13
13-күй •••• Қараңғу дуния
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду.
Улар чириклишип,
жиркиничлик қәбиһликни қилишти;
Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур;Зәб. 9:25; 52:1-4; Рим. 3:10
Пәрвәрдигар әрштә туруп, адәм балилирини күзитип:
«Бу инсанларниң арисида инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду?
Худани издәйдиғанлар бармиду?
Һәммә адәм йолдин чиқти,
Һәммә адәм чириклишип кәтти,
Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған бу қәбиһлик қилғучилар һеч немини билмәмду?» — дәйду.
Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти;
Чүнки Худа һәққанийларниң дәвридидур.
«Силәр езилгәнләрниң көңлигә пүккән үмүтини йоқ қилмақчи болисиләр;
Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!»«Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!» — яки «Чүнки Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!». Бизниңчә «бирақ» тоғра келиду — демәк, Худа Өз хәлқиниң бозәк қилинғиниға қарап, уларни қоғлашқа һәрикәт қилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Гәрчә Пәрвәрдигар униң башпанаһи болса!»
Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди!
Пәрвәрдигар Өз хәлқини асарәттин чиқирип,
Азатлиққа ериштүргән чағда,
Яқуп шатлиниду,
Исраил хошаллиниду!«Исраил хошаллиниду!» — «Исраил» тоғрилиқ — оқурмәнләр Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимни оқуған болса, есидә болидуки, Худа һәзрити Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән. Йәһудий хәлқи (Исраиллар) Яқупниң әвлатлиридин ибарәт. Шуңа Тәвраттики башқа йәрләрдә яки Зәбурда «Яқуп» яки «Исраил» адәттә Йәһудийлар, йәни Исраил хәлқини көрситиду. Әгәр текст һәзрити Яқуп (Исраил)ниң өзини көрсәткән болса, изаһат беримиз.
 
 

13:1 Зәб. 9:25; 52:1-4; Рим. 3:10

13:6 «Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!» — яки «Чүнки Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!». Бизниңчә «бирақ» тоғра келиду — демәк, Худа Өз хәлқиниң бозәк қилинғиниға қарап, уларни қоғлашқа һәрикәт қилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Гәрчә Пәрвәрдигар униң башпанаһи болса!»

13:7 «Исраил хошаллиниду!» — «Исраил» тоғрилиқ — оқурмәнләр Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимни оқуған болса, есидә болидуки, Худа һәзрити Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән. Йәһудий хәлқи (Исраиллар) Яқупниң әвлатлиридин ибарәт. Шуңа Тәвраттики башқа йәрләрдә яки Зәбурда «Яқуп» яки «Исраил» адәттә Йәһудийлар, йәни Исраил хәлқини көрситиду. Әгәр текст һәзрити Яқуп (Исраил)ниң өзини көрсәткән болса, изаһат беримиз.