Йәрәмияниң жиға-зарлири
1
«Йәрәмия пәйғәмбәрниң жиға-зарлири» •••• 1-мунаҗат — Йерусалимниң қайғу-һәсрити
|א| (Аләф) Аһ!
Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр,
Һазир шунчә йиганә олтириду!
Әлләр арисида катта болғучи,
Һазир тул хотундәк болди!
Өлкиләр үстидин һөкүм сүргән мәликә,
Һашарға тутулди!«Аһ! Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр, һазир шунчә йиганә олтириду!...» — изаһат: биринчи бабта Йәрәмия Йерусалимни мусибәттә болған аял яки қиз сүпитидә тәсвирләйду, униң дәрдидә қайғуриду. Қаришимизчә, мошу бабтики «у» Йерусалим (Зион)ни көрситиду, шундақла «у» мусибәтлик аял яки қиз сүпитидә көрүниду. Биринчи бабта «мән» — пәйғәмбәр өзини Йерусалимниң орниға қоюп, мусибәтлик аял яки қиз сүпитидә Йерусалимниң орнида қайғуриду («мән» яки «у» аялчә родта ипадиләнгән).
|ב| (Бәт) У кечичә аччиқ жиға көтәрмәктә;
Мәңзидә көз яшлири тарамлимақта;
Ашнилири арисидин,
Униңға тәсәлли беридиған һеч бири йоқтур;
Барлиқ достлири униңға сатқунлуқ қилди,
Улар униңға дүшмән болуп кәтти.«Ашнилири» ... «достлири».... — Йерусалимға иттипақдаш болайли дегән ят әлләрни якиЙерусалимдикиләр таянған бутларни көрситиду.  Зәб. 6:7-8
|ג| (Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида,
Сүргүнлүккә чиқти;
У әлләр арисида мусапир болди,
Һеч арам тапмайду;
Уни қоғлиғучиларниң һәммиси,
Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду;«Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқтин кейин, ...».
|ד| (Даләт) Һеч ким һейтларға кәлмигәнлиги түпәйлидин,
Зионға баридиған йоллар матәм тутмақта.
Барлиқ қовуқлири чөлдәрәп қалди,
Каһинлири аһ-зар көтәрмәктә,
Қизлири дәрд-әләм ичидидур;
Өзи болса,
Қаттиқ азапланмақта.
|ה| (Хе) Күшәндилири униңға ғоҗайин болди,
Дүшмәнлири ронақ тапмақта;
Чүнки униң көплигән асийлиқлири түпәйлидин,
Пәрвәрдигар уни җәбир-җапаға қойди.
Униң балилири кәлмәскә кәтти,
Күшәндисигә әсир болуп сүргүн болди. «Дүшмәнлири ронақ тапмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси «Дүшмәнлири уни булаң-талаң қилди».
|ו| (Вав) Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти;
Әмирлири яйлақни тапалмиған кийикләрдәк болди;
Уларниң овчидин өзини қачурғидәк һеч дәрмани қалмиди.«Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти» — яки «Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин елип кетилди».
|ז| (Заин) Харланған, сәргәрдан болған күнлиридә,
Хәлқи күшәндисиниң қолиға чүшкән,
Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағда,
Йерусалим қедимдә өзигә тәвә болғанлирини,
Қиммәтлик байлиқлирини ядиға кәлтүрмәктә;
Күшәндилири униңға мәсқирилик қарайтти;
Күшәндилири униң набут болғанлиғини мәсқирә қилишти.«Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағ» — Йәһуда һәрдайим башқа әлләр билән иттипақдаш болмақчи болуп кәлгән — лекин һалқилиқ пәйттә «иттипақдашлири» униңға һеч ярдәм қилмиған.
|ח| (Хәт) Йерусалим әшәддий еғир гуна садир қилған;
Шуниң билән у һарам болди;
Униң ялаңачлиғини көргәчкә,
Уни һөрмәтлигәнләр һазир уни кәмситиду;
Уятта, уһ тартқиничә у кәйнигә бурулди.«Шуниң билән у һарам болди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Шуңа у мазақниң объекти болди».  Йәш. 47:3
|ט| (Тәт) Униң өз һәйзлири етәклирини булғивәтти;
У ақивитини һеч ойлимиғандур;
Униң жиқилиши әҗайип болди;
Униңға тәсәлли бәргүчи йоқтур;
— «Аһ Пәрвәрдигар, харланғинимға қара!
Чүнки дүшмән һалимдин махтинип кәтти!»Қан. 32:29
10 |י| (Йод) Күшәндиси қолини униң қиммәтлик нәрсилири үстигә созди;
Өзиниң муқәддәс җайиға әлләрниң бесип киргәнлигини көрди;
Сән әсли уларни ибадәт җамаитиңгә «киришкә болмайду» дәп мәнъи қилғанғу!
11 |כ| (Каф) Бир чишләм нан издәп,
Униң хәлқиниң һәммиси уһ тартмақта;
Җенини сақлап қелиш үчүнла,
Улар қиммәтлик нәрсилирини ашлиққа тегишти.
«Аһ Пәрвәрдигар, қара!
Мән әрзимәс саналдим.Йәр. 52:6
12 |ל| (Ламәд) Әй өтүп кетиватқанлар,
Бу силәр үчүн һеч иш әмәсму?
Қарап бақ, мениң дәрд-әлимимдәк башқа дәрд-әләм бармиду?
Пәрвәрдигар отлуқ ғәзивини чүшүргән күнидә,
Уни мениң үстүмгә жүклиди.Аюп 19:21; Зәб. 68:20-21; Мат. 26:38-40
13 |מ| (Мәм) У жуқуридин от яғдурди, от сүйәклиримдин өтүп көйдүрди.
У уларниң үстидин ғәлибә қилди.
У путлирим үчүн тор-қапқанни қоюп қойди,
Мени кәйнимгә яндурди,
У мени набут қилди,
Күн бойи У мени зәипләштүрди.
14 |נ| (Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди;
Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти;
Асийлиқлирим бойнумға артилди;
У дәрманимни мәндин кәткүзди;
Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди.
15 |ס| (Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти;
У мениң хил жигитлиримни езишкә,
Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди.
Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк,
Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти.«Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти» — «оттурумдила» болса Йерусалимниң оттурисида.
16 |ע| (Айин) Мошулар түпәйлидин тарамлап жиғлимақтимән;
Мениң көзлирим, мениң көзлиримдин су еқиватиду;
Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимни әслигә кәлтүргүчи мәндин жирақтур;
Балилиримниң көңли сунуқтур,
Чүнки дүшмән ғәлибә қилди.«Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимға мәдәт бәргүчи» — Худа Өзидур. «Балилиримниң көңли сунуқтур» — оқурмәнләрниң есидә барки, сөзлигүчи һазир Йерусалим, шуңа «мениң балилирим» өзидә туруватқанларни көрситиду, әлвәттә.  Йәр. 13:17
17 |פ| (Пе) Зион қолини созмақта,
Лекин униңға тәсәлли бәргүчи йоқ;
Пәрвәрдигар Яқуп тоғрилиқ пәрман чүшүрди —
Хошнилири униң күшәндилири болсун!
Йерусалим улар арисида иплас нәрсә дәп қаралди.«Хошнилири униң күшәндилири болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң күшәндилири әтрапиға олашсун!».
 
Йерусалим сөзләйду
18 |צ| (Тсадә) Пәрвәрдигар һәққанийдур;
Чүнки мән Униң әмригә хилаплиқ қилдим!
Әй, барлиқ хәлиқләр, аңлаңлар!
Дәрдлиримгә қараңлар!
Пак қизлирим, яш жигитлирим сүргүн болди!
19 |ק| (Коф) Ашнилиримни чақирдим,
Лекин улар мени алдиған еди;
Җан сақлиғидәк озуқ-түлүк издәп жүрүп,
Каһинлирим һәм ақсақаллирим шәһәрдә нәпәстин қалди.Йәр. 30:14
20 |ר| (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, чүнки азар чекиватимән!
Һәддидин зиядә асийлиқ қилғиним түпәйлидин,
Ич-бағрим қийниливатиду,
Жүригим өртилип кәтти.
Сиртта қилич анисини балисидин җуда қилди,
Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә!«Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә» — ибраний тилида «Ичидә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә».  Йәш. 16:11; Йәр. 48:36
21 |ש| (Шийн) Хәқләр аһ-зарлиримни аңлиди;
Лекин тәсәлли бәргүчим йоқтур;
Дүшмәнлиримниң һәммиси күлпитимдин хәвәрдар болуп,
Бу қилғиниңдин хошал болди;
Сән җакалиған күнни уларниң бешиға чүшүргәйсән,
Шу чағда уларниң һали мениңкидәк болиду. «Сән җакалиған күн...» — Худа Йәрәмияға вә башқа пәйғәмбәрләргә Исраилни җазалайдиған бир күнни һәм ят әлләрни җазалайдиған бир күнни вәһий қилған еди.
22 |ת| (Тав) Уларниң барлиқ рәзиллигини көз алдиңға кәлтүргәйсән,
Барлиқ асийлиқлирим үчүн мени қандақ қилған болсаң,
Уларғиму шундақ қилғайсән;
Чүнки аһ-зарлирим нурғундур,
Қәлбим азаптин зәиплишип кәтти!
 
 

1:1 «Аһ! Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр, һазир шунчә йиганә олтириду!...» — изаһат: биринчи бабта Йәрәмия Йерусалимни мусибәттә болған аял яки қиз сүпитидә тәсвирләйду, униң дәрдидә қайғуриду. Қаришимизчә, мошу бабтики «у» Йерусалим (Зион)ни көрситиду, шундақла «у» мусибәтлик аял яки қиз сүпитидә көрүниду. Биринчи бабта «мән» — пәйғәмбәр өзини Йерусалимниң орниға қоюп, мусибәтлик аял яки қиз сүпитидә Йерусалимниң орнида қайғуриду («мән» яки «у» аялчә родта ипадиләнгән).

1:2 «Ашнилири» ... «достлири».... — Йерусалимға иттипақдаш болайли дегән ят әлләрни якиЙерусалимдикиләр таянған бутларни көрситиду.

1:2 Зәб. 6:7-8

1:3 «Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқтин кейин, ...».

1:5 «Дүшмәнлири ронақ тапмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси «Дүшмәнлири уни булаң-талаң қилди».

1:6 «Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти» — яки «Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин елип кетилди».

1:7 «Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағ» — Йәһуда һәрдайим башқа әлләр билән иттипақдаш болмақчи болуп кәлгән — лекин һалқилиқ пәйттә «иттипақдашлири» униңға һеч ярдәм қилмиған.

1:8 «Шуниң билән у һарам болди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Шуңа у мазақниң объекти болди».

1:8 Йәш. 47:3

1:9 Қан. 32:29

1:11 Йәр. 52:6

1:12 Аюп 19:21; Зәб. 68:20-21; Мат. 26:38-40

1:15 «Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти» — «оттурумдила» болса Йерусалимниң оттурисида.

1:16 «Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимға мәдәт бәргүчи» — Худа Өзидур. «Балилиримниң көңли сунуқтур» — оқурмәнләрниң есидә барки, сөзлигүчи һазир Йерусалим, шуңа «мениң балилирим» өзидә туруватқанларни көрситиду, әлвәттә.

1:16 Йәр. 13:17

1:17 «Хошнилири униң күшәндилири болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң күшәндилири әтрапиға олашсун!».

1:19 Йәр. 30:14

1:20 «Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә» — ибраний тилида «Ичидә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә».

1:20 Йәш. 16:11; Йәр. 48:36

1:21 «Сән җакалиған күн...» — Худа Йәрәмияға вә башқа пәйғәмбәрләргә Исраилни җазалайдиған бир күнни һәм ят әлләрни җазалайдиған бир күнни вәһий қилған еди.