27
Йәрәмия хәлиқни Бабилға тәслим болушқа дәвәт қилиду
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкияниң тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилидә, шу сөз Йәрәмияға Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —«Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкия...» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу айәттә «Зәдәкия»ниң орнида «Йәһоаким» дейилиду. Шүбһисизки, «Зәдәкия» тоғридур (3-айәтни көрүң). Бу бабтики вақиәләр бәлким Зәдәкияниң төртинчи жилида йүз бәргән.
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Асарәтләр вә боюнтуруқларни ясап өз бойнуңға сал; Йәр. 28:10 бу боюнтуруқларни Едомниң падишасиға, Моабниң падишасиға, Аммонийларниң падишасиға, Турниң падишасиға вә Зидонниң падишасиға Йерусалимға, Йәһуда падишасиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин; «бу боюнтуруқларни Едом..., Моаб.. , Аммонийлар.., Турниң падишасиға вә Зидонниң падишасиға Йерусалимға, Йәһуда падишасиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин» — тарихтин испат барки, бу әлчиләрниң Йерусалимға келиштики мәхсити Зәдәкияни Едом, Моаб, Аммон, Тур вә Зидон падишалириниң Бабил империйәсигә көтәрмәкчи болған исянға иттипақдаш қилиштин ибарәт. һәр бирини өз ғоҗайинлириға шундақ бир хәвәрни йәткүзүшкә буйруғин: —
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Өз ғоҗайинлириңларға мундақ дәңлар: — Мән зимин вә зимин йүзидә туруватқан адәмләр вә һайванларни зор қудритим вә созулған билигим билән яратқанмән; вә ким көзүмгә лайиқ көрүнсә, буларни шуларға тәқдим қилимән. Дан. 4:14,22 Һазир Мән бу зиминлaрниң һәммисини Бабил падишаси, Мениң қулум болған Небоқаднәсарниң қолиға тапшурдум; һәтта даладики һайванларниму униң қуллуғида болушқа тәқдим қилдим.Йәр. 25:9
Барлиқ әлләр униң, оғлиниң һәм нәврисиниң қуллуғида болиду; андин өз зимининиң вақти-саити тошқанда, көп әлләр вә улуқ падишалар униму қуллуққа салиду. Шундақ болидуки, қайси әл яки падишалиқ Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болушни, йәни бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюшни рәт қилса, Мән шу әлни Небоқаднәсарниң қоли арқилиқ йоқатқузғичә қилич, қәһәтчилик вә ваба билән җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар. — Силәр болсаңлар, «Бабил падишасиниң қуллуғида һеч болмайсиләр» дегән пәйғәмбәрлириңларға, палчилириңларға, чүш көргүчилириңларға, рәм ачқучилириңларға яки җадугәрлириңларға қулақ салмаңлар; «чүш көргүчилириңлар» — яки «чүш өрүгүчилириңлар». 10 чүнки улар силәргә ялғанчилиқ қилип бешарәт бериду; гәплиригә кирсәңлар, силәрни өз жутуңлардин сүргүн қилиду; чүнки Өзүм силәрни жутуңлардин һайдаймән, силәр набут болисиләр. 11 Лекин қайси әл бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп қуллуғиға кирсә, шу әлни өз жутида турғузимән, улар униңда териқчилиқ қилип яшайду.
12 — Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияғиму шу сөзләр бойичә мундақ дедим: «Бойнуңларни Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп униң вә униң хәлқиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр. 13 Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң Бабил падишасиниң қуллуғиға бойсунмиған һәр қайси әлләр тоғрисида дегинидәк, сән вә хәлқиң қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлмәкчи болисиләр? 14 Пәйғәмбәрләрниң: «Бабилниң қуллуғида болмайсиләр» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду. Йәр. 14:14; 23:21; 29:8 15 Мән уларни әвәткән әмәс, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; бу сөзләрниң ақивити шуки, Мән силәрни жутуңлардин һайдиветимән, шуниңдәк набут болисиләр; силәр вә силәргә бешарәт бәргән пәйғәмбәрләр набут болисиләр».
16 Андин Мән каһинларға вә бу барлиқ хәлиққә мундақ дедим: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Мана, Пәрвәрдигарниң өйидики қиммәтлик қача-қучилар пат арида Бабилдин қайтурулиду» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду. Йәр. 28:3 17 Уларға қулақ салмаңлар; Бабил падишасиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр; бу шәһәр немишкә вәйран болсун? 18 Әгәр булар һәқиқәтән пәйғәмбәрләр болса һәм Пәрвәрдигарниң сөзи уларда болса, улар һазир Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимниң өзидә қалған қиммәтлик қача-қучилар Бабилға елип кетилмисун дәп самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилсун!
19 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар икки мис түврүк, мис «деңиз», дас һарвулири вә бу шәһәрдә қалған қиммәтлик қача-қучилар тоғрилиқ мундақ дәйду: — «мис деңиз» — ибадәтханида каһинлар жуюнидиған, мистин ясалған чоң бир көлчәк дас.
«Дас һарвулири» (яки «дас тәгликлири») «деңиз»дин кичикрәк болған дасларни йөткәшкә ишлитидиған чақлиқ тәгликтур. «1Пад.» 7-бапни көрүң.
20 (буларни болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһоакимниң оғли Йәһуда падишаси Йәконияһни Йәһудадики вә Йерусалимдики барлиқ есилзад-әмирләр билән тәң Йерусалимдин Бабилға сүргүн қилғанда у елип кәтмигән еди) 2Пад. 24:14,15 21 Бәрһәқ, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимда қалған қиммәтлик қача-қучилар тоғрилиқ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — 22 уларму Бабилға елип кетилиду; улар Мән улардин қайтидин хәвәр алидиған күнгичә шу йәрдә туриду, — дәйду Пәрвәрдигар: — шу вақит кәлгәндә, Мән уларни елип бу йәргә қайтуруп беримән.«Мен улардин қайтидин хәвәр алидиған күни» — ибраний тилида «Мән уларни йоқлайдиған күни».  2Пад. 25:13; 2Тар. 36:18,22; Йәр. 29:10
 
 

27:1 «Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкия...» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу айәттә «Зәдәкия»ниң орнида «Йәһоаким» дейилиду. Шүбһисизки, «Зәдәкия» тоғридур (3-айәтни көрүң). Бу бабтики вақиәләр бәлким Зәдәкияниң төртинчи жилида йүз бәргән.

27:2 Йәр. 28:10

27:3 «бу боюнтуруқларни Едом..., Моаб.. , Аммонийлар.., Турниң падишасиға вә Зидонниң падишасиға Йерусалимға, Йәһуда падишасиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин» — тарихтин испат барки, бу әлчиләрниң Йерусалимға келиштики мәхсити Зәдәкияни Едом, Моаб, Аммон, Тур вә Зидон падишалириниң Бабил империйәсигә көтәрмәкчи болған исянға иттипақдаш қилиштин ибарәт.

27:5 Дан. 4:14,22

27:6 Йәр. 25:9

27:9 «чүш көргүчилириңлар» — яки «чүш өрүгүчилириңлар».

27:14 Йәр. 14:14; 23:21; 29:8

27:16 Йәр. 28:3

27:19 «мис деңиз» — ибадәтханида каһинлар жуюнидиған, мистин ясалған чоң бир көлчәк дас. «Дас һарвулири» (яки «дас тәгликлири») «деңиз»дин кичикрәк болған дасларни йөткәшкә ишлитидиған чақлиқ тәгликтур. «1Пад.» 7-бапни көрүң.

27:20 2Пад. 24:14,15

27:22 «Мен улардин қайтидин хәвәр алидиған күни» — ибраний тилида «Мән уларни йоқлайдиған күни».

27:22 2Пад. 25:13; 2Тар. 36:18,22; Йәр. 29:10