Әзра
1
Падиша Қорәшниң Пәрвәрдигар үчүн ибадәтхана селишқа ярлиқ чүшүрүши
2Тар. 36:22,23; Йәр. 25:12; 29:10; Дан. 9:2
Парс падишаси Қорәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қорәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: —
«Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; у шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди. «Йәһуда зимини» — кейинки вақитларда «Йәһудийә» дейилиду. Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болғанлардин һәр қайсиңларға болса, униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болғай, у Йәһуда зиминидики Йерусалимға чиқсун, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини салсун! У болса Худадур, макани Йерусалимдидур! Сүргүнлүктә қалған хәлиқ қәйәрләрдә маканлашқан болса, у Йерусалимға чиқсун; шу йәрдики адәмләр уларға алтун, күмүч, мал-мүлүк, чарпайларни тәминләп ярдәм бәрсун вә шуниңдәк Йерусалимда җайлашқан Худаниң шу өйи үчүн халис һәдийәләрни тәқдим қилсун» — деди.«қалған хәлиқ» — империйәдә тирик қалған Йәһудий хәлқи.
 
Қайтишқа тәйярлиниш
Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики қәбилә башлиқлири, каһинлар, Лавийлар, шундақла Худа тәрипидин роһи қозғитилған барлиқ хәлиқ орунлиридин қопуп Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини яңливаштин селишқа беришқа тәйярланди. Әтраптики кишиләрниң һәммиси күмүч қача-қуча, алтун, мал-мүлүк, чарпайлар вә қиммәт баһалиқ буюмлар билән уларни қоллап қувәтлиди, буниңдин башқа сунулидиған һәр хил ихтиярий һәдийә-қурбанлиқ сүпитидә һәр хил соғатларни тәқдим қилди. Падиша Қорәш Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучилириниму, йәни илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучиларниму елип чиқти. «илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучилар» — бу вақиә «2Тар.» 36:7дә тәсвирлиниду.  2Пад. 24:13; 2Тар. 36:7 Парс падишаси Қорәш ғәзнә беги Митрәдатни буйруп бу қача-қучиларни алдуруп чиқти; Митрәдат шуларни Йәһуданиң әмри Шәшбазарға сани бойичә санап тапшуруп бәрди. Әзра 5:14 Қача-қучиларниң сани мундақ: — алтун дас оттуз, күмүч дас миң, пичақ жигирмә тоққуз, «алтун дас» — яки «алтун пәтнус». 10 алтун пиялә оттуз, бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он; башқа қача-қучилар бир миң. «бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он» — яки «сүпити төвәнрәк күмүч пиялә төрт йүз он» яки «иккинчи бир хил күмүч иялә төрт йүз он» яки «күмүч пиялә икки миң төрт йүз он». Башқичә тәрҗимиләрму учриши мүмкин. 11 Барлиқ алтун-күмүч қача-қуча, бәш миң төрт йүз. Сүргүн қилинған хәлиқ Бабилдин Йерусалимға елип келингән чағда, Шәшбазар бу қача-қучиларниң һәммисини елип кәлгән еди.
 
 

1:2 «Йәһуда зимини» — кейинки вақитларда «Йәһудийә» дейилиду.

1:4 «қалған хәлиқ» — империйәдә тирик қалған Йәһудий хәлқи.

1:7 «илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучилар» — бу вақиә «2Тар.» 36:7дә тәсвирлиниду.

1:7 2Пад. 24:13; 2Тар. 36:7

1:8 Әзра 5:14

1:9 «алтун дас» — яки «алтун пәтнус».

1:10 «бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он» — яки «сүпити төвәнрәк күмүч пиялә төрт йүз он» яки «иккинчи бир хил күмүч иялә төрт йүз он» яки «күмүч пиялә икки миң төрт йүз он». Башқичә тәрҗимиләрму учриши мүмкин.