38
Йәрәмия хаин дәп әрз қилинип су азгилиға ташлиниду
Маттанниң оғли Сәфатия, Пашхурниң оғли Гәдалия, Шәмәлияниң оғли Җукал вә Малкияниң оғли Пашхурлар болса Йәрәмияниң хәлиққә: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәрдә қелип қалған адәмләр болса қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин кимки чиқип Калдийләргә тәслим болса һаят қалиду; җени өзигә олҗидәк қалиду; у һаят қалиду. Йәр. 21:9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәр чоқум Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшурулиду, у уни ишғал қилиду» — дәватқан сөзлирини аңлиди.
Әмирләр падишаға: «Силидин өтүнимиз, бу адәм өлүмгә мәһкүм қилинсун; чүнки немишкә униң бу шәһәрдә қелип қалған җәңгивар ләшкәрләрниң қоллирини вә хәлиқниң қоллирини аҗиз қилишиға йол қоюлсун? Чүнки бу адәм хәлиқниң мәнпәәтини әмәс, бәлки зийинини издәйду» — деди.
Зәдәкия падиша: «Мана, у силәрниң қоллириңларға тапшурулди; силәрниң йолуңларни тосқидәк мән падиша қанчилик бир адәм едим?» — деди.
Шуниң билән улар Йәрәмияни тутуп қаравулларниң һойлисидики шаһзадә Малкияниң су азгилиға ташливәтти; улар Йәрәмияни арғамчилар билән униңға чүшәрди; азгалда болса су болмай, пәқәт патқақла бар еди; Йәрәмия патқаққа петип кәтти.
 
Ефиопийәлик ағват Йәрәмияни азгалдин қутқузиду
Амма падишаниң ордисидики бир ағват Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияниң су азгилиға қамап қоюлғанлиғини аңлиди (шу чағда падиша болса «Бинямин дәрвазиси»да олтиратти). «бир ағват Ефиопийәлик» — «ағват» дегән бу сөз бәзидә пәқәт «әмәлдар»нила билдүриду. Әбәд-Мәләк ордидин чиқип падишаниң йениға берип униңға: «И падишаһи'аләм, бу адәмләрниң Йәрәмия пәйғәмбәргә барлиқ қилғини, уни су азгилиға ташливәткини интайин әсәбий рәзилликтур; у әшу йәрдә қәһәтчиликтин өлүп қалиду; чүнки шәһәрдә озуқ-түлүк қалмиди» — деди.
10 Падиша Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә буйруқ берип: «Мошу йәрдин оттуз адәмни өзүң билән елип берип, Йәрәмия пәйғәмбәрни өлүп кәтмәслиги үчүн су азгилидин елип чиқарғин» — деди. 11 Шуниң билән Әбәд-Мәләк адәмләрни елип уларға йетәкчилик қилип, падишаниң ордисидики ғәзниниң астидики өйгә кирип шу йәрдин лата-пута вә җул-җул кийимләрни елип, шуларни танилар билән азгалға, Йәрәмияниң йениға чүшүрүп бәрди. 12 Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияға: — Бу лата-пута вә җондақ кийимләрни қолтуқлириң һәм танилар арисиға тиқип қойғин — деди. Йәрәмия шундақ қилди. 13 Шуниң билән улар Йәрәмияни танилар билән тартип, су азгилидин чиқарди; Йәрәмия йәнила қаравулларниң һойлисида турди.
 
Зәдәкия астиртин мәслиһәт сорайду, Йәрәмия җавап бериду
14 Падиша Зәдәкия адәм әвәтип Йәрәмия пәйғәмбәрни Пәрвәрдигарниң өйидики үчинчи кириш ишигигә, өз йениға апарғузди. Падиша Йәрәмияға: — Мән сәндин бир ишни соримақчимән; уни мәндин йошурмиғайсән — деди.
15 Йәрәмия Зәдәкияға: «Мән уни саңа аян қилсам, сән мени җәзмән өлүмгә мәһкүм қилмамсән? Мән саңа мәслиһәт бәрсәм, сән аңлимайсән!» — деди.
16 Падиша Зәдәкия Йәрәмияға астиртин қәсәм ичип униңға: «Бизгә җан-тиниқ ата қилған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм ичимәнки, мән сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, яки сени җениңни издигүчи кишиләрниң қолиға тапшурмаймән» — деди.Йәш. 57:16
17 Йәрәмия Зәдәкияға: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Сән ихтиярән Бабил падишасиниң әмирлириниң йениға чиқип тәслим болсаң, җениң һаят қалиду вә бу шәһәр отта көйдүрүветилмәйду; сән вә өйдикилириң һаят қалисиләр. 18 Лекин сән чиқип Бабил падишасиниң әмирлиригә тәслим болмисаң, бу шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулиду, улар униңға от қоюп көйдүрүветиду, сән уларниң қолидин қачалмайсән — деди.
19 Падиша Зәдәкия Йәрәмияға: «Мән Калдийләргә чиқип тәслим болған Йәһудийлардин қорқимән; Калдийләр бәлким мени уларниң қолиға тапшуруши, улар мени қийин-қистақ қилиши мүмкин» — деди.
20 Йәрәмия мундақ деди: — Улар сени тапшурмайду. Сәндин өтүнимәнки, гепимгә кирип Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилғайсән; шундақ қилсаң саңа яхши болиду, җениң һаят қалиду. 21 Лекин сән чиқип тәслим болушни рәт қилсаң, Пәрвәрдигар маңа аян қилған иш мундақ: — 22 мана, Йәһуда падишасиниң ордисида қалған барлиқ қиз-аяллар Бабил падишасиниң әмирлириниң алдиға елип кетилиду. Шуниң билән бу қиз-аяллар саңа тәнә қилип: «Сениң җан достлириң сени езиқтурди; улар сениң үстүңдин ғәлибә қилди; әнди һазир путлириң патқаққа питип кәткәндә, улар йүз өрүп саңа арқисини қилди!» — дәйду. «сениң җан достлириң сени езиқтурди» — «сениң җан достлириң» падишаниң «мәслиһәтчи»лири һәм «пәйғәмбәрлири»ни көрситиду. Улар падишани «Мисирға иттипақдаш болуп Бабилға исян көтирәйли» дәп аздуруп балаю-апәтни кәлтүргән еди. 23 Сениң барлиқ аяллириң һәм балилириң калдийләргә елип кетилиду. Сән өзүң уларниң қолидин қачалмайсән; чүнки сән Бабил падишасиниң қоли билән тутувелинисән, шундақла сән бу шәһәрниң отта көйдүрүветилишигә сәвәпчи болисән.
24 Зәдәкия Йәрәмияға мундақ деди: — Сән бу сөһбитимизни башқа һеч кимгә чандурмиғин, шундила сән өлмәйсән. «чандурмиғин ...сән өлмәйсән» — бәлким падиша униңға тәһдит селиш үчүн әмәс, бәлки «Мисирға иттипақдаш болайли» дегән әмирләр бу сөһбәтниң мәзмунини аңлап қалса Йәрәмияни өлтүрүши мүмкин, демәкчи. 25 Әмирләр мениң сән билән сөзләшкинимни аңлап йениңға келип сәндин: «Сениң падишаға немә дегәнлириңни, шундақла униң саңа қандақ сөзләрни қилғанлиғини бизгә ейт; уни биздин йошурма; шундақ қилсаң биз сени өлтүрмәймиз» десә, 26 ундақта сән уларға: «Мән падишаниң алдиға: «Мени Йонатанниң өйигә қайтқузмиғайсән, болмиса, мән шу йәрдә өлимән» — дегән илтиҗайимни қойғанмән» — дәйсән.
27 Дәрвәқә әмирләрниң һәммиси Йәрәмияниң йениға келип шуни сориди; у уларға падиша буйруған бу барлиқ сөзләр бойичә җавап бәрди. Шуниң билән улар җимип кетип униң йенидин чиқип кәтти; чүнки бу иш һеч кимгә чандурулмиған еди. 28 Шундақ қилип Йерусалим ишғал қилинғичә Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.
 
 

38:2 Йәр. 21:9

38:7 «бир ағват Ефиопийәлик» — «ағват» дегән бу сөз бәзидә пәқәт «әмәлдар»нила билдүриду.

38:16 Йәш. 57:16

38:22 «сениң җан достлириң сени езиқтурди» — «сениң җан достлириң» падишаниң «мәслиһәтчи»лири һәм «пәйғәмбәрлири»ни көрситиду. Улар падишани «Мисирға иттипақдаш болуп Бабилға исян көтирәйли» дәп аздуруп балаю-апәтни кәлтүргән еди.

38:24 «чандурмиғин ...сән өлмәйсән» — бәлким падиша униңға тәһдит селиш үчүн әмәс, бәлки «Мисирға иттипақдаш болайли» дегән әмирләр бу сөһбәтниң мәзмунини аңлап қалса Йәрәмияни өлтүрүши мүмкин, демәкчи.