8
Қозиниң йәттинчи печәтни ечиши
Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди.«Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди» — «йәттә печәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Андин Худаниң алдида туридиған йәттә пәриштини көрдүм. Уларға йәттә канай берилди. Алтун хушбуйдан тутқан йәнә бир пәриштә келип, хушбуйгаһниң алдида турди. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән бирликтә тәхтниң алдидики алтун хушбуйгаһ үстидә Худаға атап сунушқа униңға көп хушбуй берилди.«хушбуйгаһ... алтун хушбуйгаһ» — грек тилида «қурбангаһ... алтун қурбангаһ». Вә хушбуйниң түтүнлири муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән биллә пәриштиниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди.Зәб. 140:2. Андин пәриштә хушбуйданни қолиға елип, уни қурбангаһдики от билән толдуруп, йәр йүзигә атти; шуниң билән түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар аңланди, чақмақлар чеқилди вә бир йәр тәврәш болди. Андин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә пәриштә канайлирини челишқа һазирланди.
 
Йәттә канайниң челиниши
Биринчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән мөлдүр вә от қан арилаш пәйда болуп йәр йүзигә ташланди, зиминниң үчтин бири көйдүрүлди, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири көйдүрүлди вә пүткүл йешил от-чөпләр көйдүрүлди.
Иккинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән гояки лавулдап көйүватқан йоған бир тағдәк ғайәт зор бир җисим деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди вә деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди; кемиләрниң үчтин бири вәйран болди.
10 Үчинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз чүшти; у дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң сулири үстигә чүшти. 11 Юлтузниң исми «Кәкрә» еди. Суларниң үчтин бири кәкридәк болуп кәтти, сулар аччиқ болуп кәткәчкә нурғун адәм судин өлди.
12 Төртинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән қуяшниң үчтин бири, айниң үчтин бири вә юлтузларниң үчтин бири урулди. Нәтиҗидә, қуяш, ай вә юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири қараңғулашти, күндүзниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди, кечиниң үчтин биридиму шундақ болди.
13 Йәнә көрдүмки, асманниң оттурисида учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: —
«Канайни челишқа тәмшәлгән қалған үч пәриштиниң канай авазлири аңланса йәр йүзидә туруватқанларниң һалиға вай, вай, вай!» дегинини аңлидим.
 
 

8:1 «Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди» — «йәттә печәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

8:3 «хушбуйгаһ... алтун хушбуйгаһ» — грек тилида «қурбангаһ... алтун қурбангаһ».

8:4 Зәб. 140:2.