36
Йәһоаһаз сәлтәнәт қилиду
2Пад. 23:31-35
Йәһуда зиминидики хәлиқ Йосияниң оғли Йәһоаһазни таллап, Йерусалимда атисиниң орниға падиша қилип тиклиди. Йәһоаһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә үч яшта еди; у Йерусалимда үч ай сәлтәнәт қилди. Мисир падишаси уни Йерусалимда падишалиқтин бекар қилди вә Йәһуда зиминиға бир йүз талант күмүч, бир талант алтун җәриманә қойди. «бир йүз талант күмүч» — 100 талант күмүч бәлким 3400 килограм, бир талант алтун 34 килограм болуши мүмкин. Андин Мисир падишаси Йәһоаһазниң орниға униң иниси Елиакимни Йәһуда билән Йерусалим үстигә падиша қилип, униң исмини Йәһоакимға өзгәртти; андин Нәқо иниси Йәһоаһазни Мисирға елип кәтти.
 
Йәһоаким сәлтәнәт қилиду
2Пад. 23:36-37; 24:1-7
Йәһоаким тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта болуп, у Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигар Худасиниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. Бабил падишаси Небоқаднәсар униңға һуҗум қилғили чиқип, уни мис зәнҗир билән бағлап Бабилға елип кәтти. Небуқаднәсар йәнә Пәрвәрдигар өйидики бир қисим әсвап-буюмларни Бабилға апирип, өзиниң Бабилдики бутханисиға қойди. Йәһоакимниң қалған ишлири, униң жиркиничлик ишлири, униңдики әйипләр болса мана, «Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. Униң оғли Йәһоакин униң орниға падиша болди.
 
Йәһоакин сәлтәнәт қилиду
2Пад. 24:8-17
Йәһоакин тәхткә чиққан чеғида он сәккиз яшта болуп, у Йерусалимда үч ай он күн сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. «он сәккиз яшта» — бәзи кона көчүрмиләрдә «сәккиз яшта» дейилиду. 10 Йеңи жил өткәндә, Небоқаднәсар адәм әвәтип Йәһоакинни Пәрвәрдигар өйидики есил буюмлар билән бирликтә Бабилға әкәлдүрүп, Йәһоакинниң тағиси Зәдәкияни Йәһуда вә Йерусалим үстигә падиша қилип тиклиди.«Йәһоакинниң тағиси» — ибраний тилида «Йәһоакинниң қериндиши».
 
Зәдәкия сәлтәнәт қилиду
2Пад. 24:18-20; 25:1-12; Йәр. 52:1-30
11 Зәдәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бир яшта болуп, Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; 12 у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; Йәрәмия пәйғәмбәр униңға Пәрвәрдигарниң сөзлирини йәткүзгән болсиму, у Йәрәмияниң алдида өзини төвән қилмиди; 13 у өзини Худаниң намида беқиниш қәсимини ичкүзгән Небоқаднәсардин йүз өриди; бойнини қаттиқ қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға товва қилип йенишқа көңлини җаһил қилди. 14 Униң үстигә, каһинларниң барлиқ башлири билән хәлиқниң һәммиси ят әлликләрниң һәммә жиркинчлик ишлирини дорап, асийлиқлирини ашурди; улар Пәрвәрдигар Йерусалимда Өзигә атап муқәддәс қилған өйни булғивәтти.
15 Уларниң ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқигә вә туралғусиға ичини ағритқачқа, таң сәһәрдә орнидин туруп әлчилирини әвәтип уларни изчил агаһландуруп турди. «Пәрвәрдигар .... таң сәһәрдә орнидин туруп... әвәтип...» — Худаниң уларни балдур вә көп қетим агаһландурғанлиғини билдүриду. 16 Бирақ улар Худаниң әлчилирини мазақ қилип, сөз-каламлирини мәнситмәйтти, пәйғәмбәрлирини заңлиқ қилатти; ахир берип Пәрвәрдигарниң қәһри өрләп, қутқузғили болмайдиған дәриҗидә хәлқиниң үстигә чүшти.«қутқузғили болмайдиған дәриҗидә» — ибраний тилида «давалиғусиз дәриҗидә».
 
Бабиллар Йерусалимни вәйран қилиду
17 Пәрвәрдигар шуниң билән калдийләрниң падишасини уларға һуҗумға селивиди, падиша уларниң муқәддәс өйидә яшлирини қиличлиди; қиз-жигитләр, қерилар, беши ақарғанларға һеч ич ағритип олтармай, һәммини өлтүрүвәтти; Худа буларниң һәммисини Калдийә падишасиниң қолиға тапшурди. 18 Калдийә падишаси Худаниң өйидики чоң-кичик демәй, барлиқ қача-буюмларни, шундақла Пәрвәрдигар өйидики ғәзниләрни, шуниңдәк падишаниң вә әмәлдарлириниң ғәзнилирини қоймай, Бабилға елип кәтти. 19 Калдийләр Худаниң өйини көйдүрүвәтти, Йерусалимниң сепилини чеқивәтти, шәһәрдики һәммә орда-қорғанларға от қоюп көйдүрүп, Йерусалимдики барлиқ қиммәтлик қача-буюмларни чеқип кукум-талқан қилди. 20 Қиличтин аман қалғанларниң һәммисини Калдийә падишаси Бабилға тутқун қилип әкәтти; улар таки Парс падишалиғиниң сәлтәнитикичә Бабил падишаси вә әвлатлириниң қуллуғида болуп турди. 21 Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән алдин ейтқан агаһ сөзи ишқа ашурулуш үчүн болди. Шуниң билән зимин өзигә тегишлик шабат күнлиригә муйәссәр болди; чүнки зимин йәтмиш жил тошқичә харабиликтә туруп «шабат тутуп» дәм елип раһәтләнди.«Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән ейтқан сөзи..» — көрситилгән бу сөз «Йәр.» 25:11, 29:10 қатарлиқ айәтләрдә тепилиду. «зимин «шабат тутуп» дәм алди» — интайин һәҗвий гәптур. Әслидә Муса пәйғәмбәргә тапшурулған Тәврат қануни бойичә («Лав.» 25:4) зимин һәр йәттинчи жилида бир жил («шабат жили»да) дәм елиши керәк еди — демәк, униңда һеч териқчилиқ қилишқа болмайтти. Әмәлийәттә Исраиллар зиминни егилигәндин тартип Йәрәмия пәғәмбәрниң дәвригичә болған 490 жилда зимин һеч «дәм алған» әмәс еди. Шуңа зиминниң хәлиқтин алидиған 70 жиллиқ арамлиқ қәрзи бар еди; хәлиқ Бабилда 70 жил сүргүн болғанда зимин улардин, шундақла уларниң рәзиллигидин «дәм алди».
Бу темида йәнә «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
  Әзра 1:1-3; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2
 
Әзра 1:1-3; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2 22 Парс падишаси Қурәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қурәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: — 23 «Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси болған Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; У шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди. Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болған һәр қайсиңларға болса, униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болғай, у шу йәргә чиқсун!» деди.

36:3 «бир йүз талант күмүч» — 100 талант күмүч бәлким 3400 килограм, бир талант алтун 34 килограм болуши мүмкин.

36:9 «он сәккиз яшта» — бәзи кона көчүрмиләрдә «сәккиз яшта» дейилиду.

36:10 «Йәһоакинниң тағиси» — ибраний тилида «Йәһоакинниң қериндиши».

36:15 «Пәрвәрдигар .... таң сәһәрдә орнидин туруп... әвәтип...» — Худаниң уларни балдур вә көп қетим агаһландурғанлиғини билдүриду.

36:16 «қутқузғили болмайдиған дәриҗидә» — ибраний тилида «давалиғусиз дәриҗидә».

36:21 «Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән ейтқан сөзи..» — көрситилгән бу сөз «Йәр.» 25:11, 29:10 қатарлиқ айәтләрдә тепилиду. «зимин «шабат тутуп» дәм алди» — интайин һәҗвий гәптур. Әслидә Муса пәйғәмбәргә тапшурулған Тәврат қануни бойичә («Лав.» 25:4) зимин һәр йәттинчи жилида бир жил («шабат жили»да) дәм елиши керәк еди — демәк, униңда һеч териқчилиқ қилишқа болмайтти. Әмәлийәттә Исраиллар зиминни егилигәндин тартип Йәрәмия пәғәмбәрниң дәвригичә болған 490 жилда зимин һеч «дәм алған» әмәс еди. Шуңа зиминниң хәлиқтин алидиған 70 жиллиқ арамлиқ қәрзи бар еди; хәлиқ Бабилда 70 жил сүргүн болғанда зимин улардин, шундақла уларниң рәзиллигидин «дәм алди». Бу темида йәнә «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

36:21 Әзра 1:1-3; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2