140
140-күй •••• Рәзиллик билән мурәссә қилғили болмайду
Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим;
Йенимға тездин кәлгәйсән;
Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун,
Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун.«Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун» — яки «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик ашлиқ һәдийәдәк қобул болсун» — ибадәтханида каһинлар кәчлик қурбанлиқ яки һәдийә сунуштин авал, қоли билән шу қурбанлиқ-һәдийәләрни Худа алдида көтирәтти.  Мис. 29:30; Вәһ. 5:8; 8:3
Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар;
Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа,
Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән.
Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
Һәққаний адәм мени урсун —
Бу маңа меһриванлиқтур;
Маңа тәнбиһ бәрсун —
Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду.
Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.«Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мениң дуайим уларға (рәзилләргә) күлпәт чүшкәндә улар үчүн давамлишивериду» (ибраний тилида «яманлиқ» һәм «күлпәт» бир сөз билән ипадилиниду).
Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә,
Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду;
Чүнки бу сөзләр шериндур.«Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; чүнки бу сөзләр шериндур» — «шерин» бәлким мошу йәрдә «җайида, орунлуқ» дегән мәнидә.
Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк,
Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;«Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Ибраний тилидики нусхисида, мошу сөз интайин ихчам болуп, чүшиниш тәс.  Әз. 37:1,11,12
Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим;
Саңа тайинимән;
Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
Уларниң маңа салған қилтиғидин,
Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
10 Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун,
Мән болсам — өтүп кетимән.
 
 

140:2 «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун» — яки «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик ашлиқ һәдийәдәк қобул болсун» — ибадәтханида каһинлар кәчлик қурбанлиқ яки һәдийә сунуштин авал, қоли билән шу қурбанлиқ-һәдийәләрни Худа алдида көтирәтти.

140:2 Мис. 29:30; Вәһ. 5:8; 8:3

140:5 «Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мениң дуайим уларға (рәзилләргә) күлпәт чүшкәндә улар үчүн давамлишивериду» (ибраний тилида «яманлиқ» һәм «күлпәт» бир сөз билән ипадилиниду).

140:6 «Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; чүнки бу сөзләр шериндур» — «шерин» бәлким мошу йәрдә «җайида, орунлуқ» дегән мәнидә.

140:7 «Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Ибраний тилидики нусхисида, мошу сөз интайин ихчам болуп, чүшиниш тәс.

140:7 Әз. 37:1,11,12