42
Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға ашлиқ алғили бериши
Әнди Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини билгинидә оғуллириға: — Немишкә бир-бириңларға қаришип турисиләр? — деди.
Андин йәнә: — Маңа қараңлар, аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. У йәргә берип, андин шу йәрдин бизгә ашлиқ елип келиңлар; буниң билән өлүп кәтмәй, тирик қалимиз, — деди.Рос. 7:12.
Буниң билән Йүсүпниң он акиси ашлиқ сетивалғили Мисирға йолға чиқти.«Йүсүпниң он акиси ... Мисирға йолға чиқти» — Яқупниң оғуллириниң өзлириниң Мисирға бериши аилисиниң ачарчилиқ түпәйлидин намратлишип кәткәнлигини көрсәтсә керәк; баридиған хизмәтчиләрму қалмиған болуши мүмкин. Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминниң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқуп уни акилири билән биллә әвәтмиди. Шуниңдәк ачарчилиқ Қанаан зиминидиму йүз бәргәчкә, Исраилниң оғуллири ашлиқ алғили кәлгәнләр арисида бар еди.
Йүсүп зиминниң валийси болуп, жутниң барлиқ хәлқигә ашлиқ сетип бәргүчи шу еди. Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди.«Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди» — бу иш билән Йүсүпниң көргән чүшлири техи толуқ әмәлгә ашурулмиди; атиси Яқуп, иниси Бинямин вә өгәй анисиниң Мисирға келиши билән көргән чүшлири толуқ әмәлгә ашурулиду.  Яр. 37:7. Йүсүп акилирини көрүпла уларни тонуди; лекин у тонушлуқ бәрмәй, уларға қопал тәләппузда гәп қилип: — Қәйәрдин кәлдиңлар, дәп сориди. Улар җававән: — Қанаан зиминидин ашлиқ алғили кәлдуқ, — деди.
Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар уни тонумиди. Йүсүп әнди улар тоғрисида көргән чүшлирини есигә елип, уларға: — Силәр җасус, бу әлниң мудапиәсиз җайлирини күзәткили кәлдиңлар, — деди.«әлниң мудапиәсиз җайлири» — ибраний тилида «әлниң ялаңач җайлири».  Яр. 37:5.
10 Амма улар униңға җавап берип: — Әй ғоҗам, ундақ әмәс! Бәлки кәминилири ашлиқ сетивалғили кәлди! 11 Биз һәммимиз бир адәмниң оғуллири, сәмимий адәмләрмиз. Кәминилири җасус әмәс! — деди.
12 У уларға йәнә: — Ундақ әмәс! Бәлки зиминниң мудапиәсиз җайлирини көргили кәлдиңлар, — деди.
13 Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди.Яр. 43:29.
14 Амма Йүсүп уларға йәнә: — Мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!«мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!» — Йүсүпниң буни дегинидики мәнтиқә бәлким «Ким өз оғуллириниң һәммисини дегидәк бирақла Мисирға баридиған хәтәрлик йолға маңдуратти?!» дегәндәк болуши мүмкин. 15 Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә силәр бу йәрдин чиқип кетәлмәйсиләр; силәр шуниң билән синилисиләр. 16 Иниңларни елип кәлгили бириңларни әвәтиңлар, қалғанлириңлар болса солап қоюлисиләр. Буниң билән ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду; болмиса, Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр җәзмән җасус! — деди.«ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду» — ибраний тилида «силәрдә һәқиқәт бар-йоқлуғи испатлиниду».
17 Шуниң билән у уларни үч күнгичә солап қойди. 18 Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: — Мән Худадин қорқидиған адәммән; тирик қелишиңлар үчүн мошу ишни қилиңлар: — 19 Әгәр сәмимий адәмләр болсаңлар, қериндашлириңлардин бири силәр соланған гундиханида солақлиқ туривәрсун, қалғиниңлар ачарчилиқта қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар; 20 Андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар. Шуниң билән сөзлириңлар испатланса, өлмәйсиләр!, — деди. Улар шундақ қилидиған болди.Яр. 43:5; 44:23.
21 Андин улар өз ара: — Бәрһәқ, биз инимизға қилған ишимиз билән гунакар болуп қалдуқ; у бизгә ялвурсиму униң азавини көрүп туруп униңға қулақ салмидуқ. Шуниң үчүн бу азап-оқубәт бешимизға чүшти, — дейишти.
22 Рубән уларға җававән: — Мән силәргә: балиға зулум қилмаңлар, дегән әмәсмидим? Лекин унимидиңлар. Мана әнди униң қан қәрзи биздин сориливатиду, — деди.Яр. 37:21,22.
23 Амма Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкәчкә, улар Йүсүпниң өз гәплирини уқуп туруватқинини билмиди. 24 У улардин өзини чәткә елип, жиғлап кәтти. Андин уларниң қешиға йенип келип, уларға йәнә сөз қилип, уларниң арисидин Шимеонни тутуп, уларниң көз алдида бағлиди.
 
Йүсүпниң акилириниң Қанаанға қайтиши
25 Андин Йүсүп әмир чүшүрүп, уларниң тағарлириға ашлиқ толдуруп, һәр бирисиниң пулини қайтуруп тағириға селип қоюп, сәпәр һазирлиқлириму берилсун дәп буйрувиди, уларға шундақ қилинди. 26 Шуниң билән акилири ешәклиригә ашлиқлирини артип, шу йәрдин кәтти.
27 Амма өтәңгә кәлгәндә улардин бири ешигигә йәм бәргили тағирини ечивиди, мана, өз пули тағарниң ағзида туратти. 28 У қериндашлириға: — Мениң пулумни қайтуруветипту. Мана у тағиримда туриду, деди. Буни аңлап уларниң жүриги су болуп, титришип бир-биригә: — Бу Худаниң бизгә зади немә қилғиниду? — дейишти.
29 Улар Қанаан зиминиға, атиси Яқупниң қешиға келип, бешидин өткән һәммә вақиәләрни униңға сөзләп берип: 30  — һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә қопал гәп қилди, бизгә зиминни пайлиғучи җасустәк муамилә қилди; 31 әнди биз униңға: «Биз болсақ сәмимий адәмләрмиз, җасус әмәсмиз. 32 Биз бир атидин болған оғуллар болуп, он икки ака-ука едуқ; бири йоқап кәтти, кичик инимиз һазир Қанаан зиминида атимизниң йенида қалди» десәк, 33 Һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә мундақ деди: «Мениң силәрниң сәмимий екәнлигиңларни билишим үчүн, қериндашлириңларниң бирини мениң йенимда қалдуруп қоюп, ач қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар; 34 андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар; шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәмләр екәнлигиңларни биләләймән. Андин қериндишиңларни силәргә қайтуруп беримән вә силәр зиминда сода-сетиқ қилсаңлар болиду» — деди.«зимин» — Мисир зиминини көрситиду.
35 Амма шундақ болдики, улар тағарлирини төккәндә, мана һәр бириниң пулдини өз тағарлирида туратти! Улар вә атиси өзлириниң чигиклик пуллирини көргәндә, қорқуп қелишти.Яр. 42:25; 44:1. 36 Атиси Яқуп уларға: — Мени оғлумдин җуда қилдиңлар! Йүсүп йоқ болди, Шимеонму йоқ, әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болуватисиләр! Мана бу ишларниң һәммиси мениң бешимғила кәлди! — деди.
37 Рубән атисиға: — Әгәр мән Биняминни қешиңға қайтуруп елип кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүвәткин; уни мениң қолумға тапшурғин; мән уни қешиңға яндуруп елип келимән, — деди.
38 Лекин Яқуп җавап берип: — Оғлум силәр билән биллә у йәргә чүшмәйду; чүнки униң акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди. Мабада йолда кетиватқанда униңға бирәр келишмәслик кәлсә, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр, — деди.
 
 

42:2 Рос. 7:12.

42:3 «Йүсүпниң он акиси ... Мисирға йолға чиқти» — Яқупниң оғуллириниң өзлириниң Мисирға бериши аилисиниң ачарчилиқ түпәйлидин намратлишип кәткәнлигини көрсәтсә керәк; баридиған хизмәтчиләрму қалмиған болуши мүмкин.

42:6 «Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди» — бу иш билән Йүсүпниң көргән чүшлири техи толуқ әмәлгә ашурулмиди; атиси Яқуп, иниси Бинямин вә өгәй анисиниң Мисирға келиши билән көргән чүшлири толуқ әмәлгә ашурулиду.

42:6 Яр. 37:7.

42:9 «әлниң мудапиәсиз җайлири» — ибраний тилида «әлниң ялаңач җайлири».

42:9 Яр. 37:5.

42:13 Яр. 43:29.

42:14 «мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!» — Йүсүпниң буни дегинидики мәнтиқә бәлким «Ким өз оғуллириниң һәммисини дегидәк бирақла Мисирға баридиған хәтәрлик йолға маңдуратти?!» дегәндәк болуши мүмкин.

42:16 «ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду» — ибраний тилида «силәрдә һәқиқәт бар-йоқлуғи испатлиниду».

42:20 Яр. 43:5; 44:23.

42:22 Яр. 37:21,22.

42:34 «зимин» — Мисир зиминини көрситиду.

42:35 Яр. 42:25; 44:1.