53
53-күй •••• Сатқунлуққа учриғанда қилған дуа
1-3 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил» (Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған):
 
И Худа, Өз намиң билән мени қутқузғайсән;
Зор қудритиң билән дәвайимни сориғайсән. «Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған» — бу вақиәләр «1Сам.» 23:14-29-айәтләрдә баян қилиниду.  1Сам. 23:19-28; 26:1
И Худа, дуайимни аңлиғайсән;
Ағзимдики сөзләргә қулақ салғайсән.
Чүнки ят адәмләр маңа һуҗум қилишқа орнидин турди;
Зомигәрләр мениң җенимни овлимақта;
Улар Худани нәзиригә һеч илмайду.
Селаһ.«Ят адәмләр ... орнидин турди» — яки «Тәкәббур адәмләр ... орнидин турди».
Қара, Худа маңа ярдәм қилғучидур;
Рәб җенимни йөләйдиғанлар арисидидур.
Селаһ.
У дүшмәнлиримниң яманлиғини өзигә қайтуриду;
И Худа, Өз һәқиқитиң билән уларни үзүп ташлиғайсән.
Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән;
Намиңни мәдһийәләймән, и Пәрвәрдигар;
Шундақ қилиш әладур.«Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән» — «халис қурбанлиқлар»: Муса пәйғәмбәр түзгән низам бойичә, «халис қурбанлиқ» Худаниң көрсәткән мәлум илтипати яки шәпқити үчүн рәхмәтләрни билдүридиған бир хил қурбанлиқ.
Чүнки У мени барлиқ бала-қазалардин қутқузди;
Дүшмәнлиримниң мәғлубийитини өз көзум билән көрдүм.
 
 

53:1-3 «Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған» — бу вақиәләр «1Сам.» 23:14-29-айәтләрдә баян қилиниду.

53:1-3 1Сам. 23:19-28; 26:1

53:5 «Ят адәмләр ... орнидин турди» — яки «Тәкәббур адәмләр ... орнидин турди».

53:8 «Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән» — «халис қурбанлиқлар»: Муса пәйғәмбәр түзгән низам бойичә, «халис қурбанлиқ» Худаниң көрсәткән мәлум илтипати яки шәпқити үчүн рәхмәтләрни билдүридиған бир хил қурбанлиқ.