54
54-күй •••• Сатқунлуққа учриғанниң дәрд-әләмлирини төкүш дуаси
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»: —
И Худа, дуайимни аңлиғайсән;
Тилигимдин өзүңни қачурмиғайсән,
3 Маңа қулақ селип, җавап бәргәйсән;
Мән дад-пәряд ичидә кезип,
Аһ-зар чекип жүримән;
4 Сәвәви дүшмәнниң тәһдитлири, рәзилләрниң зулумлири;
Улар бешимға аваричиликләрни төкиду;
Улар ғәзәплинип маңа адавәт сақлайду.
5 Ичимдә жүригим толғинип кәтти;
Өлүм вәһшәтлири вуҗудумни қаплиди.
6 Қорқунуч вә титрәк бешимға чүшти,
Дәһшәт мени чөмкүвалди.
7 Мән: — «Кәптәрдәк қанитим болсичу кашки,
Учуп берип арамгаһ тапар едим» — дедим.
8 — «Жирақ җайларға қечип,
Чөл-баяванларда маканлишар едим;
Селаһ.
9 Боран-чапқунлардин,
Қара қуюндин қечип, панаһгаһға алдирар едим!».
10 Уларни жутувәткәйсән, и Рәб;
Тиллирини бөлүвәткәйсән;
Чүнки шәһәр ичидә зораванлиқ һәм җедәлхорлуқни көрдүм.
11 Улар кечә-күндүз сепилләр үстидә ғадийип жүрмәктә;
Шәһәр ичини қабаһәт вә шумлуқ қаплиди.
12 Һарам арзу-һәвәсләр униң ичидә туриду,
Сахтилиқ вә һейлә-микирлик, кочилардин кәтмәйду.
13 Әгәр дүшмән мени мәсқирә қилған болса, униңға сәвир қилаттим;
Бирақ мени кәмситип, өзини махтиған адәм маңа өчмәнләрдин әмәс еди;
Әгәр шундақ болған болса, униңдин өзүмни қачураттим;
14 Лекин буни қилған сән екәнлигиңни — Мениң бурадирим, сирдишим, әзиз достум болуп чиқишиңни ойлимаптимән!
15 Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ,
Өз ара шерин параңларда болған едуқ;□«Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ, өз ара шерин параңларда болған едуқ» — Давут өзигә уштумтут хаинлиқ қилған киши билән болған илгәрки достлуқ мунасивитини есигә кәлтүриду.
16 Мошундақ сатқунларни өлүм туюқсиз чөчитивәтсун!
Улар тәһтисараға тирик чүшкәй!
Чүнки уларниң маканлирида, уларниң арисида рәзиллик турмақта.
17 Лекин мән болсам, Худаға нида қилимән;
Пәрвәрдигар мени қутқузиду.
18 Әтигини, ахшими вә чүштә,
Дәрдимни төкүп пәряд көтиримән;
У җәзмән садайимға қулақ салиду.
19 У маңа қарши қилинған җәңдин мени аман қилиду;
Гәрчә көп адәмләр мени қоршавға алған болсиму.
20 Тәңри — әзәлдин тәхттә олтирип кәлгүчи!
У наләмни аңлап уларни бир тәрәп қилиду;
(Селаһ)
Чүнки уларда һеч өзгиришләр болмиди;
Улар Худадин һеч қорқмайду.
21 Һелиқи бурадирим өзи билән дост болғанларға мушт көтәрди;
Өз әһдисини бузуп ташлиди.
22 Ағзи сериқ майдинму юмшақ,
Бирақ көңли җәңдур униң;
Униң сөзлири яғдинму силиқ,
Әмәлийәттә суғуруп алған қиличлардур.
23 Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой,
У сени йөләйду;
У һәққанийларни һәргиз тәврәтмәйду.□«Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой» — «жүкүң» ибраний тилида «аманәт қилинғиниң» яки «саңа тапшурулған».
24 Бирақ, сән Худа әшу рәзилләрни һалакәт һаңиға чүшүрисән;
Қанхорлар вә һейлигәрләр өмриниң йериминиму көрмәйду;
Бирақ мән болсам, саңа тайинимән.
□54:15 «Халайиққа қетилип, Худаниң өйигә иккимиз биллә маңған едуқ, өз ара шерин параңларда болған едуқ» — Давут өзигә уштумтут хаинлиқ қилған киши билән болған илгәрки достлуқ мунасивитини есигә кәлтүриду.
□54:23 «Жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой» — «жүкүң» ибраний тилида «аманәт қилинғиниң» яки «саңа тапшурулған».