105
105-күй •••• Худаниң вападарлиғи вә сәвир-тақити; инсанниң вапасизлиғи
Һәмдусана!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.«Пәрвәрдигар... меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити...» — бу күйдә Тәвраттики «Мис.» 1-24-баплар, «Чөл.» 11-17, 20-баплар, «Йәшуа», «Батур һакимлар» һәм «Падишаһлар» дегән қисимлардики тарих көздә тутулиду.  1Тар. 16:34-36; Зәб. 106:1; 117:1; 135:1
Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду?
Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
Бәхитликтур адаләтни тутқан,
Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар;
Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!«Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!» — ибраний тилида: «Ниҗатлиғиң билән мени йоқлиғайсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй,
Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай,
Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ,
Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.Лав. 26:40; Йәр. 3:25; Дан. 9:5
Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай,
Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди;
Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.Мис. 14:11,12
Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп,
Өз нами үчүн уларни қутқузди.Мис. 9:16
Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән,
У қупқуруқ болди;
Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк,
У уларни деңиз тәглиридин қуруқ өткүзди.Мис. 14:21,22,29
10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди,
Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11 Явларни сулар басти,
Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.Мис. 14:27; 15:5
12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди;
Улар Уни күйлиди.Мис. 14:31; 15:1
13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди,
Несиһәтини күтмиди;
14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди,
Чөл-баяванда Тәңрини синиди.Мис. 16:3; Чөл. 11:4,6,33; Зәб. 77:18; 1Кор. 10:6
15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди,
Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.Чөл. 11:20, 33; Зәб. 77:29-31; Йәш. 10:16
16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди,
Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.Чөл. 16
17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти,
Абирамни адәмлири билән қапсивалди.Чөл. 16:31,32,33; Қан. 11:6
18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди;
Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.Чөл. 16:35,46
19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди,
Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,Мис. 32:4
20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға,
От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан,
Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди.
23 У уларни һалак қилимән дегән еди —
Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса,
— Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.Мис. 32:11,32; Қан. 9:13,14; 10:10
24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди,
Униң вәдисигә ишәнмиди;Чөл. 14:1, 2
25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп,
Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: —
Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —Чөл. 14:28
27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп,
Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.Зәб. 43:11-15; Әз. 20:23
28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп,
Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.«Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди» — «өлүкләргә қурбанлиқ қилиш», «яғ пуритиш» қатарлиқ һәр қандақ паалийәтләр Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған.  Чөл. 25:3; 31:16; Вәһ. 2:14
29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди,
Улар арисида ваба қозғалди;
30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди,
Шуниң билән ваба тосулди;
31 Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди,
Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32 Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди,
Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;Чөл. 20:12; Зәб. 94:8
33 Чүнки улар униң роһини териктүрди,
Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.«Чүнки улар униң роһини териктүрди» — бәзи тәрҗимиләрдә «униң роһи» Мусаниң роһи әмәс, бәлки Худаниң Роһи дәп чүшәндүрүлиду. «... Улар униң роһини териктүрди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди» — «Чөл.» 20:7-13ни көрүң.
34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип,
Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35 Бәлки ят әлләр билән арилишип,
Уларниң қилиқлирини үгәнди;Һак. 2:2; 3:5, 6
36 Уларниң бутлириға чоқунди,
Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.Лав. 18:21; Қан. 12:31; 2Пад. 16:3; 17:17; 21:6; 2Тар. 28:3; 33:6
38 Шундақ қилип улар бегуна қанни,
Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти;
Зимини қанға булғинип кәтти.Чөл. 35:33
39 Улар өз қилмишлири билән булғанди;
Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди,
У Өз мирасидин йиргәнди;
41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди,
Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Дүшмәнлири уларни әзди,
Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43 Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди;
Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди,
Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда,
Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди,
Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,«Зор меһри-шәпқити билән,...» — ибраний тилида: «Зор меһри-шәпқәтлири билән...».
46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз!
Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа,
Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә,
Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!1Тар. 16:35
48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға,
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Пүткүл хәлиқ «Амин» десун!
Һәмдусана! 1Тар. 16:36
 
 

105:1 «Пәрвәрдигар... меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити...» — бу күйдә Тәвраттики «Мис.» 1-24-баплар, «Чөл.» 11-17, 20-баплар, «Йәшуа», «Батур һакимлар» һәм «Падишаһлар» дегән қисимлардики тарих көздә тутулиду.

105:1 1Тар. 16:34-36; Зәб. 106:1; 117:1; 135:1

105:4 «Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!» — ибраний тилида: «Ниҗатлиғиң билән мени йоқлиғайсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

105:6 Лав. 26:40; Йәр. 3:25; Дан. 9:5

105:7 Мис. 14:11,12

105:8 Мис. 9:16

105:9 Мис. 14:21,22,29

105:11 Мис. 14:27; 15:5

105:12 Мис. 14:31; 15:1

105:14 Мис. 16:3; Чөл. 11:4,6,33; Зәб. 77:18; 1Кор. 10:6

105:15 Чөл. 11:20, 33; Зәб. 77:29-31; Йәш. 10:16

105:16 Чөл. 16

105:17 Чөл. 16:31,32,33; Қан. 11:6

105:18 Чөл. 16:35,46

105:19 Мис. 32:4

105:23 Мис. 32:11,32; Қан. 9:13,14; 10:10

105:24 Чөл. 14:1, 2

105:26 Чөл. 14:28

105:27 Зәб. 43:11-15; Әз. 20:23

105:28 «Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди» — «өлүкләргә қурбанлиқ қилиш», «яғ пуритиш» қатарлиқ һәр қандақ паалийәтләр Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған.

105:28 Чөл. 25:3; 31:16; Вәһ. 2:14

105:32 Чөл. 20:12; Зәб. 94:8

105:33 «Чүнки улар униң роһини териктүрди» — бәзи тәрҗимиләрдә «униң роһи» Мусаниң роһи әмәс, бәлки Худаниң Роһи дәп чүшәндүрүлиду. «... Улар униң роһини териктүрди, униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди» — «Чөл.» 20:7-13ни көрүң.

105:35 Һак. 2:2; 3:5, 6

105:37 Лав. 18:21; Қан. 12:31; 2Пад. 16:3; 17:17; 21:6; 2Тар. 28:3; 33:6

105:38 Чөл. 35:33

105:45 «Зор меһри-шәпқити билән,...» — ибраний тилида: «Зор меһри-шәпқәтлири билән...».

105:47 1Тар. 16:35

105:48 1Тар. 16:36