39
Йерусалимниң ишғал қилиниши вә кейинки вақиәләр
Йерусалим ишғал қилинғанда төвәндики ишлар йүз бәрди: — Йәһуда падишаси Зәдәкияниң тоққузинчи жили онинчи айда, Бабил падишаси Небоқаднәсар вә барлиқ қошуни Йерусалимға җәң қилишқа келип уни муһасиригә алди; 2Пад. 25:1; Йәр. 52:4 Зәдәкияниң он биринчи жили, төртинчи айниң тоққузинчи күнидә, улар шәһәр сепилидин бөсүп кирди. Шуниң билән Бабил падишасиниң әмирлириниң һәммиси, йәни Самгарлиқ Нәргал-Шарәзәр, баш ғәзничи Небу-Сарсеқим, баш сеһиргәр Нәргал-шарәзәр вә Бабил падишалиғиниң башқа әмәлдарлири кирип «Оттура дәрваза»да олтарди.«баш ғәзничи» — ибраний тилидики «Раб-Сарис» дейилиду. Бу сөзниң толуқ мәнаси бизгә намәлум, «баш ғәзничи» бизниң пәрзимиз. «Оттура дәрваза»да олтарди — кона заманларда шәһәр дәрвазиси әмәлдарлар яки мөтивәрләр сот қилидиған, һөкүм чиқиридиған җай еди.
Йәһуда падишаси Зәдәкия вә барлиқ җәңгивар ләшкәрләр уларни көрүп қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти; у падишаниң бағчиси арқилиқ, «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин чиқип Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»гә қарап қечишти. Калдийләрниң қошуни уларни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишип уни қолға елип Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди.
Бабил падишаси Риблаһ шәһиридә Зәдәкияниң оғуллирини көз алдида өлтүрүвәтти; Бабил падишаси Йәһудадики барлиқ мөтивәрләрниму өлтүрүвәтти. У Зәдәкияниң көзлирини оюп, уни Бабилға апириш үчүн мис кишәнләр билән кишәнләп қойди. Калдийләр падишаниң ордисини вә пухраларниң өйлирини от қоюп көйдүрүп Йерусалимниң сепиллирини көмүрүп ташлиди. Шаһанә қаравул беги Небузар-Адан шәһәрдә қелип қалған башқа хәлиқни, өзигә тәслим болуп чиққанларни, йәни қалған хәлиқниң һәммисини қолға елип, Бабилға сүргүн қилди. 10 Һалбуки, қаравул беги Небузар-Адан Йәһуда зиминида һеч тәвәлиги болмиған бәзи намратларни қалдурди; шу чағда у уларға үзүмзарлар вә етизларни тәқсимләп бәрди.
11-12 Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәрәмия тоғрилиқ қаравул беги Небузар-Адан арқилиқ: «Уни тепип униңдин хәвәр ал; униңға һеч зиян йәткүзмә; у немини халиса шуни униңға қилип бәр» — дәп пәрман чүшүргән еди.
13 Шуңа қаравул беги Небузар-Адан, шундақла баш ғәзничи Небушазбан, баш сеһиргәр Нәргал-Шарәзәр вә Бабил падишасиниң башқа баш әмәлдарлириниң һәммиси адәм әвәтип «баш ғәзничи Небушазбан» — 3-айәттә «Небу-Сарсеқим» исимлиқ йәнә бир «баш ғәзничи» тилға елиниду. 14 Йәрәмияни «Қаравулларниң һойлиси»дин елип Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн униң қолиға тапшурғузди. Лекин Йәрәмия пухралар арисида турди.«Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалия» — бу айәттики «Шафан» 36:10-11дә тилға елинған «Шафан» болуши мүмкин. Қариғанда, униң аилисидикиләр Йәрәмияға яхши муамилә қилип кәлгән. «Йәрәмияни ... елип .. Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн ...» — алимларниң бу айәттики «өз өйигә» дегән сөз тоғрисида икки пикри бар, йәни «өз өйи» (1) Йәрәмияниң жути, йәнә Анатотни яки (2) Гәдалияниң «өз өйи»ни көрситиду. Гәдалия Небоқаднәсарниң буйруғи билән Пәләстингә валий дәп бекитилгән еди (40:5ни вә «2Пад.» 25:22ни көрүң). Бизниңчә иккинчи пикир тоғра, чүнки 40:5дә Небузар-Аданниң Йәрәмияға «Гәдалияниң йениға қайтқин» дегән сөзини байқаймиз. Мошу вақитта Йәрәмия валий өйидә кәң-азатиликтә турушни әмәс, бәлки намрат хәлиқ арисида турушни таллиди.
 
Худаниң садиқ адими Әбәд-Мәләккә болған вәдиси
15 Йәрәмия «Қаравулларниң һойлиси»да қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилгән еди: —
16 Барғин, Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә мундақ дегин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз сөзлиримни мошу шәһәр үстигә чүшүримән; ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүримән; шу күни бу ишлар өз көзүң алдида йүз бериду. 17 Лекин шу күни Мән сени қутқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Сән қорқидиған адәмләрниң қолиға тапшурулмайсән; 18 чүнки Мән чоқум сени қутқузимән; сән қиличланмайсән, бәлки өз җениң өзүңгә олҗидәк қалиду; чүнки сән Маңа тайинип кәлгәнсән — дәйду Пәрвәрдигар».
 
 

39:1 2Пад. 25:1; Йәр. 52:4

39:3 «баш ғәзничи» — ибраний тилидики «Раб-Сарис» дейилиду. Бу сөзниң толуқ мәнаси бизгә намәлум, «баш ғәзничи» бизниң пәрзимиз. «Оттура дәрваза»да олтарди — кона заманларда шәһәр дәрвазиси әмәлдарлар яки мөтивәрләр сот қилидиған, һөкүм чиқиридиған җай еди.

39:13 «баш ғәзничи Небушазбан» — 3-айәттә «Небу-Сарсеқим» исимлиқ йәнә бир «баш ғәзничи» тилға елиниду.

39:14 «Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалия» — бу айәттики «Шафан» 36:10-11дә тилға елинған «Шафан» болуши мүмкин. Қариғанда, униң аилисидикиләр Йәрәмияға яхши муамилә қилип кәлгән. «Йәрәмияни ... елип .. Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн ...» — алимларниң бу айәттики «өз өйигә» дегән сөз тоғрисида икки пикри бар, йәни «өз өйи» (1) Йәрәмияниң жути, йәнә Анатотни яки (2) Гәдалияниң «өз өйи»ни көрситиду. Гәдалия Небоқаднәсарниң буйруғи билән Пәләстингә валий дәп бекитилгән еди (40:5ни вә «2Пад.» 25:22ни көрүң). Бизниңчә иккинчи пикир тоғра, чүнки 40:5дә Небузар-Аданниң Йәрәмияға «Гәдалияниң йениға қайтқин» дегән сөзини байқаймиз. Мошу вақитта Йәрәмия валий өйидә кәң-азатиликтә турушни әмәс, бәлки намрат хәлиқ арисида турушни таллиди.