3
Ундақта, Йәһудий болғанниң Йәһудий әмәстин немә артуқчилиғи бар? Хәтнилик болғанниң немә пайдиси бар? Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.Зәб. 147:8; Рим. 9:4. Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?«Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?» — Павлус бәлким Худаниң Исраилға қилған әһдә-вәдилирини көрситиду. Худа: «Силәр Мениң хәлқим болисиләр» дәп вәдә қилғандин кейин, бәзи Йәһудийларниң қилмишлири өзлириниң Униң хәлқи екәнлигини инкар қилған болсиму, бу қилмишлири Худаниң вәдисини йоққа чиқириветәмду?  Чөл. 23:19; Рим. 9:6; 2Тим. 2:13. Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди муқәддәс язмиларда Худа һәққидә йезилғинидәк: —
«Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән,
Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».«Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» — «Зәб.» 50:5. «Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Һөкүм чиқарғиниңда ғәлибә қилғайсән». Зәбурдики бу күйдә Давут пәйғәмбәр еғир гунайини Худа вә хәлиқ алдида иқрар қилиду; у бу сөзләрни, Худа мени җазалиғанда, хәлиқ бешимға чүшидиған күлпәтниң Худадин адил җазасини билсун дәп ейтиду. Гунайини очуқ иқрар қилмиған болса бәлким хәлиқ: «Немишкә сөйүмлүк Давут падишасимиз күлпәткә учриғанду, Худа униңға адаләтсиз муамилә қилғанмиду?» дейиши мүмкин. Униң дегини Павлусниң дегинигә опму-охшаш; Худа һәқтур һәм аләм алдида Униң һәқлиғи испатлансун; Униң һәр иштики дуруслуғи испатлансун (вә испатлиниду!), хаталиқ яки ялғанчилиқниң болса биздила екәнлиги испатлансун (вә испатлиниду!).  Зәб. 50:6; 115:2; Юһ. 3:33.
Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?«мән инсанчә сөзләймән!» — демәк, пәқәт исанниң көз-қариши бойичә сөзләймән. Бу ибаридин көргили болидуки, һәр қандақ адәм товва қилмиса, гунайи түпәйлидин униң көзқарашлири туманлишип кетиду, өзи елишип қалиду. Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
Бәзиләр йәнә: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.«Мениң ялғанчилиғим арқилиқ Худаниң һәқиқити техиму очуқ қилиниду...» — Худа пәйғәмбәрләр арқилиқ Өз хәлқиниң бәзилири Өзигә асийлиқ қилидиғанлиғи, һәтта мәсилән Өз Мәсиһигә сатқунлуқ қилидиғанлиғи тоғрилиқ көп бешарәт бәргән еди. Шуңа «мениң ялғанчилиғим» Худаниң тоғра ейтқанлиғини испатлайду. Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!
 
Һәққаний адәм йоқтур
Әнди немә дейиш керәк? Биз Йәһудийлар Йәһудий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.«Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ» — «Греклар» мошу йәрдә барлиқ «Йәһудий әмәсләр»гә вәкиллик қилиду.  Гал. 3:22.
10 Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: —
«Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,Зәб. 13:4; 52:4.
11 Йорутулған киши йоқтур,
Худани издигиниму йоқтур.
12 Һәммә адәм йолдин чәтниди,
Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти.
Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.«Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур, ... Һәммә адәм йолдин чәтниди, уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур» — (10-13-айәт) «Зәб.» 13:1-3 (йәнә 52:2-5); «Топ.» 7:20.  Зәб. 14:1-3; 52:2-4; Топ. 7:20
13 Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур,
Тиллири каззаплиқ қилмақта;
Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; «Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, тиллири каззаплиқ қилмақта; кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду» — «Зәб.» 5:10 вә 139:4.  Зәб. 5:10; 139:4. 14 Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.«Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған» — «Зәб.» 9:28.  Зәб. 9:28
15 «Путлири қан токүшкә алдирайду;Пәнд. 1:16; Йәш. 59:7.
16 Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур.
17 Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».«Путлири қан токүшкә алдирайду; барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур. Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс. Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — (15-17-айәт) «Йәш.» 59:7-8.  Йәш. 59:7,8
18 «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».«Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — «Зәб.» 35:2.  Зәб. 35:2
19 Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур. «Тәврат қануни астида яшайдиғанлар» —Йәһудий хәлқини көрситиду. «Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун» — «Тәвраттики барлиқ сөзләр» мошу йәрдә бәлким жуқурида нәқил кәлтүрүлгән, барлиқ инсанниң гунакар екәнлигини испатлиған (Тәвраттики) айәтләрни алаһидә тәкитләйду. 20 Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән Худаниң алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.Рим. 7:7; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.
 
Худаниң инсанни һәққаний қилиши
21 Бирақ, һазир қанун йоли билән әмәс, бәлки Худаниң Өзидин кәлгән бир хил һәққанийлиқ ашкариланди! Бу хил һәққанийлиққа қанунниң өзи вә пәйғәмбәрләрниң язмилириму гувалиқ бәргәндур; Рим. 1:17; Фил. 3:9. 22 йәни, Худаниң Әйса Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучиларниң һәммисиниң ичигә һәм үстигә йәткүзидиған һәққанийлиғидур! Бу ишта айримчилиқ йоқтур «Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучилар...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әйса Мәсиһкә бағлиған итиқади арқилиқ етиқат қилғучилар...». Грек тилида «ишәш, етиқат» вә «садақәтлик, ишәшлик» бирла сөз билән ипадилиниду. 23 (чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди) «Чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди» — буниң икки тәрипи бар; (1) Худа әслидә адәмни «Өз сүрити бойичә», йәни «Өз шан-шәриви болуши үчүн» яратқан еди. Гуна садир қилғинида инсан бу шан-шәрәпкә йетәлмиди, шуңлашқа Худаға вәкил болуштики имтияздин мәһрум болди. (2) гунайи түпәйлидин инсан Худаниң падишалиғида униң шан-шәривини көрәлмәйдиған болди. 24 Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.«Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ...» — яки «Мәсиһ Әйсаниң гунадин һөр қилиш хизмити арқилиқ...».  Йәш. 53:5.
25 Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; инсанларниң Униң қурбанлиқ қениға ишәш бағлиши билән қурбанлиқ инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти. «гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи» — грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду. «Кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң. «Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; (инсанларниң) Униң (қурбанлиқ) қениға ишәш бағлиши билән (қурбанлиқ) инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти» — бу толуқ айәт интайин муһим. Худа бурунқи замандики товва қилған етиқатчи кишиләрниң гуналирини җазалимай кәчүрүм қилғанлириниң һәммиси Мәсиһниң кәлгүси заманда қурбанлиқ болуп, шу гуналириниң җазасини көтиридиғанлиғиға асасланған еди, шуңлашқа пүтүнләй адиллиқ еди. «Гуналарға ... өткүзүветиш» дегән ибарә бәлким бурунқи дәвирдики барлиқ гуналарниму өз ичигә алиду; бирақ Худа бу гуналарни җазалимай өткүзүвәткән болсиму, хәқләр товва қилмиса бәрибир ахир берип өзлири җазалирини тартиду. Һазирқи замандиму шундақ.  Мис. 25:17; 2Кор. 5:19; Кол. 1:20; Ибр. 4:16; 1Юһа. 4:10. 26 Буниңға охшаш бу қурбанлиқ арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.«Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди» — Мәсиһ Әйса һәр замандики барлиқ кишиләрниң һәммә гунайиниң тегишлик җазаси (Худаниң гуна үстигә чүшүридиған ғәзиви)ни қобул қилғандин кейин Худа толиму һәққанийлиқ билән товва қилған кишиләрни кәчүрүм қилип уларни һәққаний қилғучи болиду.
27 Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди!
— Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму?
— Яқ! «Етиқат» принсипи билән!
28 Чүнки «Инсан Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки етиқат билән һәққаний қилиниду» дәп һесаплаймиз! «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс...» — мошу ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән әмәс...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән әмәс...» яки «қанундин чиққан әмәлләр билән әмәс...» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:28, «Гал.» 2:16, 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас.  Рос. 13:38; Рим. 8:3; Гал. 2:16; Ибр. 7:25. 29 Әҗәба, Худа пәқәтла Йәһудийларниңла Худасиму? У әлләрниңму Худаси әмәсму? Шундақ, у әлләрниңму Худасидур. 30 Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду. «Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду» — бу айәттики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнә қилинмиғанлар» барлиқ Йәһудий әмәсләрни билдүриду. 31 Әнди етиқат принсипи билән Тәврат қанунини бекар қиливетимизму? Яқ, дәл буниң әксичә, уни күчкә егә қилимиз.
 
 

3:2 Зәб. 147:8; Рим. 9:4.

3:3 «Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?» — Павлус бәлким Худаниң Исраилға қилған әһдә-вәдилирини көрситиду. Худа: «Силәр Мениң хәлқим болисиләр» дәп вәдә қилғандин кейин, бәзи Йәһудийларниң қилмишлири өзлириниң Униң хәлқи екәнлигини инкар қилған болсиму, бу қилмишлири Худаниң вәдисини йоққа чиқириветәмду?

3:3 Чөл. 23:19; Рим. 9:6; 2Тим. 2:13.

3:4 «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» — «Зәб.» 50:5. «Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Һөкүм чиқарғиниңда ғәлибә қилғайсән». Зәбурдики бу күйдә Давут пәйғәмбәр еғир гунайини Худа вә хәлиқ алдида иқрар қилиду; у бу сөзләрни, Худа мени җазалиғанда, хәлиқ бешимға чүшидиған күлпәтниң Худадин адил җазасини билсун дәп ейтиду. Гунайини очуқ иқрар қилмиған болса бәлким хәлиқ: «Немишкә сөйүмлүк Давут падишасимиз күлпәткә учриғанду, Худа униңға адаләтсиз муамилә қилғанмиду?» дейиши мүмкин. Униң дегини Павлусниң дегинигә опму-охшаш; Худа һәқтур һәм аләм алдида Униң һәқлиғи испатлансун; Униң һәр иштики дуруслуғи испатлансун (вә испатлиниду!), хаталиқ яки ялғанчилиқниң болса биздила екәнлиги испатлансун (вә испатлиниду!).

3:4 Зәб. 50:6; 115:2; Юһ. 3:33.

3:5 «мән инсанчә сөзләймән!» — демәк, пәқәт исанниң көз-қариши бойичә сөзләймән. Бу ибаридин көргили болидуки, һәр қандақ адәм товва қилмиса, гунайи түпәйлидин униң көзқарашлири туманлишип кетиду, өзи елишип қалиду.

3:7 «Мениң ялғанчилиғим арқилиқ Худаниң һәқиқити техиму очуқ қилиниду...» — Худа пәйғәмбәрләр арқилиқ Өз хәлқиниң бәзилири Өзигә асийлиқ қилидиғанлиғи, һәтта мәсилән Өз Мәсиһигә сатқунлуқ қилидиғанлиғи тоғрилиқ көп бешарәт бәргән еди. Шуңа «мениң ялғанчилиғим» Худаниң тоғра ейтқанлиғини испатлайду.

3:9 «Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ» — «Греклар» мошу йәрдә барлиқ «Йәһудий әмәсләр»гә вәкиллик қилиду.

3:9 Гал. 3:22.

3:10 Зәб. 13:4; 52:4.

3:12 «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур, ... Һәммә адәм йолдин чәтниди, уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур» — (10-13-айәт) «Зәб.» 13:1-3 (йәнә 52:2-5); «Топ.» 7:20.

3:12 Зәб. 14:1-3; 52:2-4; Топ. 7:20

3:13 «Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, тиллири каззаплиқ қилмақта; кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду» — «Зәб.» 5:10 вә 139:4.

3:13 Зәб. 5:10; 139:4.

3:14 «Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған» — «Зәб.» 9:28.

3:14 Зәб. 9:28

3:15 Пәнд. 1:16; Йәш. 59:7.

3:17 «Путлири қан токүшкә алдирайду; барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур. Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс. Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — (15-17-айәт) «Йәш.» 59:7-8.

3:17 Йәш. 59:7,8

3:18 «Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур» — «Зәб.» 35:2.

3:18 Зәб. 35:2

3:19 «Тәврат қануни астида яшайдиғанлар» —Йәһудий хәлқини көрситиду. «Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун» — «Тәвраттики барлиқ сөзләр» мошу йәрдә бәлким жуқурида нәқил кәлтүрүлгән, барлиқ инсанниң гунакар екәнлигини испатлиған (Тәвраттики) айәтләрни алаһидә тәкитләйду.

3:20 Рим. 7:7; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.

3:21 Рим. 1:17; Фил. 3:9.

3:22 «Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучилар...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әйса Мәсиһкә бағлиған итиқади арқилиқ етиқат қилғучилар...». Грек тилида «ишәш, етиқат» вә «садақәтлик, ишәшлик» бирла сөз билән ипадилиниду.

3:23 «Чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди» — буниң икки тәрипи бар; (1) Худа әслидә адәмни «Өз сүрити бойичә», йәни «Өз шан-шәриви болуши үчүн» яратқан еди. Гуна садир қилғинида инсан бу шан-шәрәпкә йетәлмиди, шуңлашқа Худаға вәкил болуштики имтияздин мәһрум болди. (2) гунайи түпәйлидин инсан Худаниң падишалиғида униң шан-шәривини көрәлмәйдиған болди.

3:24 «Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ...» — яки «Мәсиһ Әйсаниң гунадин һөр қилиш хизмити арқилиқ...».

3:24 Йәш. 53:5.

3:25 «гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи» — грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду. «Кафарәт» тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң. «Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; (инсанларниң) Униң (қурбанлиқ) қениға ишәш бағлиши билән (қурбанлиқ) инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти» — бу толуқ айәт интайин муһим. Худа бурунқи замандики товва қилған етиқатчи кишиләрниң гуналирини җазалимай кәчүрүм қилғанлириниң һәммиси Мәсиһниң кәлгүси заманда қурбанлиқ болуп, шу гуналириниң җазасини көтиридиғанлиғиға асасланған еди, шуңлашқа пүтүнләй адиллиқ еди. «Гуналарға ... өткүзүветиш» дегән ибарә бәлким бурунқи дәвирдики барлиқ гуналарниму өз ичигә алиду; бирақ Худа бу гуналарни җазалимай өткүзүвәткән болсиму, хәқләр товва қилмиса бәрибир ахир берип өзлири җазалирини тартиду. Һазирқи замандиму шундақ.

3:25 Мис. 25:17; 2Кор. 5:19; Кол. 1:20; Ибр. 4:16; 1Юһа. 4:10.

3:26 «Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди» — Мәсиһ Әйса һәр замандики барлиқ кишиләрниң һәммә гунайиниң тегишлик җазаси (Худаниң гуна үстигә чүшүридиған ғәзиви)ни қобул қилғандин кейин Худа толиму һәққанийлиқ билән товва қилған кишиләрни кәчүрүм қилип уларни һәққаний қилғучи болиду.

3:28 «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс...» — мошу ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән әмәс...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән әмәс...» яки «қанундин чиққан әмәлләр билән әмәс...» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:28, «Гал.» 2:16, 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас.

3:28 Рос. 13:38; Рим. 8:3; Гал. 2:16; Ибр. 7:25.

3:30 «Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду» — бу айәттики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнә қилинмиғанлар» барлиқ Йәһудий әмәсләрни билдүриду.