104
104-күй •••• Худа Исраил хәлқигә көрсәткән мөҗизә һәм шапаәтләрниң тарихи
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар,
Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар,
Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!«Униң (Пәрвәрдигарниң) қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!» — бу улуқ күйдә «Яр.» 12-41 баблар, «Мис.» 1-24 баблардики тарих көздә тутулиду.  1Тар. 16:8-22
Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар;
Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар,
Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!Зәб. 33:3-4
Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар,
Дидар-һозурини тохтимай издәңлар.
Униң яратқан мөҗизилирини,
Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
И Униң қули Ибраһим нәсли,
Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
У, Пәрвәрдигар — Худайимиз,
Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду —
— Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, —
Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси,
Исһаққа ичкән қәсимидур.
10 У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди,
Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —«У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди...» — бу йәрдә «Яқуп» Яқупниң өзини (Исраил хәлқи әмәс) көрситиду.  Яр. 28:13; 35:11; 1Тар. 16:17
11 «Саңа Қанаан зиминини беримән,
Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди,Яр. 13:15; 15:18
12 — Гәрчә шу чағда уларниң сани аз,
Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму.1Тар. 16:19
13 Улар у жуттин бу жутқа,
Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди;
14 У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди,
Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —Яр. 35:5
15 Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә,
Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди.«Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма!» — мәсилән, «Яр.» 20:3-7.
16 У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди,
Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти.«У... тирәк болған аш-нанни қурутувәтти» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «У пүтүн нан (нанни көтиридиған) һасисини сундуривәтти». Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир һасида (зихта тизилғандәк) көтирип маңатти. Һәрһалда умумий мәнаси тәрҗимә қилғинимиздәк болса керәк.
17 У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди,
Йүсүп қул қилип сетилған еди.«У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди» — Худа Йүсүпни әвәтти. Әмәлийәттә Йүсүпниң ака-укилириниң өзини Мисирлиқларға қул болушқа сетиветиши дәл Худаниң плани еди; шуңа «Худа Йүсүпни әвәтти» дегили болиду.  Яр. 37:28,36; 45:5
18 Униң путлири зәнҗирдә ағриди,
Униң җени төмүргә кирип қисилди;
19 Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә,
Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди;
20 Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди,
Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди.
21 Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди,
Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап,Яр. 41:40
22 Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә,
Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди.
23 Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди,
Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди.«Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди» — бу айәттә «Исраил» һәм «Яқуплар» һәзрити Яқуп вә униң аилисидикилирини (шу чағда 70чә адәм) көрситиду.
24 Пәрвәрдигар Өз хәлқини көп нәсиллик қилип,
Әзгүчилиридин күчлүк қилди.Мис. 1:7, 9
25 У Мисирлиқларниң қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди,
Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди.Мис. 1:9,10,12
26 У Өз қули болған Мусани,
Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди.Мис. 3:10; 4:12
27 Улар Мисирда илаһий аламәтләрни аян қилип,
Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти.Мис. 7:9
28 Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип,
Зиминни зулмәткә қаплитивәтти;
Мисирлиқлар Униң әмригә қарши турған әмәсму?«Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, зиминни зулмәткә қаплитивәтти; Мисирлиқлар Униң әмригә қарши турған әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, қараңғулуқлар болса Униң буйруғиға қаршилиқ көрсәтмиди».
29 У уларниң сулирини қанға айландурди,
Белиқлирини қурутивәтти.
30 Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти,
Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти.
31 У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди;
Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр.
32 У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп,
Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди.
33 У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди,
Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти.
34 У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди,
Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап,
35 Зиминида бар болған гияларни жутувәтти,
Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти.
36 Ахирда зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни,
Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти.Зәб.77:51
37 Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди,
Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ.
38 Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди,
Чүнки уларниң вәһимиси Мисирлиқларға чүшти.Мис. 12:33
39 У уларға булутни сайивән болушқа,
Отни түндә нур болушқа бәрди.
40 Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди,
Уларни самавий нан билән қандурди.
41 У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти;
Қақаслиқта дәриядәк ақти.
42 Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини,
Өз қули Ибраһимни әстә тутти.Яр. 15:14
43 У хәлқини шат-хурамлиқ билән,
Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән азадлиққа чиқарди.Мис. 14:8; Чөл. 33:3
44 У уларға әлләрниң зиминлирини берип,
Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди,
45 Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп,
Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди!
Һәмдусана!Мис. 19:4, 5, 6; Қан. 4:1, 40; 6:21, 22, 23, 24, 25
 
 

104:1 «Униң (Пәрвәрдигарниң) қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!» — бу улуқ күйдә «Яр.» 12-41 баблар, «Мис.» 1-24 баблардики тарих көздә тутулиду.

104:1 1Тар. 16:8-22

104:3 Зәб. 33:3-4

104:10 «У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди...» — бу йәрдә «Яқуп» Яқупниң өзини (Исраил хәлқи әмәс) көрситиду.

104:10 Яр. 28:13; 35:11; 1Тар. 16:17

104:11 Яр. 13:15; 15:18

104:12 1Тар. 16:19

104:14 Яр. 35:5

104:15 «Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма!» — мәсилән, «Яр.» 20:3-7.

104:16 «У... тирәк болған аш-нанни қурутувәтти» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «У пүтүн нан (нанни көтиридиған) һасисини сундуривәтти». Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир һасида (зихта тизилғандәк) көтирип маңатти. Һәрһалда умумий мәнаси тәрҗимә қилғинимиздәк болса керәк.

104:17 «У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди» — Худа Йүсүпни әвәтти. Әмәлийәттә Йүсүпниң ака-укилириниң өзини Мисирлиқларға қул болушқа сетиветиши дәл Худаниң плани еди; шуңа «Худа Йүсүпни әвәтти» дегили болиду.

104:17 Яр. 37:28,36; 45:5

104:21 Яр. 41:40

104:23 «Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди» — бу айәттә «Исраил» һәм «Яқуплар» һәзрити Яқуп вә униң аилисидикилирини (шу чағда 70чә адәм) көрситиду.

104:24 Мис. 1:7, 9

104:25 Мис. 1:9,10,12

104:26 Мис. 3:10; 4:12

104:27 Мис. 7:9

104:28 «Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, зиминни зулмәткә қаплитивәтти; Мисирлиқлар Униң әмригә қарши турған әмәсму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, қараңғулуқлар болса Униң буйруғиға қаршилиқ көрсәтмиди».

104:36 Зәб.77:51

104:38 Мис. 12:33

104:42 Яр. 15:14

104:43 Мис. 14:8; Чөл. 33:3

104:45 Мис. 19:4, 5, 6; Қан. 4:1, 40; 6:21, 22, 23, 24, 25