94
94-күй •••• Һәқиқий ибадәт қилиш үчүн аңлаш керәк
Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли,
Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли!
Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли,
Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли!
Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур,
Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур.«... Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир падишадур» — бу айәттики «илаһлар»: (1) таипилар чоқунидиған бутларни (әмәлийәттә уларниң кәйнидә турған җин-шәйтанларни — «Зәб.» 95:4-5, «1Кор.» 8:4-6 вә 10:19-21ни көрүң) яки (2) Худаниң сөзигә мәсъул болған Исраил һакимлирини көрситиши мүмкин.
Йәрниң тәглири Униң қолидидур,
Тағларниң чоққилириму Униңкидур.
Деңиз Униңки, У уни яратқан;
Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди.
Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли,
Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли!
Чүнки У бизниң Худайимиздур,
Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ,
Униң қоли бақидиған қойлармиз.
Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар,Зәб. 99:3; Ибр. 3:7
Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк,
Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!«Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, жүригиңларни җаһил қилмаңлар!» — «Мәрибаһ» вә «Массаһ» дегән җайларда Исраиллар Худадин йүз өрүп, Муса пәйғәмбәргә қарши исян-асийлиқ көтәргән. Бу вақиәләр «Мис.» 17-бап, «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.  Мис. 17:7; Чөл. 20:1,3,13; Қан. 6:16
Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди.Ибр. 3:9
10 Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: —
«Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур,
Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим.Ибр. 3:17
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.«Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — «Мениң арамгаһим» (1) Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән шу дәвирдә Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. (2) «Арамгаһ» пәқәт зиминнила әмәс, бәлки йәнә Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (Инҗил, «Ибранийларға», 4-бапниму көрүң).
 
 

94:3 «... Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир падишадур» — бу айәттики «илаһлар»: (1) таипилар чоқунидиған бутларни (әмәлийәттә уларниң кәйнидә турған җин-шәйтанларни — «Зәб.» 95:4-5, «1Кор.» 8:4-6 вә 10:19-21ни көрүң) яки (2) Худаниң сөзигә мәсъул болған Исраил һакимлирини көрситиши мүмкин.

94:7 Зәб. 99:3; Ибр. 3:7

94:8 «Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, жүригиңларни җаһил қилмаңлар!» — «Мәрибаһ» вә «Массаһ» дегән җайларда Исраиллар Худадин йүз өрүп, Муса пәйғәмбәргә қарши исян-асийлиқ көтәргән. Бу вақиәләр «Мис.» 17-бап, «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.

94:8 Мис. 17:7; Чөл. 20:1,3,13; Қан. 6:16

94:9 Ибр. 3:9

94:10 Ибр. 3:17

94:11 «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — «Мениң арамгаһим» (1) Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән шу дәвирдә Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. (2) «Арамгаһ» пәқәт зиминнила әмәс, бәлки йәнә Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (Инҗил, «Ибранийларға», 4-бапниму көрүң).