52
Йерусалимниң бөсүлүп ишғал қилиниши
Зәдәкия Йәһудаға падиша болғанда жигирмә бир йешида еди; у Йерусалимда он бир жил һөкүм сүрди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди. 2Пад. 24:18 У падиша Йәһоакимниң қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил ишларни қилди. Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди. Биринчидин, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.
Шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; улар уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти. «...униң (Небоқәднәсарниң) сәлтәнитиниң тоққузинчи жили онинчи айниң онинчи күнидә» — миладийәдин илгири 588-жили, 15-Январ еди.  2Пад. 25:1; Йәр. 39:1 Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди. Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди. «зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «әтрапидики зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди». Бу тәрҗимә тоғра болса, «әтрапидики зиминдикиләр» шәһәр әтрапидики зиминдин қечип панаһ издәп шәһәргә киргәнләрни көрситиду. Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти. Улар падиша бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (Калдийләр болса шәһәрниң һәммә тәрипидә бар еди). Улар Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти. Лекин Калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди. Вә улар падишани тутуп, Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди. 10 Бабил падишаси Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; у Йәһуданиң барлиқ әмирлириниму Риблаһ шәһиридә қәтл қилди; 11 андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; Бабил падишаси уни мис кишәнләр билән бағлап Бабилға елип келип, өлгичә зинданға қамап қойди.
 
Муқәддәс ибадәтханиниң харап қилинғанлиғи
12 Бәшинчи айниң онинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқаднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмитидә болған, пасибан беги Небузар-Адан Йерусалимға йетип кәлди. «Бәшинчи айниң онинчи күнидә...(Бабил падишаси Небоқаднәсарниң он тоққузинчи жили...)» — миладийәдин илгири 586-жили, 17-Авғуст еди. 13 У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти. 14 Вә пасибан беги йетәкчилигидики Калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
15 Пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намрат кишиләрдин бир қисмини, шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти. «қалған һүнәрвәнләр» — яки «қалған топ-топ адәмләр». 16 Лекин пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
17 Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти. «дас тәгликлири» — булар болса «деңиз»дин кичик болған дасларни көтиридиған тәгликләрни көрситиду. Бу айәтләрдә тилға елинған җабдуқ-бисатларни көпрәк чүшиниш үчүн «1Пад.» 7:8-51-айәтни көрүң.  Йәр. 27:19 18 Улар йәнә ибадәттә ишлитилидиған идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, қачилар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти; 19 даслар, хушбуйданлар, қачилар, күлданлар, чирақданлар, пиялиләр вә җам-қәдәһләрни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти. «даслар, хушбуйданлар, қачилар, күлданлар, чирақданлар, пиялиләр вә җам-қәдәһләрни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти» — бу алтун-күмүч вә мистин ясалған барлиқ қача-қучилар вә барлиқ әсваплар, Йәрәмияниң илгәрки бир бешарити бойичә, 54 жилдин кейин Парс императори Қорәшниң пәрмани билән Йерусалимға қайтурулди (27:21-22ни көрүң). 20 Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз», шундақла униң тәгилиги болған он икки буқини у елип кәтти; чүнки бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
21 Икки түврүк болса, һәр бириниң егизлиги он сәккиз гәз, айланмиси он икки гәз келәтти; һәр бириниң ичи кавак болуп, мисниң қелинлиғи төрт бармақ еди. «гәз» — (яки «җәйнәк») Тәвраттики бир өлчәмдур, җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 45 сантиметр.  1Пад. 7:15; 2Пад. 25:17; 2Тар. 3:15 22 Түврүкниң үстидики беши болса мис болуп, егизлиги бәш гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхиси билән безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхиси билән безәлгән еди. 23 Һәр бир түврүкниң бешиниң янлирида тохсән алтә анар нусхиси бар еди; торда җәмий болуп йүз анар нусхиси бар еди.
24 Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди. 25 У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин йәттини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти. «бир ағват әмәлдар...» — яки пәқәт «бир әмәлдар...». 26 Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди. 27 Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти.
Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
 
Йәһуда Бабилға сүргүн қилиниду
28 Небоқаднәсар сүргүн қилған кишиләрниң сани мундақ еди: — йәттинчи жили үч миң жигирмә үч Йәһудий; 29 Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили у Йерусалимдин сәккиз йүз оттуз икки кишини сүргүн қилди; 30 Небоқаднәсарниң жигирмә үчинчи жили пасибан беги Небузар-Адан Йәһудийлардин йәттә йүз қириқ бәш кишини сүргүн қилди; җәмий болуп сүргүн қилинғанларниң сани төрт миң алтә йүз киши еди.«Небузар-Адан Йәһудийлардин йәттә йүз қириқ бәш кишини сүргүн қилди; җәмий болуп сүргүн қилинғанларниң сани төрт миң алтә йүз киши еди» — бу санлар «2Пад.» 24:14-16дә хатириләнгәнгә охшимайду. «Йәрәмия»дики санлар бәлким Йерусалимдикиләрни, «2Пад.»дики сан пүтүнләй Йәһудадикиләрни көрситиши мүмкин. Бу санлар аз көрүнсиму, оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Йәрәмияниң һәм Әзакиялниң бешарәтлири бойичә Йәһудадикиләрниң көпинчиси «қилич, қәһәтчилик вә ваба-кесәл» билән өлгән болса керәк.
 
Йәһоакинниң сүргүн болуши
31 Шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә бәшинчи күни шу иш йүз бәрди: Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, у Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди; 2Пад. 25:27-30 32 у униңға мулайим сөз қилип, униң орнини Бабилда униң билән биргә турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди; 33 шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди. 34 Униң несивиси болса, Бабил падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни у униңға таки аләмдин өткичә өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.

52:1 2Пад. 24:18

52:4 «...униң (Небоқәднәсарниң) сәлтәнитиниң тоққузинчи жили онинчи айниң онинчи күнидә» — миладийәдин илгири 588-жили, 15-Январ еди.

52:4 2Пад. 25:1; Йәр. 39:1

52:6 «зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «әтрапидики зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди». Бу тәрҗимә тоғра болса, «әтрапидики зиминдикиләр» шәһәр әтрапидики зиминдин қечип панаһ издәп шәһәргә киргәнләрни көрситиду.

52:12 «Бәшинчи айниң онинчи күнидә...(Бабил падишаси Небоқаднәсарниң он тоққузинчи жили...)» — миладийәдин илгири 586-жили, 17-Авғуст еди.

52:15 «қалған һүнәрвәнләр» — яки «қалған топ-топ адәмләр».

52:17 «дас тәгликлири» — булар болса «деңиз»дин кичик болған дасларни көтиридиған тәгликләрни көрситиду. Бу айәтләрдә тилға елинған җабдуқ-бисатларни көпрәк чүшиниш үчүн «1Пад.» 7:8-51-айәтни көрүң.

52:17 Йәр. 27:19

52:19 «даслар, хушбуйданлар, қачилар, күлданлар, чирақданлар, пиялиләр вә җам-қәдәһләрни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти» — бу алтун-күмүч вә мистин ясалған барлиқ қача-қучилар вә барлиқ әсваплар, Йәрәмияниң илгәрки бир бешарити бойичә, 54 жилдин кейин Парс императори Қорәшниң пәрмани билән Йерусалимға қайтурулди (27:21-22ни көрүң).

52:21 «гәз» — (яки «җәйнәк») Тәвраттики бир өлчәмдур, җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 45 сантиметр.

52:21 1Пад. 7:15; 2Пад. 25:17; 2Тар. 3:15

52:25 «бир ағват әмәлдар...» — яки пәқәт «бир әмәлдар...».

52:30 «Небузар-Адан Йәһудийлардин йәттә йүз қириқ бәш кишини сүргүн қилди; җәмий болуп сүргүн қилинғанларниң сани төрт миң алтә йүз киши еди» — бу санлар «2Пад.» 24:14-16дә хатириләнгәнгә охшимайду. «Йәрәмия»дики санлар бәлким Йерусалимдикиләрни, «2Пад.»дики сан пүтүнләй Йәһудадикиләрни көрситиши мүмкин. Бу санлар аз көрүнсиму, оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Йәрәмияниң һәм Әзакиялниң бешарәтлири бойичә Йәһудадикиләрниң көпинчиси «қилич, қәһәтчилик вә ваба-кесәл» билән өлгән болса керәк.

52:31 2Пад. 25:27-30