73
73-күй •••• Таҗавузчилиққа учриған чағдики азаплиқ дуа
Асаф язған «Масқил»: —
И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң?
Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?«И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?» — бу күй бәлким Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, көп Исраилларни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин йезилған.
Өзүң рәнә төләп азат қилған җамаитиңни,
Йәни Өз мирасиң болушқа қедимдә уларға һәмҗәмәт болуп қутқузған қәбилини,
Өзүң макан қилған Зион теғини ядиңға кәлтүргәйсән!
Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән,
Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә қариғайсән;
Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду;
Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти. «мөҗизатлар сақланған орунға улар (дүшмәнләр) өз туғлирини тикти» — Худаниң ибадәханидики «муқәддәс җай»ида Исраил хәлқиниң тарихидики бир нәччә «мөҗизатлар» сақлинип кәлгән еди. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр дәвридики ««манна»ға толған алтун қача», «Һарунниң бихлиған һасиси» қатарлиқлар. Буларни вәйран қилип, дүшмәнләр әшу йәрдә өз туғлирини тикти. Ибраний тилида «туғ» вә «карамәт» дегән сөзләр бирла сөз билән ипадилиниду.
Һәр бири өзлирини көрситишип, палта ойнитип орман кәскүчидәк,
Улар һазир муқәддәс җайиңдики нәқишләрни ала қоймай, палта-болқилар билән чеқивәтти;
Улар муқәддәс җайиңға от қойди;
Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти. 2Пад. 25:9
Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп,
Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.«Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти» — Худаниң пәқәт бирла (Сулайман қурған) ибадәтханиси бар еди. Бирақ униңдин илгириму Худаға ибадәт қилидиған җайлар мәвҗут еди — мәсилән: «Шилоһ» дегән җайда «муқәддәс чедир» бар еди («Йә.» 18:1). Худаниң намини йоқитиш үчүн дүшмәнләр буларниң һәммисини көйдүрүвәтти.
Бизгә әсләтмә болған мөҗизатларни һеч көрәлмәймиз;
Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти;
Аримиздиму бу ишларниң қачанғичә болидиғанлиғини билидиған бириси йоқтур. «Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти» — Бабил падишаси Небоқаднисар Даниял һәм Әзакиял пәйғәмбәрләрни сүргүн қилип Бабилға балдур елип кәткән еди. Йәрәмия пәйғәмбәр болса бир түркүм лүкчәкләр тәрипидин Мисирға елип кетилгән еди.
10 Қачанғичә, и Худа, рәқибиң Сени мәсқирә қилиду?
Дүшмән намиңни мәңгүгә һақарәтләмду?
11 Сән қолуңни, йәни оң қолуңни немишкә тартивалисән?
Қолуңни қойнуңдин елип, уларни йоқатқайсән!
12 Бирақ Худа қедимдин падишасим болуп кәлгән,
Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур.«Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур» — «йәр йүзиниң оттуриси» бәлким «оттура шәриқ»ни көрситиши мүмкин.
13 Сән деңиз сүйини күчүң билән бөлдуң,
Сулардики әҗдиһаларниң башлирини ярдиң. Мис. 14:21-31
14 Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип,
Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң. «Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип,...» — «левиатан» деңиз чоңқур тәктидә яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. Төвәндики изаһатни, «Тәбирләр»ниму көрүң. «...Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң» — «әҗдиһалар» (13-айәт) һәм «левиатан» — шүбһисизки, бу йәрдә җин-шәйтанларниң күч-қудрәтлирини көрситиду. Худа Исраилни Мисирдин азат қилғанда, у мошу қудрәтләр үстидин ғәлибә қилди. Мошу айәт бойичә «левиатан»ниң беши көп болиду. Инҗил «Вәһий» қисмида униң беши йәттә екәнлиги көрситилиду. Тәврат «Аюп» 41-бап, 1-айәттики, «Йәш,» 27:1-айәттики изаһатлиримизни һәм Инҗилдики «Вәһий» 12- һәм 13-бапларни көрүң.
15 Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң,
Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң. «Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң» — мошу вақиәләрниң тәпсилатлирини чүшиниш үчүн, Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» һәм «Йәшуа» дегән қисимларни көрүң.  Мис. 17:5, 6; Чөл. 20:11; Йә. 3:13; Зәб. 104:41; Йәш. 48:21
16 Күн Сениң, түнму Сениңкидур;
Ай билән қуяшни орунлаштурдуң. Яр. 1:14-19
17 Йәр йүзиниң чегаралирини бәлгүлидиң;
Яз билән қишни — Сән шәкилләндүрдүң.
18 Шуни есиңдә тутқайсән, и Пәрвәрдигар: —
Бир дүшмән Сени мәсқирә қилди,
Һамақәт бир хәлиқ намиңни һақарәтлиди.
19 Пахтикиңни житқуч һайванларға тутуп бәрмигәйсән;
Езилгән мөминлириңниң һаятини мәңгү унтумиғайсән.
20 Өз әһдәңгә қариғайсән,
Чүнки зиминдики қараңғу булуң-пучқақлар зорлуқ-зумбулуқниң туралғулири билән толди.
21 Езилгүчиләрни номус билән яндурмиғайсән;
Езилгәнләр, йоқсуллар намиңни мәдһийилигәй.
22 Орнуңдин турғин, и Худа,
Өз дәвайиңни сориғайсән;
Һамақәт кишиниң Өзүңни күн бойи мәсқирә қиливатқинини есиңдә тутқайсән.
23 Дүшмәнлириңниң чуқанлирини унтумиғайсән;
Саңа қарши қозғалғанларниң давраңлири тохтимай көтирилмәктә.
 
 

73:1 «И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?» — бу күй бәлким Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, көп Исраилларни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин йезилған.

73:4 «мөҗизатлар сақланған орунға улар (дүшмәнләр) өз туғлирини тикти» — Худаниң ибадәханидики «муқәддәс җай»ида Исраил хәлқиниң тарихидики бир нәччә «мөҗизатлар» сақлинип кәлгән еди. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр дәвридики ««манна»ға толған алтун қача», «Һарунниң бихлиған һасиси» қатарлиқлар. Буларни вәйран қилип, дүшмәнләр әшу йәрдә өз туғлирини тикти. Ибраний тилида «туғ» вә «карамәт» дегән сөзләр бирла сөз билән ипадилиниду.

73:7 2Пад. 25:9

73:8 «Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти» — Худаниң пәқәт бирла (Сулайман қурған) ибадәтханиси бар еди. Бирақ униңдин илгириму Худаға ибадәт қилидиған җайлар мәвҗут еди — мәсилән: «Шилоһ» дегән җайда «муқәддәс чедир» бар еди («Йә.» 18:1). Худаниң намини йоқитиш үчүн дүшмәнләр буларниң һәммисини көйдүрүвәтти.

73:9 «Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти» — Бабил падишаси Небоқаднисар Даниял һәм Әзакиял пәйғәмбәрләрни сүргүн қилип Бабилға балдур елип кәткән еди. Йәрәмия пәйғәмбәр болса бир түркүм лүкчәкләр тәрипидин Мисирға елип кетилгән еди.

73:12 «Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур» — «йәр йүзиниң оттуриси» бәлким «оттура шәриқ»ни көрситиши мүмкин.

73:13 Мис. 14:21-31

73:14 «Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип,...» — «левиатан» деңиз чоңқур тәктидә яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. Төвәндики изаһатни, «Тәбирләр»ниму көрүң. «...Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң» — «әҗдиһалар» (13-айәт) һәм «левиатан» — шүбһисизки, бу йәрдә җин-шәйтанларниң күч-қудрәтлирини көрситиду. Худа Исраилни Мисирдин азат қилғанда, у мошу қудрәтләр үстидин ғәлибә қилди. Мошу айәт бойичә «левиатан»ниң беши көп болиду. Инҗил «Вәһий» қисмида униң беши йәттә екәнлиги көрситилиду. Тәврат «Аюп» 41-бап, 1-айәттики, «Йәш,» 27:1-айәттики изаһатлиримизни һәм Инҗилдики «Вәһий» 12- һәм 13-бапларни көрүң.

73:15 «Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң» — мошу вақиәләрниң тәпсилатлирини чүшиниш үчүн, Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» һәм «Йәшуа» дегән қисимларни көрүң.

73:15 Мис. 17:5, 6; Чөл. 20:11; Йә. 3:13; Зәб. 104:41; Йәш. 48:21

73:16 Яр. 1:14-19