51
51-күй •••• Худаниң һөкүми вә шәпқити
1-3 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»; Едомлуқ Доәг Саул падишаниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған: —
И ночи батур,
Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән?
Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур. «Едомлуқ Доәг Саул падишаниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған» — шу чағда Саул падиша Давут пәйғәмбәрни өлтүрмәкчи еди. Давут пәйғәмбәр қечип, Абимәләк дегән бир каһин (йәни Худаниң ибадәтханисидики хизмәтчиси)ниң өйи алдиға келип ярдәм сориди. Абимәләк ярдәм бәрди. Кейин Саул падиша Абимәләк вә униң аилисидикиләрни пүтүнләй дегидәк қиривәтти (Тәврат «1Сам.» 21-, 22-бап). «...Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән? Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур» — башқа хил тәрҗимилири: — (1) «... Немишкә күн бойи махтинисән, Тәңри алдида жиркиничлик болдуңсән»; (2) «... Немишкә мөмин бәндиләргә йәткүзгән зияндин махтинисән? Күн бойи тилиң һалакәтни ойлайду».  1Сам. 22:9-23
Өткүр устира кәби,
Тилиң зәһәр чачмақчи,
У ялғанчилиқ тоқуватиду.
Сән яхшилиқниң орнида яманлиқни,
Һәқ сөзләшниң орнида ялғанчилиқни яхши көрисән;
Һаман адәмни набут қилидиған сөзләрни яхши көрисән, и алдамчи тил!«Һаман адәмни набут қилидиған сөзләр» — ибраний тилида «Һаман адәмни жутуветидиған сөзләр».
Бәрһәқ, Тәңри охшашла сени мәңгүгә йоқитиду;
У сени тутувалиду, йәни өз чедириңдин тартип чиқиду;
Тирикләрниң зиминидин сени йилтизиңдин қомуруп ташлайду.
Селаһ.
Һәққанийлар буни көрүп қорқушиду,
Вә уни мәсқирә қилип күлүп: —
«Қараңлар, Худани өз йөләнчиси қилмиған адәм,
Пәқәт өз байлиқлириниң көплүгигә таянған адәм;
У ач көзлүги билән күчләнди» — дәйду.
10 Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән,
Мән Худаниң өзгәрмәс муһәббитигә мәңгүгә тайинимән. «Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән» — «зәйтун дәриғи» әң узун өмүрлүк дәрәқләрдин бири.
11 Мән Саңа әбәдил-әбәт тәшәккүр ейтимән;
Чүнки Сән бу ишларни қилдиңсән;
Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән;
Мошундақ қилиш әладур.«Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән; мошундақ қилиш әладур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мөмин бәндиләр алдида намиңни тәлмүрүп күтимән; чүнки намиң әвзәлдур».
 
 

51:1-3 «Едомлуқ Доәг Саул падишаниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған» — шу чағда Саул падиша Давут пәйғәмбәрни өлтүрмәкчи еди. Давут пәйғәмбәр қечип, Абимәләк дегән бир каһин (йәни Худаниң ибадәтханисидики хизмәтчиси)ниң өйи алдиға келип ярдәм сориди. Абимәләк ярдәм бәрди. Кейин Саул падиша Абимәләк вә униң аилисидикиләрни пүтүнләй дегидәк қиривәтти (Тәврат «1Сам.» 21-, 22-бап). «...Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән? Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур» — башқа хил тәрҗимилири: — (1) «... Немишкә күн бойи махтинисән, Тәңри алдида жиркиничлик болдуңсән»; (2) «... Немишкә мөмин бәндиләргә йәткүзгән зияндин махтинисән? Күн бойи тилиң һалакәтни ойлайду».

51:1-3 1Сам. 22:9-23

51:6 «Һаман адәмни набут қилидиған сөзләр» — ибраний тилида «Һаман адәмни жутуветидиған сөзләр».

51:10 «Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән» — «зәйтун дәриғи» әң узун өмүрлүк дәрәқләрдин бири.

51:11 «Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән; мошундақ қилиш әладур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мөмин бәндиләр алдида намиңни тәлмүрүп күтимән; чүнки намиң әвзәлдур».