29
Пирәвн вә Мисирни әйипләйдиған бешарәт
Онинчи жили, онинчи айниң он иккинчи күнидә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, йүзүңни Мисир падишаси Пирәвнгә қаритип уни вә Мисирниң барлиқ әһлини әйипләп бешарәт берип муну сөзләрни дегин: — «Мисирниң барлиқ әһлини әйипләп бешарәт берип...» — Мисир икки қисимға, йәни «төвән Мисир» вә «жуқуриқи Мисир»ға бөлүнгән. «Мисирниң барлиқ әһлини...» дегән сөз бу икки қисмиға қаритилған.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «И өз-өзигә: «Бу дәрия өзүмниңки, мән уни өзүм үчүн яратқанмән» дегүчи болған, өз дәриялири оттурисида ятқан йоған әҗдиһа Мисир падишаси Пирәвн, мана, Мән саңа қаршимән!Зәб. 73:13,14; Йәш. 27:1; 51:9
Мән қармақларни еңәклириңгә селип, дәриялириңдики белиқларни өз қасирақлириңға чаплаштуруп сени дәриялириң оттурисидин чиқиримән; дәриялириңдики барлиқ белиқлар қасирақлириңға чаплишиду. Мән сени, йәни сән вә дәриялириңдики барлиқ белиқларни чөл-баяванға ташлаймән; сән далаға чүшүп жиқилисән. Һеч ким сени жиғмайду, дәпнә қилмайду; Мән сени йәр йүзидики һайванлар, асмандики учар-қанатларниң озуғи болушқа тәқдим қилимән. Шуниң билән Мисирда барлиқ туруватқанлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки улар Исраил җәмәтигә «қомуш һаса» болған. «қомуш һаса» — демәк, таянғили болмайдиған, ишәшсиз ярдәм. 7-айәтни көрүң.  2Пад. 18:21; Йәш. 36:6 Улар сени қол билән тутқанда, сән йерилип, уларниң пүткүл мүрилирини тиливәттиң; улар саңа таянғанда, сән сунуп, пүткүл бәллирини миткут қиливәттиң».
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән үстүңгә бир қилич чиқирип, сәндики инсан вә һайванларни қириветимән. Мисир зимини вәйранә вә харабиләр болуп қалиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки Пирәвн: «Нил дәрияси мениңки, мән уни яратқанмән» дегән еди.
10 Шуңа мана, Мән саңа һәм сениң дәриялириңға қаршимән; Мән Мисир зиминини Мигдолдин Сәһвәнгичә, йәни Ефиопийәниң чегарасиғичә пүтүнләй харабә-вәйранә қиливетимән. «Мисир зиминини Мигдолдин Сәһвәнгичә, йәни Ефиопийәниң чегарасиғичә...» — «Мигдол» бәлким Нил дәриясиниң делтисида, «Сәһвән» болса һазирқи «Асван» (чоң дамба ясалған) шәһәрни көрситиду. 11 Қириқ жил ичидә, инсанниң яки һайванниң айиғи уни бесип өтмәйду вә униңда һеч адәм турмайду. 12 Мән Мисир зиминини вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилимән; вә униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида қириқ жил вәйран болиду; Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитиветимән, уларни мәмликәтләр арисиға таритимән».«зиминини вәйран қилинған зиминләр арисида вәйран қилимән» — бу вә униңға охшап кетидиған ибариләр бәлким «дуния бойичә уни әң вәйранә зимин қилимән» дегән мәнидә. «униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида қириқ жил вәйран болиду» — «қириқ жил вәйран болуш»ни көрсәткән бу бешарәт, бәлким биринчи қетим миладийәдин илгәрки 525-487-жилларда, Парс императори «Камбисис»ниң Мисир үстидин рәһимсиз һөкүм сүрүши, шуниңдәк Мисирниң пәс орунға чүшүрүлүши билән әмәлгә ашурулған. Бирақ шу дәвирдә Мисирда «униңда һеч адәм турмайду» дегән (11-айәттики) бешарәт толуқ әмәлгә ашурулмиди. Шуңа бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши Мәсиһниң дунияға қайтип келиши билән болиду, дәп ойлаймиз. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
13 Бирақ Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қириқ жилниң ахирида Мән Мисирлиқларни тарқитилған әлләрдин жиғип қайтуримән; 14 Мән Мисирни сүргүндин әслигә кәлтүрүп, уларни Патрос зиминиға, йәни туғулған зиминға қайтуримән; улар шу йәрдә төвән дәриҗилик бир мәмликәт болиду. 15 У мәмликәтләр арисида әң төвән туриду; у қайтидин өзини башқа әлләр үстигә көтәрмәйду; Мән уларни пәсәйтимәнки, улар қайтидин башқа әлләр үстидин һөкүм сүрмәйду. 16 Мисир қайтидин Исраил җәмәтиниң таянчиси болмайду; әксичә улар дайим Исраил үчүн униңдин панаһ издәш гунайиниң әсләтмиси болиду; андин улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду».«Мисир қайтидин Исраил җәмәтиниң таянчиси болмайду; әксичә улар дайим Исраил үчүн униңдин панаһ издәш гунайиниң әсләтмиси болиду» — Исраиллар һәрдайим Мисирдин панаһ издәп кәлгән, бу Худаға ишәнмәслик гунайи болған.  Жиғ. 4:17
 
Мисир вә Бабил
17 Жигирмә йәттинчи жили, биринчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — «Жигирмә йәттинчи жили, биринчи айниң биринчи күнидә ... Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди» — оқурмәнләр бәлким шуниңға диққәт қилған болуши мүмкинки, Мисир тоғрилиқ бу бешарәт жуқуриқи бешарәтләрдин 17 жил кейин берилгән. Шүбһисизки, у Мисир тоғрисидики бешарәтләрни җәм қилип толуқ болсун дәп мошу йәрдә қошулған.
18 И инсан оғли, Бабил падишаси Небоқаднәсар Турға җәң қилишта қошунини қаттиқ җапалиқ әмгәккә салди; шуниң билән һәр бир баш тақир болуп кәтти, һәр бир мүрә сүркилип йеғир болуп кәтти; бирақ нә у нә қошуни Тур билән қаршилашқан әмгәктә һеч қандақ һәқ алмиди; «Бабил падишаси Небоқаднәсар Турға җәң қилишта қошунини қаттиқ җапалиқ әмгәккә салди... бирақ нә у нә қошуни Тур билән қаршилашқан әмгәктә һеч қандақ һәқ алмиди» — әмәлийәттә Бабил падишаси Небоқаднәсар Тур шәһирини 13 жил муһасиригә алди! У ахирда Бабилға тәслим болди, бирақ бу сөзгә қариғанда Небоқаднәсар униңдин һеч пайда көрмигән. 19 шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Мисир зиминини Бабил падишаси Небоқаднәсарға тәқдим қилимән; у униң байлиқлирини елип, олҗисини булап, ғәнимитини тутуп елип кетиду; булар униң қошуни үчүн иш һәққи болиду. 20 Мән униңға Турға җәң қилғанниң иш һәққи үчүн Мисир зиминини тәқдим қилдим; чүнки улар Мени дәп әҗир қилди, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«Мән униңға Турға җәң қилғанниң иш һәққи үчүн Мисир зиминини тәқдим қилдим» — ибраний тилида мошу йәрдә «Турға» дегәнлик «униңға» дейилиду. 18-айәтни көрүң.
21 — Мән шу күндә Исраил җәмәти үчүн бир мүңгүз өстүрүп чиқиримән, вә сән Әзакиялниң ағзиңни улар арисида ачимән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.«Мән шу күндә Исраил җәмәти үчүн бир мүңгүз өстүрүп чиқиримән» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини яки һоқуқини билдүриду. Мошу йәрдә Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиши мүмкин. «Зәбур» 131-күй, 17-айәтни көрүң. Бу мүңгүзләр адәмниң бешидин өскән әмәс, әлвәттә!
 
 

29:2 «Мисирниң барлиқ әһлини әйипләп бешарәт берип...» — Мисир икки қисимға, йәни «төвән Мисир» вә «жуқуриқи Мисир»ға бөлүнгән. «Мисирниң барлиқ әһлини...» дегән сөз бу икки қисмиға қаритилған.

29:3 Зәб. 73:13,14; Йәш. 27:1; 51:9

29:6 «қомуш һаса» — демәк, таянғили болмайдиған, ишәшсиз ярдәм. 7-айәтни көрүң.

29:6 2Пад. 18:21; Йәш. 36:6

29:10 «Мисир зиминини Мигдолдин Сәһвәнгичә, йәни Ефиопийәниң чегарасиғичә...» — «Мигдол» бәлким Нил дәриясиниң делтисида, «Сәһвән» болса һазирқи «Асван» (чоң дамба ясалған) шәһәрни көрситиду.

29:12 «зиминини вәйран қилинған зиминләр арисида вәйран қилимән» — бу вә униңға охшап кетидиған ибариләр бәлким «дуния бойичә уни әң вәйранә зимин қилимән» дегән мәнидә. «униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида қириқ жил вәйран болиду» — «қириқ жил вәйран болуш»ни көрсәткән бу бешарәт, бәлким биринчи қетим миладийәдин илгәрки 525-487-жилларда, Парс императори «Камбисис»ниң Мисир үстидин рәһимсиз һөкүм сүрүши, шуниңдәк Мисирниң пәс орунға чүшүрүлүши билән әмәлгә ашурулған. Бирақ шу дәвирдә Мисирда «униңда һеч адәм турмайду» дегән (11-айәттики) бешарәт толуқ әмәлгә ашурулмиди. Шуңа бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши Мәсиһниң дунияға қайтип келиши билән болиду, дәп ойлаймиз. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

29:16 «Мисир қайтидин Исраил җәмәтиниң таянчиси болмайду; әксичә улар дайим Исраил үчүн униңдин панаһ издәш гунайиниң әсләтмиси болиду» — Исраиллар һәрдайим Мисирдин панаһ издәп кәлгән, бу Худаға ишәнмәслик гунайи болған.

29:16 Жиғ. 4:17

29:17 «Жигирмә йәттинчи жили, биринчи айниң биринчи күнидә ... Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди» — оқурмәнләр бәлким шуниңға диққәт қилған болуши мүмкинки, Мисир тоғрилиқ бу бешарәт жуқуриқи бешарәтләрдин 17 жил кейин берилгән. Шүбһисизки, у Мисир тоғрисидики бешарәтләрни җәм қилип толуқ болсун дәп мошу йәрдә қошулған.

29:18 «Бабил падишаси Небоқаднәсар Турға җәң қилишта қошунини қаттиқ җапалиқ әмгәккә салди... бирақ нә у нә қошуни Тур билән қаршилашқан әмгәктә һеч қандақ һәқ алмиди» — әмәлийәттә Бабил падишаси Небоқаднәсар Тур шәһирини 13 жил муһасиригә алди! У ахирда Бабилға тәслим болди, бирақ бу сөзгә қариғанда Небоқаднәсар униңдин һеч пайда көрмигән.

29:20 «Мән униңға Турға җәң қилғанниң иш һәққи үчүн Мисир зиминини тәқдим қилдим» — ибраний тилида мошу йәрдә «Турға» дегәнлик «униңға» дейилиду. 18-айәтни көрүң.

29:21 «Мән шу күндә Исраил җәмәти үчүн бир мүңгүз өстүрүп чиқиримән» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини яки һоқуқини билдүриду. Мошу йәрдә Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиши мүмкин. «Зәбур» 131-күй, 17-айәтни көрүң. Бу мүңгүзләр адәмниң бешидин өскән әмәс, әлвәттә!