139
139-күй •••• Аһанәтчиләр һәм зомигәрләр арисида
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Рәзил адәмдин, и Пәрвәрдигар, мени азат қилғайсән;
Зораван кишидин мени сақлиғайсән.
2 Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта;
Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.
3 Тилини иланниңкидәк иштик қилиду;
Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;
Селаһ.■Зәб. 57:5-6; Рим. 3:13
4 Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар;
Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.
5 Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди;
Йол бойида тор яйди,
Мән үчүн қапқанларни салди;
Селаһ.■Йәр. 18:22
6 Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим;
Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;
7 Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур;
Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.
8 Рәзил адәмниң үмүтини иҗабәт қилмиғайсән, и Пәрвәрдигар;
Уларниң һейлилирини аққузмиғайсән;
Болмиса өзлирини чоң тутувалиду.
Селаһ.
9 Мени қоршивалғанларниң болса,
Ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун;□«Мени қоршивалғанларниң болса, ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мени қоршиғанларниң башламчилириға болса, өз ләвлиридин чиққан шумлуқ өзлиригә чүшсун».
10 Үстигә чоғлар яғдурулсун;
Улар отқа,
Қайтидин чиқалмиғидәк һаңларға ташливетилсун;
11 Тили чеқимчи адәмниң йәр йүзидә орни болмисун;
Балаю-апәт зораванларни түгәшкичә овлайду;
12 Мән билимәнки, Пәрвәрдигар езилгәнләрниң дәвасини сорайду,
Йоқсулниң һәққини елип бериду;
13 Бәрһәқ, һәққанийлар намиңға тәшәккүр ейтиду;
Көңли дуруслар һозуруңда яшайду.
□139:9 «Мени қоршивалғанларниң болса, ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мени қоршиғанларниң башламчилириға болса, өз ләвлиридин чиққан шумлуқ өзлиригә чүшсун».