2
Биринчи қетим қайтқан Йәһудалар •••• «Нәһ.» 7:6-73ни көрүң
Төвәндикиләр Небоқаднәсар тәрипидин Бабилға сүргүн қилинған Йәһудийә өлкисидикиләрдин, уларниң әвлатлири қайтип келип, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәткәнләр: —
— улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Серая, Рәилая, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Рәһум вә Баанаһлар билән биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —«Серая» — яки «Сарая».
 
Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши; Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши; Араһниң әвлатлири йәттә йүз йәтмиш бәш киши; Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он икки киши; Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; Заттуниң әвлатлири тоққуз йүз қириқ бәш киши; Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши; 10 Баниниң әвлатлири алтә йүз қириқ икки киши; 11 Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә үч киши; 12 Азгадниң әвлатлири бир миң икки йүз жигирмә икки киши; 13 Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш алтә киши; 14 Бигвайниң әвлатлири икки миң әллик алтә киши; 15 Адинниң әвлатлири төрт йүз әллик төрт киши; 16 Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши; 17 Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә үч киши; 18 Йораһниң әвлатлири бир йүз он икки киши; 19 Һашумниң әвлатлири икки йүз жигирмә үч киши; 20 Гиббарниң әвлатлири тохсән бәш киши; 21 Бәйт-Ләһәмликләр бир йүз жигирмә үч киши; 22 Нитофалиқлар әллик алтә киши; 23 Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши; 24 Азмавәтликләр қириқ икки киши; 25 Кириат-Аримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши; «Кириат-Аримлиқлар» — яки «Кириат-Йеаримлиқлар». 26 Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши; 27 Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши; 28 Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий икки йүз жигирмә үч киши; 29 Неболиқлар әллик икки киши; 30 Магбишниң әвлатлири бир йүз әллик алтә киши; 31 иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши; 32 Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши; 33 Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бәш киши; «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...» — яки «Лодлиқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...». 34 Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши; 35 Синааһниң әвлатлири үч миң алтә йүз оттуз киши.
 
Қайтип кәлгән каһинлар вә Лавийлар
36 Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши; 37 Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши; 38 Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши; 39 Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
40 Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходавияниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши; 41 Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз жигирмә сәккиз киши.
42 Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз тоққуз киши.
 
Қайтип кәлгән муқәддәс җай вә шаһ җәмәтидики хизмәткарлар
43 Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири, «Ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң. 44 Киросниң әвлатлири, Сияһаниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири, 45 Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, 46 Һагабниң әвлатлири, Шамлайниң әвлатлири, Һананниң әвлатлири, «Шамлай» — яки «Шалмай». 47 Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири, Реаяһниң әвлатлири, 48 Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири, Газзамниң әвлатлири, 49 Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири, Бисайниң әвлатлири, 50 Аснаһниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссимниң әвлатлири, 51 Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири, 52 Базлутниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири, 53 Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири, 54 Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлири.
55 Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Пируданиң әвлатлири, 56 Яалаһниң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, 57 Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән аминиң әвлатлири.
58 Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши.
 
Келип чиқиши наениқ кишиләр •••• «Нәһ.» 7:61-65ни көрүң
59 Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддан вә Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди. 60 Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз әллик икки киши; 61 каһинларниң әвлатлири ичидә Хабаяниң әвлатлири, Козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди. «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири». 62 Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди. 63 Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди.«Валий» — ибраний тилидики «Тиршата» әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.
 
Қайтип кәлгүчиләрниң умумий сани •••• «Нәһ.» 7:66-69ни көрүң
64 Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши; 65 буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз әр-аял ғәзәлчиси бар еди. 66 Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири, 67 төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди.
 
Муқәддәс өй үчүн тәқдим қилинған мал-мүлүкләр •••• «Нәһ.» 7:70-73ниму көрүң
68 Җәмәт каттивашлиридин бәзилири Йерусалимға вә Пәрвәрдигарниң өйигә кәлгән чағда, Худаниң шу өйи әсли орниға яңливаштин селиниши үчүн чин көңлидин соғатларни тәқдим қилди. 69 Улар өзлириниң қурбиға қарап қурулуш ғәзнисигә атмиш бир миң дарик алтун, бәш миң мина күмүч вә йүз қур каһин тони тәқдим қилди. «дарик» — ( яки «драхма») — мошу йәрдә у Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә буларниң җәмий қиммити бәлким 400-500 грам алтун еди; «мина» бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 1800-2700 килограмчә еди. 70 Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти.«Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар... Ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил ... өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким:
(1) Каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн йеруслемға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти;
(2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти.
Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.
 
 

2:2 «Серая» — яки «Сарая».

2:25 «Кириат-Аримлиқлар» — яки «Кириат-Йеаримлиқлар».

2:33 «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...» — яки «Лодлиқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...».

2:43 «Ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң.

2:46 «Шамлай» — яки «Шалмай».

2:61 «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири».

2:63 «Валий» — ибраний тилидики «Тиршата» әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.

2:69 «дарик» — ( яки «драхма») — мошу йәрдә у Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә; мошу йәрдә буларниң җәмий қиммити бәлким 400-500 грам алтун еди; «мина» бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 1800-2700 килограмчә еди.

2:70 «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар... Ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил ... өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) Каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн йеруслемға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.