28
Сахта пәйғәмбәрниң Йәрәмияға қарши чиқиши
1 Шу жилда, Йәһуда падишаси Зәкәрия тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилдә, йәни төртинчи жили, бәшинчи айда, Аззурниң оғли, Гибеон шәһиридики Һанания пәйғәмбәр, каһинлар вә барлиқ халайиқ алдида Пәрвәрдигарниң өйидә маңа: —
2 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим! □«Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим!» — шүбһисизки, бу сахта пәйғәмбәрниң сөзи Йәрәмия 27-бапта «Небоқаднәсарниң буюнтуруқини қобул қилишиңлар керәк» вә «Пәрвәрдигарниң өйидә қалған қача-қучиларму епкетилиду» дегән бешарәтни инкар қилиштин ибарәт. 3 Бабил падишаси Небоқаднәсар мошу йәрдин епкәткән, Бабилға апарған, Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучиларниң һәммисини болса, икки жил өтмәйла Мән мошу йәргә қайтуруп епкелимән; ■Йәр. 27:16 4 вә Мән Йәһуда падишаси, Йәһоакимниң оғли Йәконияһни Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммиси билән тәң мошу йәргә қайтуруп беримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундириветимән!» — деди.
5 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр каһинлар вә Пәрвәрдигарниң өйидә турған барлиқ халайиқ алдида Һанания пәйғәмбәргә сөз қилди. 6 Йәрәмия пәйғәмбәр мундақ деди: «Амин! Пәрвәрдигар шундақ қилсун! Пәрвәрдигар сениң бешарәт бәргән сөзлириңни әмәлгә ашурсунки, У Өзиниң өйидики қача-қучилар вә Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммисини мошу йәргә қайтурсун! 7 Лекин өз қулиқиңға вә барлиқ хәлиқниң қулиқиға селип қоюлидиған мениң бу сөзүмни аңла! 8 — Мениң вә сениңдин бурун, қедимдин тартип болған пәйғәмбәрләрму нурғун падишалиқлар вә улуқ дөләтләр тоғрилиқ, уруш, апәт вә вабалар тоғрилиқ бешарәт берип кәлгән; 9 течлиқ-аватлиқ тоғрилиқ бешарәт бәргән пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәрниң сөзи әмәлгә ашурулғанда, у һәқиқәтән Пәрвәрдигар әвәткән пәйғәмбәр дәп тонулғандур!».
10 Андин Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәтти. □«Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқ» — 27:2ни көрүң. 11 Һанания хәлиқ алдида сөз қилип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән шуниңға охшаш, икки жил өтмәйла Бабил падишаси Небоқаднәсарниң боюнтуруғини барлиқ әлләрниң бойнидин елип сундуриветимән!» — деди.
Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр чиқип кәтти.
12 Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәткәндин бир аз кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 Барғин, Һананияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән яғачтин ясалған боюнтуруқни сундурғиниң билән, лекин униң орниға төмүрдин болған боюнтуруқни селип қойдуң! 14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән шуниңға бу барлиқ әлләрниң бойниға төмүрдин ясалған боюнтуруқни салимәнки, улар Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болиду; бәрһәқ, улар униң қуллуғида болиду; Мән униңға һәтта даладики һайванларниму тәқдим қилғанмән».■Йәр. 27:6
15 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр Һанания пәйғәмбәргә: «Қулақ сал, Һанания! Пәрвәрдигар сени әвәткән әмәс! Сән бу хәлиқни ялғанчилиққа ишәндүргәнсән! 16 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мана, Мән сени йәр йүзидин әвәтиветимән! Сән дәл мошу жилда өлисән, чүнки сән адәмләрни Пәрвәрдигарға асийлиқ қилишқа дәвәт қилғансән».□«сени йәр йүзидин әвәтиветимән» — Худа бу сахта пәйғәмбәрни әслидә «әвәткән әмәс» лекин һазир У уни «өлүмгә әвәтиду»! ■Қан. 13:6; Йәр. 29:32
17 Һанания пәйғәмбәр дәл шу жили йәттинчи айда өлди.
□28:2 «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим!» — шүбһисизки, бу сахта пәйғәмбәрниң сөзи Йәрәмия 27-бапта «Небоқаднәсарниң буюнтуруқини қобул қилишиңлар керәк» вә «Пәрвәрдигарниң өйидә қалған қача-қучиларму епкетилиду» дегән бешарәтни инкар қилиштин ибарәт.
□28:10 «Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқ» — 27:2ни көрүң.
□28:16 «сени йәр йүзидин әвәтиветимән» — Худа бу сахта пәйғәмбәрни әслидә «әвәткән әмәс» лекин һазир У уни «өлүмгә әвәтиду»!