28
Турниң падишасини әйипләйдиған бир бешарәт
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, турниң шаһзадисигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң өзүңни чоң тутуп: «Мән бир илаһтурмән;
Мән Худаниң тәхтигә, йәни деңиз-океанларниң бағрида олтиримән», дегәнсән;
(Бирақ сән инсан, Худа әмәссән!)
Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап қалдиң.Йәш. 31:3
Мана, сән Даниялдин данасән;
Һеч қандақ сир сәндин йошурун әмәс;«Мана, сән Даниялдин данасән» — шу вақитта Даниял пәйғәмбәр аллиқачан Бабил ордисида бир нәччә жил баш вәзир болған.
Даналиғиң вә әқлиң билән сән байлиқларға егә болдуң,
Алтун-күмүчни ғәзнилириңгә топлап қойдуң;
Тиҗарәттә болған зор даналиғиң билән байлиқлириңни авуттуң;
Байлиқлириң түпәйлидин өзүңни чоң туттуң: —
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап кәткәнлигиңдин,
Әнди мана, Мән ят адәмләр,
Йәни әлләрниң дәһшитини үстүңгә епкелимән;
Улар даналиғиңниң парлақлиғини йоқитишқа қиличлирини суғуруп,
Шан-шәривиңни булғайду;Йәр. 6:23
Улар сени һаңға чүшүриду;
Шуниң билән сән деңиз-океанларниң қойнида өлтүрүлгәнләрниң өлүмидә өлисән.
Әнди сени өлтүргүчиниң алдида: «Мән Худа» — дәмсән?
Бирақ сән өзүңни санҗип өлтүридиғанниң қоли астида Тәңри әмәс, инсан болуп чиқисән.
10 Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән;
Чүнки Мән шундақ сөз қилған», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән» — Турдикиләр адәттә «хәтнә қилинмиған»лардиндур. «Әзакиял пәйғәмбәр» дегән китапта, «хәтнә қилинмиған петида өлүш» дегән сөз «Худадин айрилған петида өлүш» дегән мәнини билдүриду. «Қошумчә сөз»имиздә биз «хәтнә» дегән тема үстидә тохтитилимиз.
 
Турниң падишаси тоғрилиқ бир мәрсийә
11 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
12 И инсан оғли, Турниң падишаси тоғрилиқ авазиңни көтирип бу мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: —
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сән, камаләтниң җәвһири болған,
Даналиққа толған, гөзәлликтә камаләткә йәткән едиң;«Сән, камаләтниң җәвһири болған» — яки «сән, камаләтниң мөһүри болған».  Әз. 27:3
13 Сән Ерәм бағчиси, йәни Худаниң бағчисида болғансән;
Һәр бир қиммәтлик ташлар, йәни қизил яқут, сериқ гөһәр вә алмас, берил яқут, ақ һеқиқ, анарташ, көк яқут, зумрәт вә көк қашташ саңа йөгәк болған;
Яқут көзлириң вә нәққашлириң алтун ичигә ясалған;
Сән яритилған күнүңдә улар тәйярланған еди.
14 Сән болсаң мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән,
Чүнки Мән сени шундақ бекиткән едим;
Сән Худаниң муқәддәс теғида болғансән;
Сән отлуқ ташлар арисида жүрәттиң;«Сән болсаң Мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән» — «керуб» тоғрилиқ 9:3-айәттики изаһат, «Яр.» 3:24 вә «Тәбирләр»ниму көрүң. «Керуб»лар күчлүк пәриштиләрдур.
«Мәсиһлиниш» яки «мәсиһ қилиниш» — Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша, «баш каһин» һәм бәзи чағларда пәйғәмбәрләрни тикләш үчүн «мәсиһ қилиниш» мурасими өткүзүләтти. Мурасимда бешиға пурақлиқ май қуюлатти. Бу «мәсиһләш» дәп аталған. Бирақ мошу йәрдә бир керуб (пәриштә) «мәсиһ қилинған»; Худа Өзи уни алаһидә бир хизмәт қилишқа тәйярлаш үчүн уни мәсиһлигән болса керәк.
15 Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң.«Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң» — оқурмәнләр бәлким һазир көридуки, Әзакиял пәйғәмбәр Тур падишасиға әмәс, бәлким униң кәйнидә турған роһий күчкә сөз қиливатиду. Алдидики 1-10-айәтләр «Турниң шаһшзадиси» тоғрилиқ еди; һазир тема «Турниң падишаси»ға өзгәтилиду. Биздә һеч гуман йоқки, у Шәйтанға гәп қиливатиду. Мошу йәрдә Шәйтан тоғрилиқ бир нәччә муһим хәвәрләр бар: —
(1) у Худа тәрипидин яритилған.
(2) униң Ерәм бағчисида алаһидә муһапизәтчилик қилидиған хизмити бар еди.
(3) у әсли интайин чирайлиқ вә күчлүк керуб (пәриштә) еди.
(4) у Ерәм бағчисида болған вақитта Худаға қарши чиққан.
(5) шу гунайи түпәйлидин у Худаниң һозуридин һайдиветилгән.
16 Қилған содилириңниң көп болғанлиғидин сән зорлуқ-зумбулуқ билән толуп, гуна садир қилған;
Шуңа Мән сени Худаниң теғидин һарам нәрсә дәп ташливәткәнмән;
Мән сени, и муһапизәтчи керуб, отлуқ ташлар арисидин һайдап йоқатқанмән;
17 Сениң көңлүң гөзәллигиң билән тәкәббурлишип кәтти;
Парлақлиғиң түпәйлидин сән даналиғиңни булғиғансән;
Мән сени йәргә ташливәттим;
Падишаһлар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида ятқуздум. «... Мән сени йәргә ташливәттим; падишалар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида турғуздум» — мошу 17- вә кейинки айәтләрдә, Әзакиял һәм Шәйтанға һәм Тур падишаси (Иттобал ИИ)ға сөз қилиду. Тур падишаси Шәйтанға интайин охшап кәткән.
18 Сениң қәбиһликлириңниң көплүги түпәйлидин,
Қилған содаңниң адилсизлиғи түпәйлидин,
Өз муқәддәс җайлириңни булғиғансән;
Мән өзүңдин бир отни чиқардим,
У сени көйдүрүп йәвәтти;
Шуниң билән саңа қарап турғанларниң һәммисиниң көз алдида,
Мән сени йәрдә қалған күлләргә айландурувәттим.
19 Сени тонуғанларниң һәммиси саңа қарап сарасимидә қалиду;
Сән өзүң бир вәһшәт болуп қалдиң, әнди қайтидин болмайсән».
 
Зидонни әйипләйдиған бир бешарәт
20 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 И инсан оғли, йүзүңни Зидонға қаритип уни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: — «Зидон» — Тур шәһириниң әтрапида болуп, униңға қарашлиқ район еди.
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мана, Мән саңа қарши, и Зидон;
Өзүм араңда улуқлинимән;
Мән униң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда,
Өзүмни униңда пак-муқәддәс екәнлимни көрсәткинимдә,
Улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
23 Мән уларға вабани әвитип, рәстә-кочилирида қан аққузимән;
Униңға қарши чиққан қиличниң һәр әтрапида болғанлиғидин оттурисида өлтүрүлгәнләр жиқилиду;
Шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
24 Улар йәнә Исраил җәмәтини көзгә илмиған әтрапидикиләр арисида,
Исраил үчүн адәмни санҗиғучи җиған яки дәрд-әләмлик тикән болмайду;
Шуниң билән улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
25 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән улар тарқитилған әлләр арисидин Исраил җәмәтини қайтидин жиққинимда, уларда әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, әнди улар Мән Өз қулум болған Яқупқа тәқдим қилған, өзиниң зиминида олтириду; 26 улар униңда теч-аманлиқ ичидә яшап, өйләрни селип үзүмзарларни тикиду; Мән уларни көзгә илмайдиған әтрапидикиләрниң һәммисиниң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, улар теч-аманлиқ ичидә туриду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду».Йәр. 31:5
 
 

28:2 Йәш. 31:3

28:3 «Мана, сән Даниялдин данасән» — шу вақитта Даниял пәйғәмбәр аллиқачан Бабил ордисида бир нәччә жил баш вәзир болған.

28:7 Йәр. 6:23

28:10 «Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән» — Турдикиләр адәттә «хәтнә қилинмиған»лардиндур. «Әзакиял пәйғәмбәр» дегән китапта, «хәтнә қилинмиған петида өлүш» дегән сөз «Худадин айрилған петида өлүш» дегән мәнини билдүриду. «Қошумчә сөз»имиздә биз «хәтнә» дегән тема үстидә тохтитилимиз.

28:12 «Сән, камаләтниң җәвһири болған» — яки «сән, камаләтниң мөһүри болған».

28:12 Әз. 27:3

28:14 «Сән болсаң Мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән» — «керуб» тоғрилиқ 9:3-айәттики изаһат, «Яр.» 3:24 вә «Тәбирләр»ниму көрүң. «Керуб»лар күчлүк пәриштиләрдур. «Мәсиһлиниш» яки «мәсиһ қилиниш» — Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша, «баш каһин» һәм бәзи чағларда пәйғәмбәрләрни тикләш үчүн «мәсиһ қилиниш» мурасими өткүзүләтти. Мурасимда бешиға пурақлиқ май қуюлатти. Бу «мәсиһләш» дәп аталған. Бирақ мошу йәрдә бир керуб (пәриштә) «мәсиһ қилинған»; Худа Өзи уни алаһидә бир хизмәт қилишқа тәйярлаш үчүн уни мәсиһлигән болса керәк.

28:15 «Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң» — оқурмәнләр бәлким һазир көридуки, Әзакиял пәйғәмбәр Тур падишасиға әмәс, бәлким униң кәйнидә турған роһий күчкә сөз қиливатиду. Алдидики 1-10-айәтләр «Турниң шаһшзадиси» тоғрилиқ еди; һазир тема «Турниң падишаси»ға өзгәтилиду. Биздә һеч гуман йоқки, у Шәйтанға гәп қиливатиду. Мошу йәрдә Шәйтан тоғрилиқ бир нәччә муһим хәвәрләр бар: — (1) у Худа тәрипидин яритилған. (2) униң Ерәм бағчисида алаһидә муһапизәтчилик қилидиған хизмити бар еди. (3) у әсли интайин чирайлиқ вә күчлүк керуб (пәриштә) еди. (4) у Ерәм бағчисида болған вақитта Худаға қарши чиққан. (5) шу гунайи түпәйлидин у Худаниң һозуридин һайдиветилгән.

28:17 «... Мән сени йәргә ташливәттим; падишалар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида турғуздум» — мошу 17- вә кейинки айәтләрдә, Әзакиял һәм Шәйтанға һәм Тур падишаси (Иттобал ИИ)ға сөз қилиду. Тур падишаси Шәйтанға интайин охшап кәткән.

28:21 «Зидон» — Тур шәһириниң әтрапида болуп, униңға қарашлиқ район еди.

28:26 Йәр. 31:5