◼28:1 «Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр,... Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси немә? Мәнаси чоқум шуки, Худаниң хәлқи униңға ишинип таянғачқа, шундақла мәдһийә оқуғачқа, Худа уларниң һаятида Өз күч-қудритини (шундақла Өз шан-шәривини) көрситишигә шараит бериду.
◘28:1 Зәб. 95:7, 8
◼28:6 «Сирион теғи» — Ливанниң әң егиз тағ чоққиси, йәнә бир нами «Һәрмон».
◼28:7 «Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси от ялқунлирини житиветиду». Бирақ алди-кәйнидики сөзләргә қариғанда, чақмақларни көрситиши мүмкин.
◼28:8 «Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду» — «Ливан тағлири» (6-айәт) — Қанаан (Пәләстин)ниң шимал тәрипи, «Қәдәштики чөл-җәзирә» униң җәнубий тәрипи.
◼28:9 «Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарниң садаси маралларға оғлақларни туғдурғузиду».
◼28:10 «Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду» — «топан» бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду, бу йәрдә көчмә мәнада болуп, дуниядики қалаймиқанчилиқниму көрситиду.