95
95-күй •••• Аләм Егиси келиду!
Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар!
Пүткүл йәр йүзи, Пәрвәрдигарни күйләңлар!1Тар. 16:23-33
Пәрвәрдигарға нахша ейтиңлар, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар,
Ниҗатлиғини һәр күни елан қилиңлар!
Униң шан-шөһритини әлләр арисида,
Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар!
Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур!
У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;«Униңдин қорқуш керәктур» — яки «У дәһшәтлик-қорқунучлуқтур».
Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас,
Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.«...барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — бутлар халас» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр».
Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида,
Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр,
Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!«Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!» — мошу сөзләр бәлким шуни билдүридуки, Худаға Өзигә лайиқ шан-шәрәп кәлтүрсәк, бу қилғинимиз униңға биз арқилиқ Өз күч-қудритини техиму көрситиш имканийитини яритиду.
Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр;
Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар;
Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!«... пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар» — яки «... пак-муқәддәс егинләрни кийип сәҗдә қилиңлар».  Зәб. 28:2
10 Әлләр арисида елан қилиңлар: —
«Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Шуңа мана, дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла.
У адиллиқ билән хәлиқләр үстидә һөкүм чиқириду.
11 Асманлар шатлансун, йәр-җаһан хуш болсун,
Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!
12 13 Далалар һәм улардики һәммә яйрисун!
У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду;
Чүнки мана, У келиду!
У җаһанни сорақ қилишқа келиду;
У аләмни адиллиқ билән,
Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.Зәб. 97:7-8; Вәһ. 19:11
 
 

95:1 1Тар. 16:23-33

95:4 «Униңдин қорқуш керәктур» — яки «У дәһшәтлик-қорқунучлуқтур».

95:5 «...барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — бутлар халас» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр».

95:7 «Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!» — мошу сөзләр бәлким шуни билдүридуки, Худаға Өзигә лайиқ шан-шәрәп кәлтүрсәк, бу қилғинимиз униңға биз арқилиқ Өз күч-қудритини техиму көрситиш имканийитини яритиду.

95:9 «... пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар» — яки «... пак-муқәддәс егинләрни кийип сәҗдә қилиңлар».

95:9 Зәб. 28:2

95:12 Зәб. 97:7-8; Вәһ. 19:11