпанәс, Ноф вә Патрос дегән җайлар асасән Мисирниң пүткүл территорийәсини өз ичигә алған еди.

44:6 Йәр. 7:20; 42:18

44:11 Йәр. 21:10; Ам. 9:4

44:12 Йәр. 42:15,16,17,22

44:15 «Мисирниң шималий тәрипи вә җәнубий тәрипи Патростин кәлгән барлиқ хәлиқ» — ибраний тилида «Мизраимда, Патроста турған барлиқ хәлиқ». «Мизраим» — Мисирниң шималий тәрипи, «Патрос» — Мисирниң җәнубий тәрипидур.

44:17 «Асманниң ханиши» — бир хил аял бут, әлвәттә.

44:17 Йәр. 7:18

44:25 «Силәр аяллар өз ағзиңлар билән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр вә аяллириңлар өз ағзиңлар билән...». ««Биз «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиш, униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюш үчүн ичкән қәсәмлиримизгә чоқум әмәл қилимиз» дегәнсиләр» — мошу айәттики һәрикәтниң егиси «аяллар» болсиму, лекин сөзләр «аяллар сийғиси» билән әмәс, бәлки «әрләр сийғиси» шәклидә ипадилиниду. Бу бәлким: «Силәр әркәкләр аяллириңларға бойсунидиған «Саймахунлар болдуңлар» дегәндәк кинайилик, һәҗвий гәп болса керәк.

44:27 Йәр. 31:28

44:30 «Мениң Йәһуда падишаси Зәдәкияни униң дүшмини, җенини қоғлап издигән Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурғинимдәк Мән охшашла Мисир падишаси Пирәвн Хофрани өз дүшмәнлириниң қолиға һәмдә җенини издигән кишиләрниң қолиға тапшуримән» — Пирәвн Хофра әсли падиша Зәдәкияни Небоқаднәсарға исян көтиришкә қутратқан еди. У миладийәдин илгәрки 570-жили мәхпий өлтүрүлгән. Шуниң билән бу иш Мисирда турған Йәһудийларға бир агаһ-бешарәт еди.