27
27-күй •••• Пәрвәрдигарға тайиниш
1 Давут язған күй: —
И Пәрвәрдигар, Саңа нида қилимән;
И мениң Қорам Тешим, маңа сүкүт қилмиғайсән;
Чүнки Сән җим-җит турувалисаң,
Мән чоңқур һаңға чүшидиғанларға охшашла болимән.■Зәб. 29:4; 34:22; 142:7
2 Саңа пәряд көтәргинимдә,
Сениң муқәддәс каламханаңға қолумни көтәргинимдә,
Мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиғайсән!□«Сениң муқәддәс каламханаңға қолумни көтәргинимдә» — «каламхана» муқәддәс чедирдики «әң муқәддәс җай»ни көрситиду. Немишкә мошу йәрдә «әң муқәддәс җай» «каламхана» дейилиду? Сәвәви, «әң муқәддәс җай» ичидә «әһдә сандуғи» ятиду, «әһдә сандуғи» ичидә Худа Исраил билән түзгән әһдинамә (Худаниң сөз-калами) сақлақлиқ еди.
3 Мени рәзилләр вә қәбиһлик қилғучилар билән биллә ташливәтмигәйсән;
Улар ағзида йеқинлири билән достанә сөзләшсиму,
Көңлидә өчмәнлик бардур.■Зәб. 11:1-3; Йәр. 9:7
4 Уларниң қилмишлириға қарап,
Ишлириниң яманлиғиға қарап иш тутқайсән;
Қолиниң қилғанлири бойичә өзлиригә яндурғайсән;
Тегишлик җазани өзлиригә қайтурғайсән.
5 Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини,
Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду,
Пәрвәрдигар уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.
6 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун;
Чүнки У мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиған.
7 Пәрвәрдигар мениң күчүм, мениң қалқинимдур;
Мениң көңлүм униңға ишәнди,
Шуниң билән ярдәм таптим;
Шуңа көңлүм зор шатлиниду,
Өз күйүм билән мән Уни мәдһийиләймән.
8 Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң күчидур,
Шундақла мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур.□«Пәрвәрдигар ... мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур» — Худаниң «мәсиһ қилғини»: — (1) Худа Исраиллар үстигә тиклигән падиша; (2) ахирда у дунияға әвәтидиған Қутқузғучи-Мәсиһни көрстиду. «Мәсиһ» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни һәм «Тәбирләрни» көрүң.
9 Өз хәлқиңни қутқузғайсән,
Мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән;
Уларни падичидәк беқип озуқландурғайсән,
Мәңгүгә уларни көтирип жүргәйсән.□«Өз хәлқиңни қутқузғайсән, мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән;...» — Худаниң Өз хәлқи дәл Өзиниң мираси екәнлиги Муқәддәс Китапта көп йәрләрдә тилға елиниду.
□27:2 «Сениң муқәддәс каламханаңға қолумни көтәргинимдә» — «каламхана» муқәддәс чедирдики «әң муқәддәс җай»ни көрситиду. Немишкә мошу йәрдә «әң муқәддәс җай» «каламхана» дейилиду? Сәвәви, «әң муқәддәс җай» ичидә «әһдә сандуғи» ятиду, «әһдә сандуғи» ичидә Худа Исраил билән түзгән әһдинамә (Худаниң сөз-калами) сақлақлиқ еди.
□27:8 «Пәрвәрдигар ... мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур» — Худаниң «мәсиһ қилғини»: — (1) Худа Исраиллар үстигә тиклигән падиша; (2) ахирда у дунияға әвәтидиған Қутқузғучи-Мәсиһни көрстиду. «Мәсиһ» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни һәм «Тәбирләрни» көрүң.
□27:9 «Өз хәлқиңни қутқузғайсән, мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән;...» — Худаниң Өз хәлқи дәл Өзиниң мираси екәнлиги Муқәддәс Китапта көп йәрләрдә тилға елиниду.