99
99-күй •••• Пүткүл йәр йүзи Пәрвәрдигарға мәдһийә яңритиңлар! 
  1 Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: —  
И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар!   
 2 Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар,  
Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!   
 3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур;  
Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!  
Биз униң хәлқидурмиз,  
Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз. ◼«Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «У бизни яратқан, биз Униңкидурмиз».  ◘Зәб. 94:6-7; Әз. 34:30, 31   
 4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән,  
Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар;  
Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!   
 5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;  
Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә,  
Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!   
◼99:3 «Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «У бизни яратқан, биз Униңкидурмиз».
◘99:3 Зәб. 94:6-7; Әз. 34:30, 31