37
Йүсүп вә униң қериндашлири
Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти.Яр. 36:7; Ибр. 11:9.
Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур.
Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти.«Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излириду» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң он биринчи «толидот»и (ахирқи «толидот» яки «тарих»), йәни «Яқупниң әвлатлириниң толидоти» («Яқупниң әвлатлириниң иш-излири») (37:2-50:26) башлиниду. «Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти» — оқурмәнләр Йүсүпниң акилириниң кейинки ишлиридин у бәргән бу хәвәрниң раст яки раст әмәслигини көрәләйду. Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди.«узун йәңлик тон» — шу дәвирләрдики әмирләр вә падишалар өз шаһзадилири яки есилзадилиригә шундақ «узун йәңлик тон» кийгүзәтти.
Башқа бир хил тәрҗимиси «ала рәңлик тон».
Амма акилири атисиниң уни өзлиридин яхши көридиғинини көрүп, униңға өч болуп қалған еди вә униңға чирайлиқ гәп қилматти.
Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти. Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар. Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди.
Акилири униңдин: — Әҗәба, сән бизгә падиша боламсән? Үстимизгә һөкүмранлиқ қиламсән? — дәп сориди. Униң көргән чүшлири вә гепидин акилири уни техиму яман көрди.
Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.
10 У бу чүшни атиси вә акилириға дәп бәрди. Атиси униңға тәнбиһ берип: — Бу көргиниң зади қандақ чүш? Әҗәба, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға берип, саңа йәргә баш уруп тазим қилимизму? — деди.«ака-укилириң» — Йүсүпниң бир укиси, йәни Бинямин бар еди. Шу вақитта у бәк кичик еди.
11 Шуниң билән акилири униңға һәсәт қилғили турди. Амма атиси шу гәпни көңлигә пүкүп қойди.Рос. 7:9.
 
Йүсүпниң Мисирға, қуллуққа сетилиши
12 Әнди Йүсүпниң қериндашлири атисиниң қойлирини баққили Шәкәмгә кәткән еди. 13 Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди.
14 У униңға: — Әнди берип акилириң аман-есәнму-әмәсму, қойлар аман-есәнму-әмәсму, маңа хәвирини елип кәлгин, дәп уни Һеброн җилғисидин йолға салди; у Шәкәмгә барди.
15 Шу йәрдә бириси униң далада тенәп жүргинини көрүп униңдин: — Немә издәватисән, дәп сориди.
16 У: — Мән акилиримни издәватимән. Уларниң падилирини қәйәрдә беқиватқанлиғини ейтип бәрсиңиз, деди.
17 У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди.
Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти.
18 Улар уни жирақтин көрүп, у техи уларниң қешиға кәлмәйла, уни өлтүрүветишни мәслиһәтләшти. 19 Улар бир-биригә: — Мана һелиқи чүш көргүчи келиватиду. 20 Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди.
21 Амма Рубән буни аңлап уни уларниң қоллиридин қутқузмақчи болуп: — Уни өлтүрмәйли, деди.«қутқузмақчи болуп...» — ибраний тилида «қутқузуп...».  Яр. 42:22. 22 Рубән уларға йәнә: — Қан төкмәңлар! Бәлки уни чөлдики мошу орәккә ташливетиңлар; лекин униңға қол тәккүзмәңләр, деди (әмәлийәттә, у уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди).
23-24 Йүсүп акилириниң қешиға йетип кәлгәндә улар уни тутуп, униң алаһидә тонини, йәни кийиклик узун йәңлик тонини салдурувелип, орәккә ташливәтти. Лекин орәк қуруқ болуп, ичидә су йоқ еди.
25 Андин улар тамақ йегили олтарди. Улар бешини көтирип қаривиди, мана Исмаилларниң бир карвини Гилеад тәрәптин келивататти. Төгилиригә дора-дәрмәк, тутия вә мурмәккиләр артилған болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти. 26 Йәһуда қериндашлириға: — Бизниң бир туққан қериндишимизни өлтүрүп, қенини йошурғинимизниң немә пайдиси бар? 27 Келиңлар, уни Исмаилларға сетиветәйли; қандақла болмисун у бизниң инимиз, бир туққан қериндишимиз; шуңа униңға қол салмайли, девиди, қериндашлири буниңға қулақ салди.«у бир туққан қериндишимиз» — ибраний тилида «у бизниң әтлиримиз». 28 Мидиянлиқ Содигәрләр шу йәрдин өтүп кетиватқанда, улар Йүсүпни орәктин тартип чиқирип, уларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар болса Йүсүпни Мисирға елип кәтти.Һак. 8:24; Зәб. 104:17-18; Рос. 7:9.
29 Рубән орәкниң йениға қайтип келип, Йүсүпниң орәктә йоқлуғини көрүп, кийимлирини житип, 30 инилириниң қешиға берип: — Бала йоқ туриду! Әнди мән нәгә барай?! — деди.
31 Амма улар Йүсүпниң тонини елип, бир текини боғузлап тонни униң қениға миләп, 32 Андин узун йәңлик тонни атисиниң қешиға әвәтип, униңға: — Буни биз тепивалдуқ; бу оғлуңниң тониму-әмәсму, өзүң көрүп баққин, деди.
33 У уни тонуп: — Бу дәрвәқә мениң оғлумниң тони екән; бир вәһший һайван уни йәп кәткән охшайду; шүбһисизки, Йүсүп титма-титма қиливетилипту! — деди.
34 Шуниң билән Яқуп кийимлирини житип, белигә бөз бағлап, нурғун күнләргичә оғли үчүн матәм тутти. 35 Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти.Яр. 42:38; 44:29,31.
36 Әнди мидиянийлар Йүсүпни Мисирға елип берип, Пирәвнниң бир ғоҗидари, пасибан беши Потифарға сатти.«пасибан беши» — шу чағдики «пасибан беши» дегән мәнсәп бәлким «җаллат беши» дегәнниму өз ичигә алатти.  Яр. 39:1; Зәб. 104:17-18
 
 

37:1 Яр. 36:7; Ибр. 11:9.

37:2 «Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излириду» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң он биринчи «толидот»и (ахирқи «толидот» яки «тарих»), йәни «Яқупниң әвлатлириниң толидоти» («Яқупниң әвлатлириниң иш-излири») (37:2-50:26) башлиниду. «Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти» — оқурмәнләр Йүсүпниң акилириниң кейинки ишлиридин у бәргән бу хәвәрниң раст яки раст әмәслигини көрәләйду.

37:3 «узун йәңлик тон» — шу дәвирләрдики әмирләр вә падишалар өз шаһзадилири яки есилзадилиригә шундақ «узун йәңлик тон» кийгүзәтти. Башқа бир хил тәрҗимиси «ала рәңлик тон».

37:10 «ака-укилириң» — Йүсүпниң бир укиси, йәни Бинямин бар еди. Шу вақитта у бәк кичик еди.

37:11 Рос. 7:9.

37:21 «қутқузмақчи болуп...» — ибраний тилида «қутқузуп...».

37:21 Яр. 42:22.

37:27 «у бир туққан қериндишимиз» — ибраний тилида «у бизниң әтлиримиз».

37:28 Һак. 8:24; Зәб. 104:17-18; Рос. 7:9.

37:35 Яр. 42:38; 44:29,31.

37:36 «пасибан беши» — шу чағдики «пасибан беши» дегән мәнсәп бәлким «җаллат беши» дегәнниму өз ичигә алатти.

37:36 Яр. 39:1; Зәб. 104:17-18