31
Мисир билән иттипақлашмаңлар! •••• Худа Өзи Асурийәни жиқитиду
— Ярдәм издәп Мисирға барғанларниң һалиға вай!
Улар атларға тайинип,
Көп болғанлиғидин җәң һарвулириға,
Интайин күчлүк болғанлиғидин атлиқ әскәрләргә ишинип кәтти!
Бирақ Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қаримайду,
Пәрвәрдигарни издимәйду.Зәб. 19:8; 32:16-17; Пәнд. 21:31; Йәр. 17:5
Бирақ Уму данадур!
У күлпәт елип келиду,
Дегәнлирини қайтурувалмайду;
У бузуқларниң җәмәтигә,
Шундақла қәбиһлик қилғучиларға ярдәмдә болғанларға қарши орнидин қозғилиду.«Бирақ Уму данадур!» — «Уму» дегән сөз кинайилик, һәҗвий гәп: «Сән Исраил бәк әкиллик, шундақ әмәсму? Лекин Уму (Худаму) даналиқғу!» дегәндәк. Исраилниң һеч даналиғи йоқ еди.
Мисирлиқлар Тәңри әмәс, адәмләр халас;
Уларниң атлири болса роһтин әмәс, әттин халас;
Пәрвәрдигар болса қолини узартиду,
Ярдәм бәргүчи болса путлишиду;
Ярдәм берилгүчи болса жиқилиду;
Улар һәммиси бирақла йоқилиду.
Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: —
«Овни тутувалған шир яки асланни бир тәрәп қилишқа топ-топ падичилар чақирилғанда,
Шир яки аслан уларниң авазлиридин һеч қорқмай,
Шавқунлиридин һеч һодуқмай,
Бәлки овни астиға бесивелип ғар-ғур талиқинидәк,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарму охшашла Зион теғи вә егизликлири үчүн чүшүп җәң қилиду.«топ-топ падичилар» — бу ибарә Мисирни көрсәтсә, наһайити кинайилик гәп болиду; чүнки Мисирлиқлар қой вә падичиларға өч еди («Яр.» 46:34ни көрүң). Бәлким мошу тәмсилниң авалқи йерими, Худа Исраилни (ширдәк, Асурийә арқилиқ) җазалимақчи болса, Мисирлиқларни ярдәм беришкә чақириш беһудиликтур. Иккинчи йерими болса, Худа ахирда Өзи (қуштәк Өз қанити астиға елип — 31-айәт) Исраилни Асурийәдин қутқузиду, дегән мәнидә. «шавқунлиридин һеч һодуқмай,...» — яки «уларниң алдида йолни бошатмайдиған,...». «У (Пәрвәрдигар) Зион теғи ... үчүн чүшүп җәң қилиду» — Пәрвәрдигар кимгә қарши чиқип җәң қилиду? Жуқириқи айәткә қариғанда, у авал ширдәк (Асурийә арқилиқ) Өз олҗиси қилмақчи болған Йерусалимни қолиға елиш үчүн күрәш қилип, андин «овға ярдәмчи сүпитидә» «уни ширдин қутқузимиз» дегән Мисир билән җәң қилиду. Һеч болмиғанда, Йерусалим Худаниң (Асурийәликләр арқилиқ болған) тәрбийә җазасидин өзини қутқузалмайду. Бирақ 5-айәттә, Худа ахирида уларни Асурийәниң бесип киришидин қутқузиду, дәйду.
Үстидә пәрваз қилидиған қушлардәк самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз қанити астиға Йерусалимни алиду;
Қанити астиға елип, Зионни қутқузиду;
Униң «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду. «Униң (Пәрвәрдигарниң) «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду» — Худа Муса пәйғәмбәр дәвридә Исраилни Мисирдин қутқузғанда, Исраилларниң өйлиридин «өтүп кетиш»и билән уларни җазалимай, уларни қутқузған. Тәпсилатлири үчүн «Мис.» 12:23 вә «Зәб.» 77:49ни көрүң — У Өзи әвәткән «һалак қилғучи пәриштә» Исраилларниң өйлиригә йетип кәлгәндә Өзи уларниң өйлириниң ишигиниң алдиға «өтүп туруш»и билән һалак қилғучи пәриштиниң йолини тосуп, муһапизәт қилип уларни сақ қалдурған. «Өтүп кетиш» дегән сөз Исраилни мошу иш тоғрилиқ әскәрткән болса керәк. «Мис.» 12:13, 23-айәт вә изаһатлирини көрүң.  Қан. 32:11
 
Худаниң товва қилишқа чақириши
Силәр дәһшәтлик асийлиқ қилған Егәңларниң йениға товва қилип қайтиңлар,
И Исраил балилири!
Чүнки шу күнидә инсанлар һәр бири өзи үчүн өз қоли билән ясиған күмүч бутларни вә алтун бутларни: — «Гунадур!» дәп ташливетиду».Йәш. 2:20
 
«Шу чағда Асурийә қилич билән жиқилиду,
Бирақ батурниң қиличи билән әмәс;
Бир қилич уни жутувалиду, бирақ қилич адәттики адәмниңки болмайду;
У җенини елип қиличтин қачмақчи болиду,
Арисидики жигитлири алванға селиниду.«Асурийә қилич билән жиқилиду, бирақ батурниң қиличи билән әмәс; ... қилич адәттики адәмниңки болмайду» — демәк, қилич инсан тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин ишлитилиду (36-, 37-бапни көрүң).
Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду;
Униң сәрдарлири җәң туғидин алақзадилишиду» — дәп җакалайду Зионда оти көйиватқан,
Йерусалимда хумдени ялқунлаватқан Пәрвәрдигар. «Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду...» — «һул теши» уларниң падишаси болуши керәк.  2Пад. 19:36,37
 
 

31:1 Зәб. 19:8; 32:16-17; Пәнд. 21:31; Йәр. 17:5

31:2 «Бирақ Уму данадур!» — «Уму» дегән сөз кинайилик, һәҗвий гәп: «Сән Исраил бәк әкиллик, шундақ әмәсму? Лекин Уму (Худаму) даналиқғу!» дегәндәк. Исраилниң һеч даналиғи йоқ еди.

31:4 «топ-топ падичилар» — бу ибарә Мисирни көрсәтсә, наһайити кинайилик гәп болиду; чүнки Мисирлиқлар қой вә падичиларға өч еди («Яр.» 46:34ни көрүң). Бәлким мошу тәмсилниң авалқи йерими, Худа Исраилни (ширдәк, Асурийә арқилиқ) җазалимақчи болса, Мисирлиқларни ярдәм беришкә чақириш беһудиликтур. Иккинчи йерими болса, Худа ахирда Өзи (қуштәк Өз қанити астиға елип — 31-айәт) Исраилни Асурийәдин қутқузиду, дегән мәнидә. «шавқунлиридин һеч һодуқмай,...» — яки «уларниң алдида йолни бошатмайдиған,...». «У (Пәрвәрдигар) Зион теғи ... үчүн чүшүп җәң қилиду» — Пәрвәрдигар кимгә қарши чиқип җәң қилиду? Жуқириқи айәткә қариғанда, у авал ширдәк (Асурийә арқилиқ) Өз олҗиси қилмақчи болған Йерусалимни қолиға елиш үчүн күрәш қилип, андин «овға ярдәмчи сүпитидә» «уни ширдин қутқузимиз» дегән Мисир билән җәң қилиду. Һеч болмиғанда, Йерусалим Худаниң (Асурийәликләр арқилиқ болған) тәрбийә җазасидин өзини қутқузалмайду. Бирақ 5-айәттә, Худа ахирида уларни Асурийәниң бесип киришидин қутқузиду, дәйду.

31:5 «Униң (Пәрвәрдигарниң) «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду» — Худа Муса пәйғәмбәр дәвридә Исраилни Мисирдин қутқузғанда, Исраилларниң өйлиридин «өтүп кетиш»и билән уларни җазалимай, уларни қутқузған. Тәпсилатлири үчүн «Мис.» 12:23 вә «Зәб.» 77:49ни көрүң — У Өзи әвәткән «һалак қилғучи пәриштә» Исраилларниң өйлиригә йетип кәлгәндә Өзи уларниң өйлириниң ишигиниң алдиға «өтүп туруш»и билән һалак қилғучи пәриштиниң йолини тосуп, муһапизәт қилип уларни сақ қалдурған. «Өтүп кетиш» дегән сөз Исраилни мошу иш тоғрилиқ әскәрткән болса керәк. «Мис.» 12:13, 23-айәт вә изаһатлирини көрүң.

31:5 Қан. 32:11

31:7 Йәш. 2:20

31:8 «Асурийә қилич билән жиқилиду, бирақ батурниң қиличи билән әмәс; ... қилич адәттики адәмниңки болмайду» — демәк, қилич инсан тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин ишлитилиду (36-, 37-бапни көрүң).

31:9 «Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду...» — «һул теши» уларниң падишаси болуши керәк.

31:9 2Пад. 19:36,37