19
Аюп йәнә сөз қилиду: — «Мән Худани көримән!»
Аюп җававән мундақ деди: —
«Силәр қачанғичә җенимни азаплимақчисиләр,
Қачанғичә мени сөз билән әзмәкчисиләр?
Силәр мени он қетим харлидиңлар;
Маңа увал қилишқа номус қилмайсиләр.«Силәр мени он қетим харлидиңлар» — мошу йәрдики «он қетим» дегини «нурғун қетим»ниң бир хил ипадиси.
Әгәр мениң сәһвәнлигим болса,
Мән әнди униң дәрдини тартимән.
Әгәр силәр мениңдин үстүнлүк талашмақчи болсаңлар,
Йүзүм алдида шәрм-һаяни көрситип мени әйиплимәкчи болсаңлар,
Әнди билип қоюңларки, маңа увал қилған Тәңри екән,
У тори билән мени чирмаштуруп тартти;
Қара, мән налә-пәряд көтирип «Зораванлиқ!» дәп вақираймән,
Бирақ һеч ким аңлимайду;
Мән вақираймән, бирақ маңа адаләт кәлмәйду.
У йолумни мени өтүвалмисун дәп чит билән тосуп қойди,
Қәдәмлиримгә қараңғулуқ салди.
У мәндин шан-шәривимни мәһрум қилди,
Бешимдин таҗни тартивалди.
10 У маңа һәр тәрәптин бузғунчилиқ қиливатиду, мән түгәштим;
Үмүтүмни У дәрәқни юлғандәк жулувалди.
11  Ғәзивини маңа қаритип қозғиди,
Мени Өз дүшмәнлиридин һесаплиди.Аюп 13:24; 16:9; 33:10; Жиғ. 2:5
12  Униң қошунлири сәп түзүп атланди,
Пәләмпәйлирини ясап маңа һуҗум қилди,
Улар чедиримни қоршавға елип баргаһ тикивалди.
13  У қериндашлиримни мәндин нери қилди,
Тонушлиримниң меһрини мәндин үзди.Зәб. 30:12-13; 37:12-13; 68:9; 87:9، 19
14  Туққанлирим мәндин ятлишип кәтти,
Дост-бурадәрлирим мени унутти.
15  Өйүмдә турған мусапирлар, һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду;
Уларниң нәзиридә мән мусапир болуп қалдим.«өйүмдә турған мусапирлар» — яки «өйүмдики меһманлар». «һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду» — Аюпниң өйидә турған мусапирлар (бәлким әслидә униң һимайисигә еришип униң хизмәтчилири болғанлар) һазир уни ят адәм, мусапир дәп қарайду.
16  Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду;
Шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк.«Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду; шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк» — Аюпниң әслидә чакириға буйруқ бериш үчүн сөз қилиши бәлким һаҗәтсиз еди, униң бир имаси яки қарап қоюши купайә еди.
17  Тиниқимдин аялимниң қусқуси келиду,
Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар.«Ака-укилирим» — ибраний тилида «Анамниң балиятқусидики оғуллар». «Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар» — яки «Ака-укилирим йелинишлиримдин бизар».
18 Һәтта кичик балилар мени кәмситиду;
Орнумдин турмақчи болсам, улар мени һақарәтләйду.Аюп 30:1
19  Мениң сирдаш достлиримниң һәммиси мәндин нәпрәтлиниду,
Мән сөйгәнләр мәндин йүз өриди.Зәб. 40:10; 54:13-15
20  Әт-терилирим устиханлиримға чаплишип туриду,
Җеним қил үстидә қалди.«Җеним қил үстидә қалди» — ибраний тилини сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Җеним чишлиримниң терисиниң үстидила қалди».  Аюп 30:30; Зәб. 101:6; Жиғ. 4:8
21  Аһ, достлирим, маңа ичиңлар ағрисун, ичиңлар ағрисун!
Чүнки Тәңриниң қоли маңа келип тәгди.
22  Силәр немишкә Тәңридәк маңа зиянкәшлик қилисиләр?
Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!«Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!» — әрәбләр (вә бәлким ибранийлар) бәзидә «адәмниң етини йейиш» дегәнни «адәмгә төһмәт чаплаш» дегән мәнидә ишлитиду. Аюпниң достлири униң азаплирини аз дәп, униң азаплириға йәнә «Худа сени ташливәтти» дегән вәһимини артип қойған.
 
Қутқузғучи тоғрилиқ бешарәт
23  Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди!
Улар бир язмиға пүтүклүк болған болатти!
24  Улар төмүр қәләм билән қоғушун ичигә йезилсиди!
Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!«Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди! ... ... Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!» — униң бу арзуси (23-24-айәт) әмәлгә ашурулди. Биз һазир униң Муқәддәс Китапға пүтүклүк сөзлирини оқуватимиз (башқа хил тәрҗимиси учриши мүмкин).
25  Бирақ мән шуни билимәнки, өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур,
У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!«...өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур» — Аюп әслидә 9-бапта Худа һәм өзүмниң оттурисида келиштүргүчи бир «әлчи» яки «аричи» болса еди, дегән интизарини билдүрди. У һазир бу йәрдә өзиниң мундақ бир «келиштүргүчи»синиң һәқиқәтән барлиғини җакалайду; ибраний тилида «гоел» («һәмҗәмәт-қутқузғучи») дегән бу сөз, адәттә бириси мәлум аваричиликкә учриғанда, униңға туққанчилиқ (һәмҗәмәтлик) қилип уни қутқузуш үчүн «бәдәл төләйдиған қутқузғучи туққини»ни билдуриду. Бу Қутқузғучи-Ниҗаткариниң болғанлиғиниң нәтиҗиси болса: — У кәлгүсидә өз көзи билән Худасини көрәләйду һәмдә шу чағда Худа униң бешиға чүшкәнлири тоғрисида униңға җавап беридиғанлиғидин ибарәттур. Бу баян интайин һәйран қаларлиқ, һәм бәзи җәһәтләрдин Аюпниң баянлириниң ичидә униң етиқатиниң әң жуқури пәллиси сүпитидә җулалинип туриду.
«Гоел» тоғрилиқ йәнә «Рут»тики «кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!» — яки: «У ахирқи болғучи болуп йәр йүзидә туриду».
  Мис. 6:6; Лав. 25:47-49; Аюп 33:23-24; Юп. 11:25; 1Кор. 15:20-22
26  Һәм мениң бу терә-әтлирим бузулғандин кейин,
Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!«Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!» — мошу йәрдә әсли текстни чүшиниш сәл тәс. «Мән тенимдин сирт (демәк, роһ тәндин кәткәндин кейин) Худани көримән!» дегән башқа бир хил тәрҗимиси бар. Бу хил тәрҗимә тоғра болса, ундақта униң мәнаси «Һазирқи тенимдин сирт...» дегәнлик болса керәк. Мәйли қайси хил мәнидә ейтилған болсун, Аюпниң көзи өзиниң Худасини көрүшигә йәткән.
27  Уни өзүмла әйни һалда көримән,
Башқа адәмниң әмәс, бәлки өзүмниң көзи билән қараймән;
Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!«Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!» — мошу йәрдә сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Мениң бөрәклирим (жүрәклирим, демәк) ичимдә түгәй дәп қалди!». Ибранийлар үчүн, «бөрәкләр» адәмниң һессиятлириниң, виҗданиниңму чоңқур йилтизидур. Шуниң билән бу җүмлә, Аюпниң Худани көрүштин ибарәт зор интизариға өзиниң бәрдашлиқ берәлмәйватқанлиғини билдүргән болуши мүмкин.
28  Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур,
Уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,«Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур, уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,...» — Аюп өз достлириниң «Аюпниң йошурун гуналирини паш қилмиғичә һәргиз болди қилмайли» дегән позитсийидә туруватқанлиғини билдүрмәкчи.
29  Әнди өзүңлар қиличтин қорққиниңлар түзүк!
Чүнки Худаниң ғәзиви қилич җазасини елип келиду,
Шуниң билән силәр Худаниң сотиниң қуруқ гәп әмәслигини билисиләр».
 
 

19:3 «Силәр мени он қетим харлидиңлар» — мошу йәрдики «он қетим» дегини «нурғун қетим»ниң бир хил ипадиси.

19:11 Аюп 13:24; 16:9; 33:10; Жиғ. 2:5

19:13 Зәб. 30:12-13; 37:12-13; 68:9; 87:9، 19

19:15 «өйүмдә турған мусапирлар» — яки «өйүмдики меһманлар». «һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду» — Аюпниң өйидә турған мусапирлар (бәлким әслидә униң һимайисигә еришип униң хизмәтчилири болғанлар) һазир уни ят адәм, мусапир дәп қарайду.

19:16 «Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду; шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк» — Аюпниң әслидә чакириға буйруқ бериш үчүн сөз қилиши бәлким һаҗәтсиз еди, униң бир имаси яки қарап қоюши купайә еди.

19:17 «Ака-укилирим» — ибраний тилида «Анамниң балиятқусидики оғуллар». «Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар» — яки «Ака-укилирим йелинишлиримдин бизар».

19:18 Аюп 30:1

19:19 Зәб. 40:10; 54:13-15

19:20 «Җеним қил үстидә қалди» — ибраний тилини сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Җеним чишлиримниң терисиниң үстидила қалди».

19:20 Аюп 30:30; Зәб. 101:6; Жиғ. 4:8

19:22 «Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!» — әрәбләр (вә бәлким ибранийлар) бәзидә «адәмниң етини йейиш» дегәнни «адәмгә төһмәт чаплаш» дегән мәнидә ишлитиду. Аюпниң достлири униң азаплирини аз дәп, униң азаплириға йәнә «Худа сени ташливәтти» дегән вәһимини артип қойған.

19:24 «Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди! ... ... Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!» — униң бу арзуси (23-24-айәт) әмәлгә ашурулди. Биз һазир униң Муқәддәс Китапға пүтүклүк сөзлирини оқуватимиз (башқа хил тәрҗимиси учриши мүмкин).

19:25 «...өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур» — Аюп әслидә 9-бапта Худа һәм өзүмниң оттурисида келиштүргүчи бир «әлчи» яки «аричи» болса еди, дегән интизарини билдүрди. У һазир бу йәрдә өзиниң мундақ бир «келиштүргүчи»синиң һәқиқәтән барлиғини җакалайду; ибраний тилида «гоел» («һәмҗәмәт-қутқузғучи») дегән бу сөз, адәттә бириси мәлум аваричиликкә учриғанда, униңға туққанчилиқ (һәмҗәмәтлик) қилип уни қутқузуш үчүн «бәдәл төләйдиған қутқузғучи туққини»ни билдуриду. Бу Қутқузғучи-Ниҗаткариниң болғанлиғиниң нәтиҗиси болса: — У кәлгүсидә өз көзи билән Худасини көрәләйду һәмдә шу чағда Худа униң бешиға чүшкәнлири тоғрисида униңға җавап беридиғанлиғидин ибарәттур. Бу баян интайин һәйран қаларлиқ, һәм бәзи җәһәтләрдин Аюпниң баянлириниң ичидә униң етиқатиниң әң жуқури пәллиси сүпитидә җулалинип туриду. «Гоел» тоғрилиқ йәнә «Рут»тики «кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!» — яки: «У ахирқи болғучи болуп йәр йүзидә туриду».

19:25 Мис. 6:6; Лав. 25:47-49; Аюп 33:23-24; Юп. 11:25; 1Кор. 15:20-22

19:26 «Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!» — мошу йәрдә әсли текстни чүшиниш сәл тәс. «Мән тенимдин сирт (демәк, роһ тәндин кәткәндин кейин) Худани көримән!» дегән башқа бир хил тәрҗимиси бар. Бу хил тәрҗимә тоғра болса, ундақта униң мәнаси «Һазирқи тенимдин сирт...» дегәнлик болса керәк. Мәйли қайси хил мәнидә ейтилған болсун, Аюпниң көзи өзиниң Худасини көрүшигә йәткән.

19:27 «Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!» — мошу йәрдә сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Мениң бөрәклирим (жүрәклирим, демәк) ичимдә түгәй дәп қалди!». Ибранийлар үчүн, «бөрәкләр» адәмниң һессиятлириниң, виҗданиниңму чоңқур йилтизидур. Шуниң билән бу җүмлә, Аюпниң Худани көрүштин ибарәт зор интизариға өзиниң бәрдашлиқ берәлмәйватқанлиғини билдүргән болуши мүмкин.

19:28 «Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур, уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,...» — Аюп өз достлириниң «Аюпниң йошурун гуналирини паш қилмиғичә һәргиз болди қилмайли» дегән позитсийидә туруватқанлиғини билдүрмәкчи.