Бәзи тәрҗиманлар бу айәт Йерусалим шәһирини көрситиду, дәп қарайду. Падишаһниң ордисиниң алаһидә әһвали вә кәйнидики айәтләргә қариғанда, бизниңчә у ордидикиләрниң өзлирини көрситиду. 14 Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду.□«Мән униң орманлиғида бир от яқимән» — «орманлиқ» немин көрситиду? Ординиң бир пәхри болған Сулайман падиша бена қилған һәйвәтлик «Ливан орманлиғи өйи» (Ливанниң кедир яғичидин ясалған) еди. 22:6ниму көрүң. ■Йәр. 17:27
□21:1 «Малкияниң оғли Пашхур» — демисәкму, бу 20-баптики «Пашхур» әмәс; лекин бу Пашхурму кейинки вақитларда Йәрәмияға зиянкәшлик қилидиған адәм болиду (29:25-27ни көрүң). «Зәфания» болса өзиниң мустәқил көзқариши йоқ болған йәнә бир «жумилақ тавуз»ға охшайду. (29:29дики вақиәни көрүң). У бәлким ахирда Бабилниң «қаравул беги» тәрипидин өлүмгә мәһкүм қилинған «Зәфания»ға охшаш адәм еди (52:24-27ни көрүң).
□21:4 «калдийләр» — демисәкму, «калдийләр» Бабиллиқларни, болупму Бабил ләшкәрлирини көрситиду.
□21:8 «лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк» — «бу хәлиқ» Йерусалимда қамилип қалған хәлиқни көрситиду.
□21:12 «И Давутниң җәмәти, ...: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар» — қариғанда, падишаниң сотлири әтигәндә өткүзүләтти. Йәнә келип «һәр әтигәндә» дегән ибарә бәлким «адаләт биринчи иш болсун, һәр күнидә әң муһим иш болсун» дегән көчмә мәнидә ишлитилгән болуши мүмкин.
□21:13 «җилға үстидә... қияда олтарғучи...» — бизниңчә бу ордида олтарған падиша-әмирләрни көрситиду. Әслидә падиша ордисиниң қурулуши үчүн, Йерусалимдики икки тағ арисидики кичик җилға «түзләңлик» қилип тиндурулған андин униң үстигә орда қурулған. Шундақ қилип Кидрон җилғиси үстидә, — йәни «пәләккә тақашқан» бир интайин бехәтәр җайда — орда көрүнәтти. Демәк, бу сөзләр падиша һәм ордидикиләргә ейтилған болуши керәк. Бәзи тәрҗиманлар бу айәт Йерусалим шәһирини көрситиду, дәп қарайду. Падишаһниң ордисиниң алаһидә әһвали вә кәйнидики айәтләргә қариғанда, бизниңчә у ордидикиләрниң өзлирини көрситиду.
□21:14 «Мән униң орманлиғида бир от яқимән» — «орманлиқ» немин көрситиду? Ординиң бир пәхри болған Сулайман падиша бена қилған һәйвәтлик «Ливан орманлиғи өйи» (Ливанниң кедир яғичидин ясалған) еди. 22:6ниму көрүң.