52
52-күй •••• Қараңғу дуния
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Махалат аһаңида Давут язған «Масқил»:
 
Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду.
Улар чириклишип,
Нәпрәтлик қәбиһ ишларни қилишти;
Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур.«Махалат аһаңида Давут язған «Масқил»» — «махалат»ниң мәнаси бизгә намәлум.  Зәб. 9:25; 13:1; Рим. 3:12
Худа әрштә туруп, инсан балилирини күзитип:
«Бу инсанларниң арисида, инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду?
Худани издәйдиғанлар бармиду?Рим. 3:11
Һәммә адәм йолдин чиқти,
Һәммә адәм чириклишип кәтти,
Меһриванлиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму.
Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған,
Қәбиһлик қилғучиларниң билими йоқмиду?» — дәйду.
Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
Қорққидәк һеч иш болмисиму,
Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти;
Чүнки Худа сени қоршавға алғанларниң устиханлирини парчилап чечивәтти;
Сән уларни хиҗиллиққа қойдуң;
Чүнки Худа уларни нәзиридин сақит қилди.
Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди!
Худа Өз хәлқини асаритидин чиқирип, азатлиққа ериштүргән чағда,
Яқуп шатлиниду,
Исраил хошал болиду!
 
 

52:1-2 «Махалат аһаңида Давут язған «Масқил»» — «махалат»ниң мәнаси бизгә намәлум.

52:1-2 Зәб. 9:25; 13:1; Рим. 3:12

52:3 Рим. 3:11