37
Қуруқ сүйәкләргә толған җилға — Исраилниң тирилиши
Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға қонди; Пәрвәрдигар мени Роһи билән көтирип чиқип, бир җилғиниң оттурисиға турғузди; у йәр сүйәкләргә толди. «Пәрвәрдигар мени Роһи билән көтирип чиқип,..» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар мени Роһ билән көтирип чиқип,...». Демәк, Пәрвәрдигар Өз Роһи билән пәйғәмбәрни көтәрди. У мени сүйәкләр әтрапидин уяқ-буяққа өткүзди; мана, бу очуқ җилғида сүйәкләр интайин нурғун еди; вә мана, улар интайин қуруп кәткән еди.
У мәндин: — И инсан оғли, бу сүйәкләр қайтидин яшнамду? — дәп сориди. Мән: — И Рәб Пәрвәрдигар, сән билисән, — дедим.
У маңа: И инсан оғли, бу сүйәкләр үстигә бешарәт берип мундақ дегин: «И қуруқ сүйәкләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Рәб Пәрвәрдигар бу сүйәкләргә мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә бир роһ-нәпәс киргүзимән, вә силәр һаят болисиләр. «мән силәргә бир роһ-нәпәс киргүзимән, вә силәр һаят болисиләр» — ибраний тилида «роһ» вә «нәпәс» бир сөз. Мән үстүңләргә пәй-сиңирләрни салимән, силәрни терә билән япимән, силәргә роһ-нәпәс киргүзимән; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр».
Шуңа мән буйрулғини бойичә бешарәт бәрдим; мән бешарәт беришимгә, бир шавқун көтирилди, мана җалақ-җулақ бир аваз аңланди, сүйәкләр җипсилишип, бир-биригә қошулди.
Мән көрдум, мана, пәй-сиңирләр вә әт уларниң үстигә келип уларни қаплиди; бирақ уларда һеч роһ-нәпәс болмиди.
У маңа: — И инсан оғли, роһ-нәпәскә бешарәт берип мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, и роһ-нәпәс, вә мошу өлтүрүлгәнләр тирилсун үчүн уларниң үстигә пүвләңләр» — деди.«роһ-нәпәскә бешарәт берип мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, и роһ-нәпәс,...» — ибраний тилида «роһ» (яки «роһ-нәпәс») вә «шамал» бир сөз.
«Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, ...» ибраний тилида «төрт тәрәптики шамалдин кәлгәйсиләр, ...»
10 Шуңа мән буйрулғандәк бешарәт беривидим, роһ-нәпәс уларға кирди-дә, улар һаят болуп тик турди — бүйүк бир қошунға айланди.
11 Вә У маңа: — И инсан оғли, бу сүйәкләр болса Исраилниң пүтүн җәмәтидур. Мана, улар: «Бизниң сүйәклиримиз қуруп кәтти, үмүтүмиз үзүлди; биз түгәштуқ!» — дәйду.
12 Шуңа бешарәт берип уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән гөрүңләрни ечип, силәрни гөрүңләрдин чиқиримән, и Мениң хәлқим, силәрни Исраил зиминиға елип киримән; 13 Мән гөрүңләрни ачқинимда, силәрни гөрүңләрдин чиқарғинимда, и Мениң хәлқим, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр. 14 Вә Мән Өз Роһумни силәргә киргүзимән, силәр һаят болисиләр; вә Мән силәрни өз зиминиңларда турғузимән; силәр Мәнки Пәрвәрдигарни шундақ сөзни қилип, шуни ада қилди, дәп билип йетисиләр».
 
Икки таяқниң бир болуши тоғрилиқ бешарәт
15 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
16 И инсан оғли, бир таяқни елип, униң үстигә «Йәһуда вә униң һәмраһлири болған Исраиллар үчүн» дәп язғин; йәнә бир таяқни елип, униң үстигә «Әфраим вә униң һәмраһлири болған пүтүн Исраил җәмәтидикиләр үчүн» дәп язғин; 17 вә уларни бир-биригә улап қой; улар қолуңда бир болсун.
18 Хәлқимдикиләр сәндин: «Бу ишлар билән немини чүшәндүрмәкчи бизгә дәп бәрмәмсән?» дәп сориса, 19 уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Әфраимниң вә униңға һәмраһ болған Исраил қәбилилириниң қоли тутқан Йүсүпниң тайиғини елип, уни Йәһуданиң тайиғиға қошуп улап, уларни бирла таяқ қилимән; улар Мениң қолумда бир таяқ болиду.
20 Сән язған таяқларни уларниң көз алдида қолуңда тутуп уларға шундақ дегин: —
21 «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, Мән Исраил балилирини барған әлләр арисидин елип, уларни һәряндин жиғип өз зиминиға епкелимән. 22 Мән уларни Исраил тағлириниң үстидә бир әл қилимән; бир падиша уларниң һәммисигә падиша болиду; улар қайтидин икки әл болмайду, яки қайтидин икки падишалиққа һеч бөлүнмәйду. Юһ. 10:16 23 Улар өзлирини қайтидин уларниң мәбудлири, ләнәтлик ишлири яки асийлиқлириниң һечқайисиси билән һеч булғимайду; Мән уларни гуна өткүзгән олтирақлашқан җайлиридин қутқузуп, уларни пакландуримән; улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән. 24 Вә мениң қулум Давут уларға падиша болиду; уларниң һәммисиниң бирла падичиси болиду; улар Мениң һөкүмлиримдә меңип, Мениң бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилиду. Йәш. 40:11; Йәр. 30:9; Әз. 34:23 25 Улар Мениң қулум Яқупқа тәқдим қилған, ата-бовилириңлар туруп кәлгән зиминда туриду; улар униңда туриду — улар, уларниң балилири, вә балиларниң балилири мәңгү туриду — Мениң қулум Давут уларниң шаһзадиси болиду. «Мениң қулум Давут уларниң шаһзадиси болиду» — бу сөзниң мәнасидә икки мүмкинчилик бар: — (1) Худа Давут падишани тирилдүрүп уларға падиша сүпитидә тикләйду. (2) мошу сөзләр Давутниң әвлади Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду (34-бапни көрүң). Бизниңчә һәр иккиси тоғридур. Шу чағда Худаниң сәлтәнити йәр йүзигә кәлгәндә, Давут пәйғәмбәр йәр йүзидә туруп, Исраил вә аләмниң һәқиқий падишаси вә падичиси болған Мәсиһкә вәкил болуп уларниң падишаси болуши мүмкин. 26 Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған бир әһдә түзимән; бу улар билән мәңгүлүк бир әһдә болиду; Мән уларни җайида маканлаштуруп көпәйтимән; вә Мениң муқәддәс җайимни улар арисиға мәңгүгә тикләймән. Зәб. 88:4-5; Әз. 34:25; 2Кор. 6:16 27 Мениң туралғу җайим уларда болиду; Мән уларниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду. «Мениң туралғу җайим уларда болиду; Мән уларниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду» — мошу бешарәт 40-48-бапларда тәпсилий һалда ечилиду.  Әз. 11:20; 14:11 28 Мениң пак-муқәддәс җайим улар арисида мәңгүгә тикләнгәндә, әнди әлләр Өзүм Пәрвәрдигарниң Исраилни пак-муқәддәс қилғучи екәнлигимни билип йетиду».
 
 

37:1 «Пәрвәрдигар мени Роһи билән көтирип чиқип,..» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар мени Роһ билән көтирип чиқип,...». Демәк, Пәрвәрдигар Өз Роһи билән пәйғәмбәрни көтәрди.

37:5 «мән силәргә бир роһ-нәпәс киргүзимән, вә силәр һаят болисиләр» — ибраний тилида «роһ» вә «нәпәс» бир сөз.

37:9 «роһ-нәпәскә бешарәт берип мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, и роһ-нәпәс,...» — ибраний тилида «роһ» (яки «роһ-нәпәс») вә «шамал» бир сөз. «Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, ...» ибраний тилида «төрт тәрәптики шамалдин кәлгәйсиләр, ...»

37:22 Юһ. 10:16

37:24 Йәш. 40:11; Йәр. 30:9; Әз. 34:23

37:25 «Мениң қулум Давут уларниң шаһзадиси болиду» — бу сөзниң мәнасидә икки мүмкинчилик бар: — (1) Худа Давут падишани тирилдүрүп уларға падиша сүпитидә тикләйду. (2) мошу сөзләр Давутниң әвлади Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду (34-бапни көрүң). Бизниңчә һәр иккиси тоғридур. Шу чағда Худаниң сәлтәнити йәр йүзигә кәлгәндә, Давут пәйғәмбәр йәр йүзидә туруп, Исраил вә аләмниң һәқиқий падишаси вә падичиси болған Мәсиһкә вәкил болуп уларниң падишаси болуши мүмкин.

37:26 Зәб. 88:4-5; Әз. 34:25; 2Кор. 6:16

37:27 «Мениң туралғу җайим уларда болиду; Мән уларниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду» — мошу бешарәт 40-48-бапларда тәпсилий һалда ечилиду.

37:27 Әз. 11:20; 14:11