36
Худа Өзиниң нами үчүн Исраилни әслигә кәлтүриду
1 Әнди сән, и инсан оғли, Исраил тағлириға бешарәт берип мундақ дегин: — Исраил тағлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —■Әз. 6:2
2 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дүшмәнниң силәргә қарап: «Ваһ! Мәңгү жуқури җайлар бизгә тәәллуқ болди!» дегини түпәйлидин, ■Әз. 35:10 3 шуңа бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, чүнки улар силәрни вәйранә қилип, әлләрдин қалғанлириға тәвә қилишқа һәряндин силәрни әзгәнлиги түпәйлидин, вә силәр әлләр арисида сөз-чөчәк вә төһмәт объекти болуп қалғанлиғиңлардин, □«Чүнки улар силәрни вәйранә қилип, әлләрдин қалғанлириға тәвә қилишқа һәряндин силәрни әзгәнлиги түпәйлидин,...» — мошу айәттики «улар» вә «(ят) әлләрдин қалғанлар» бәлким (1) «Бабил» вә «башқа әлләр»ни көрситиду; (2) ахирқи замандики «дәҗҗал вә униңға беқинған әлләр»ни вә улардин «башқа әлләр»ни көрситиду. Бабил Исраилни ишғал қилип булаң-талаң қилғандин кейин асасән уни ташлап кәтти; әтрапидики әлләр қалған хәлиқниң аҗизлиғидин пайдилинип уни техиму көпрәк булаң-талаң қилди. 4 әнди шуңа, и Исраил тағлири, Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: — Рәб Пәрвәрдигар әлләрдин қалғанлириға олҗа һәм мазақ объекти болуп қалған тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға, вәйран болған харабиләр вә ташливетилгән шәһәрләргә мундақ дәйду: —
5 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Хошал болушуп қәлбидики пүтүн өчмәнлиги билән Мениң зиминимни өзлиригә тәәллуқ болушқа бекитип, уни булаң-талаң қиливалайли дегән әлләрдин қалғанлириға вә Едомдикиләрниң һәммисигә бәрһәқ, Мән Өз хәлқимгә болған қизғинлиғимдин чиққан аччиқ отида сөз қилдим: —
6 Исраил зимини тоғрилиқ бешарәт берип, тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өз хәлқимгә болған қизғинлиғимдин қәһрим билән сөз қилдим — чүнки силәр әлләрниң мазақ-аһанәтлирини йегәнсиләр.■Әз. 34:29
7 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қолумни көтирип шундақ қәсәм ичкәнки, бәрһәқ, әтрапиңлардики әлләр өзиниң мазақ-аһанәтлирини өзи ишитиду. 8 Лекин силәр, и Исраил тағлири, шахлинисиләр, хәлқим Исраилға мевә берисиләр; чүнки улар пат арида қайтип келиду.
9 Чүнки мана, Мән силәр тәрипиңлардидурмән; Мән силәргә қараймән, силәр юмшитилисиләр һәм терилисиләр. 10 Вә Мән үстүңләрдә адәмләрни, йәни Исраилниң пүткүл җәмәтини, уларниң барлиғини көпәйтимән; шәһәрләр аһалилик болиду, харабиләр қайтидин қурулиду. 11 Мән үстүңләрдә адәм һәм һайванларни көпәйтимән, улар көпийип нәсил көриду; Мән өткән заманлардикидәк силәрни олтирақлиқ қилимән; бәрһәқ, һалиңларни әслидикидин әвзәл қилимән; силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
12 Мән үстүңләргә адәмләрни, йәни хәлқим Исраилни маңдуримән; улар силәргә егидарчилиқ қилиду, силәр уларниң мираси болисиләр; силәр йәнә уларни балилиридин җуда қилмайсиләр. 13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки уларниң силәргә: «Силәр адәмләрни йәйсиләр, өз елиңларни балилардин җуда қилғансиләр!» дегини түпәйлидин, 14 әнди силәр йәнә адәмләрни йемәйсиләр, өз елиңларни балилиридин йәнә җуда қилмайсиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 — Мән силәргә йәнә әлләрниң мазақ-аһанәтлирини аңлатқузмаймән; силәр әлләрниң тапа-тәнисини йәнә көтәрмәйсиләр, силәр өз елиңларни қайтидин жиқитмайсиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
17 И инсан оғли, Исраил җәмәти өз зиминида турған чағларда, улар өз йоли һәм қилмишлири билән уни булғиған; Мениң алдимда уларниң йоли ай көргән аялниң напаклиғиға охшаш. 18 Шуңа зиминға төккән қан үчүн, зиминни мәбудлири билән булғиғанлиғи үчүн, Мән қәһримни улар үстигә төктум; 19 Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәттим, улар мәмликәтләр ичигә тарилип кәтти; Мән уларниң йоллири һәм қилмишлири бойичә уларниң үстигә һөкүм чиқардим.
20 Улар баридиған һәр қайси әлләргә кәлгәндә, улар тоғрисида: «Булар Пәрвәрдигарниң хәлқи, бирақ улар Униң зиминидин чиққан!» — дейилгәндә, улар йәнила Мениң пак-муқәддәс намимни булғиған; ■Йәш. 52:5; Рим. 2:24 21 Бирақ Мән Исраил җәмәти барған һәр қайси әлләр арисида булғанған пак-муқәддәс намим үчүн көңүл бөлдүм. 22 Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән бу ишни силәрни дәп әмәс, и Исраил җәмәти, бәлки силәр барған һәр қайси әлләр арисида силәр булғиған өз пак-муқәддәс намим үчүн қилимән. 23 Мән әлләр арисида булғанған, Өзүмниң бүйүк намимни пак-муқәддәс дәп көрситимән; намимни дәл силәр улар арисида булғиған; уларниң көз алдида Мән Өзүмни силәрниң араңларда пак-муқәддәс көрсәткинимдә, әлләр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 24 Мән силәрни әлләр арисидин елип, мәмликәтләр ичидин жиғип, силәрни өз зиминиңларға қайтуримән.
25 — Мән сүпсүзүк суни үстүңларға чачимән, буниң билән силәр пак болисиләр. Силәрни һәммә паскинилиғиңлардин вә бутлириңлардин паклаймән. 26 Мән силәргә йеңи қәлб беримән, ичиңларға йеңи бир роһ салимән; тениңлардики таш жүрәкни елип ташлап, меһрлик бир қәлбни ата қилимән. □«...меһрлик бир қәлбни ата қилимән» — ибарний тилида бу сөз «...гөш жүрәкни ата қилимән» дейилгән. ■Йәр. 32:39; Әз. 11:19 27 Мениң Роһумни ичиңларға киргүзүп, силәрни әмир-пәрманлирим бойичә маңғузимән, һөкүмлиримни тутқузимән, шуниң билән уларға әмәл қилисиләр; 28 силәр Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда яшайсиләр; Мениң қовмим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән. 29 Мән силәрни барлиқ паскиничиликтин қутқузимән; Мән буғдайни авун болушқа буйруймән; үстүңләргә һеч ачарчилиқни қоймаймән; ■Әз. 34:29 30 Мән дәрәқләрниң мевисини вә етиздики мәһсулатларни көпәйтимәнки, силәр ачарчилиқ түпәйлдин әлләр арисида шәрмәндә болмайсиләр. 31 Силәр рәзил йоллириңлар вә начар қилмишлириңларни әсләп, қәбиһликлириңлар вә жиркиничлик қилғанлириңлар үчүн өз-өзүңлардин жиркинисиләр. ■Әз. 6:9; 20:43; 16:61,63 32 Силәргә мәлум болсунки, бу ишни қилишим силәр үчүн әмәс , — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — өз йоллириңлар үчүн хиҗил болуп шәрмәндә болуңлар, и Исраил җәмәти.□«бу ишни қилишим силәр үчүн әмәс,...» — демәк, бу ишни Худа Өзи үчүн қилиду.
33 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қәбиһлигиңлардин паклиған күнидә, Мән шәһәрләрни аһалилик қилимән, харабә қалған җайларму қайтидин қурулиду. 34 Вәйран қилинған зимин өтүп кетиватқан һәр бириниң көз алдида вәйранә көрүнсиму, у қайтидин терилиду. 35 Шуниң билән улар: «Бу вәйран қилинған зимин худди Ерәм бағчисидәк болди; харабә, вәйран қилинған шәһәрләр һазир мустәһкәмләнди, аһалилик болди» — дәйду.■Йәш. 51:3; Әз. 28:13
36 Вә әтрапида қалған әлләр Мәнки Пәрвәрдигарниң бузулған җайларни қурғучи һәм вәйранә қилинған йәрләрни қайтидин териғучи екәнлигимни билип йетиду; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим, буниңға әмәл қилимән.■Әз. 17:24; 22:14; 37:14
37 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән йәнила Исраилниң җәмәтиниң бу ишларни тиләйдиған дуа-тилавәтлиригә иҗабәт қилғучи болимән; Мән қой падисидәк уларниң адәмлирини көпәйтимән; 38 Муқәддәс дәп айрилған қурбанлиқ қой падисидәк, бекитилгән һейт-байрамлириға беғишланған қой падиси Йерусалимға толдурулғандәк, харабә болған шәһәрләр қайтидин адәм падилири билән толдурулиду; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.
□36:3 «Чүнки улар силәрни вәйранә қилип, әлләрдин қалғанлириға тәвә қилишқа һәряндин силәрни әзгәнлиги түпәйлидин,...» — мошу айәттики «улар» вә «(ят) әлләрдин қалғанлар» бәлким (1) «Бабил» вә «башқа әлләр»ни көрситиду; (2) ахирқи замандики «дәҗҗал вә униңға беқинған әлләр»ни вә улардин «башқа әлләр»ни көрситиду. Бабил Исраилни ишғал қилип булаң-талаң қилғандин кейин асасән уни ташлап кәтти; әтрапидики әлләр қалған хәлиқниң аҗизлиғидин пайдилинип уни техиму көпрәк булаң-талаң қилди.
□36:26 «...меһрлик бир қәлбни ата қилимән» — ибарний тилида бу сөз «...гөш жүрәкни ата қилимән» дейилгән.
■36:31 Әз. 6:9; 20:43; 16:61,63
□36:32 «бу ишни қилишим силәр үчүн әмәс,...» — демәк, бу ишни Худа Өзи үчүн қилиду.
■36:36 Әз. 17:24; 22:14; 37:14