2
Әфәсустики җамаәткә йезилған хәт
— Әфәсустики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин:
«Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду:
— Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, шундақла расул болмисиму өзлирини расул дәп ативалғанларни синап, уларниң ялғанчи болғанлиғини тонуғанлиғиңниму билимән.«Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни... билимән» — бу толуқ сөз әлчигә ейтилғини билән шүбһисизки, пүткүл җамаәткә (бир адәм сүпитидә) ейтилиду. Шундақ, сениң сәвир-тақәт қиливатқанлиғиңни, Мениң намим вәҗидин җапа-мушәққәткә бәрдашлиқ бәргәнлигиңни амма еринмигәнлигиңни билимән. Лекин саңа шу бир етиразим барки, сән өзүңдики дәсләпки меһир-муһәббәттин ваз кәчтиң. Шуңа қайси һаләттин жиқилип чүшкәнлигиңни есиңгә елип товва қилғин, авалқи әмәлләрни қайта қилғин. Болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән.«... болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән» — Әфәсуста һазир җамаәт болмайла қалмай, һәтта шәһәр өзи харабилик болиду. Бирақ, сениң шу артуқчилиғиң барки, Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән.«Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән» — «Николас тәрәпдарлири»ниң ким екәнлиги һазир ениқ әмәс. Бәзиләр уларни «Рос.», 5:6-айәттики «Николас» исимлиқ җамаәт хизмәткари билән мунасивәтлик дәп қарайду; лекин бизниңчә буниңға ениқ испат тепилмиди. Һеч болмиғанда улар етиқатчиларни җинсий бузуқлуққа аздурмақчи болған еди (14-15-айәтни көрүң).  Вәһ. 2:15.
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучиларни Худаниң җәннитиниң оттурисидики һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин йейишкә муйәссәр қилимән».Яр. 2:9; Вәһ. 22:2.
 
Измирдики җамаәткә йезилған хәт
— Измирдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Авалқиси вә Ахирқиси, өлгән вә Тирилгүчи мундақ дәйду:«Измир» — кона исми «Смирна».  Йәш. 41:4; 44:6; Вәһ. 1:17.
— Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән (лекин сән бай!), Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән. «... Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән» — император Домитиян һөкүм сүргән бәзи вақитларда бириси өзиниң Йәһудий екәнлигини испатлиялса, зиянкәшликкә учримаслиғи керәк дегән бир қанун күчкә егә еди; шүбһисизки, бәзи «етиқатчилар» вә башқилар бу қанундин қалаймиқан пайдилинип зиянкәшликтин қечип, шундақла башқиларғиму зиян йәткүзгән еди.
10 Алдиңда чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Мана, Иблис араңлардин бәзилириңларни синилишиңлар үчүн йеқинда зинданға ташлитиду. Силәр он күн қийнилисиләр. Таки өлгичә садиқ болғин, Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.
11 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду!».Мат. 13:9.
 
Пәргамумдики җамаәткә йезилған хәт
12 — Пәргамумдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду:Вәһ. 1:16; 2:16.
13 — Мән сән олтарған йәрни, йәни Шәйтанниң тәхти болған җайни билимән. Шундақтиму, сән Мениң намимни чиң тутуп, һәтта садиқ гувачим Антипас маканиңда, йәни Шәйтан турған җайда қәтл қилинған күнләрдиму, Маңа қилған етиқатиңдин тенип кәтмидиң. 14 Лекин саңа шу бир нәччә етиразим барки, араңларда Балаамниң тәлимигә әгәшкәнләрдин бәзиләр болмақта — Балаам болса Балаққа Исраилларни бутқа атап қурбанлиқ қилинған гөшни йейиш вә җинсий бузуқлуқ қилишқа аздурушни үгәткән еди. «мунасивәтлик айәтләр» — «Чөл.» 22-24-бап, 31:16.  Чөл. 22:23; 24:14; 25:1; 31:16. 15 Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимини тутқанларму бар. Вәһ. 2:6 16 Шуниң үчүн, товва қил! Ундақ қилмисаң, йениңға тез арида берип, ағзимдики қиличим билән шуларға һуҗум қилимән.Йәш. 49:2; Әф. 6:17; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16.
17 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән. Таш үстидә йеңи бир исим пүтүклүк болиду, шу исимни уни қобул қилған кишидин башқа һеч ким билмәйду».«ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән» — «манна» — Исраиллар чөл-баяванда жүргән вақтида Худа уларға асмандин чүшүргән күндүлүк узуқлуқ еди («Мис.» 16:32-36-айәтләргә вә «Юһ.» 6:48-58-айәтләргә қаралсун).  Мис. 16:4-36.
 
Тиятирадики җамаәткә йезилған хәт
18  — Тиятирадики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: —
«Көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ тучқа охшайдиған Худаниң Оғли мундақ дәйду:Вәһ. 1:14,15.
19 — Сениң әмәллириңни, меһир-муһәббитиңни, етиқатиңни, әҗир-хизмитиңни вә сәвир-тақитиңни, шундақла һазирқи әмәллириңниң авалқидин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән. 20 Лекин, саңа шу бир етиразим барки, өзини пәйғәмбәр дәп ативалған әшу хотун Йизәбәлгә йол қоюватисән. У хотун қул-хизмәткарлиримға тәлим берип, уларни җинсий бузуқлуқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта. «мунасивәтлик айәтләр» — «1Пад.» 16-, 18-19-, 21-бап.  1Пад. 16:31; 2Пад. 9:7. 21 Мән униңға товва қилғидәк вақит бәргән едим, лекин у өз бузуқлуғиға товва қилишни халимайду. 22 Әнди мана, Мән уни еғир кесәл орниға ташлап ятқузимән вә униң билән зина қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа чөмдүримән. «мана, Мән уни еғир кесәл орниға ташлап ятқузимән» — грек тилида: «мана, Мән уни кариватқа ташлаймән». 23 Униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән. Шу чағда, барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни, шундақла Мениң һәр бириңларға қилған әмәлийитиңларға яриша яндуридиғанлиғимни билиду. «униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән» — «пәрзәнтлири» болса җисманий яки роһий җәһәттинму болуши мүмкин. «барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни... билиду» — «нийәт-нишанлар» — грек тилида «бөрәкләр» билән ипадилиниду. «мунасивәтлик айәт» — «Йәр.» 17:10.  1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; 61:13; Йәр. 11:20; 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рос. 1:24; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 20:12. 24-25 Лекин, Тиятирадики қалғанларға, йәни бу тәлимни қобул қилмиғанлар (уларниң пикри бойичә, Шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлири»ни үгәнмигәнләр), йәни силәргә шуни ейтимәнки: Өзүңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң тутуңлар. Үстүңларға буниңдин башқа жүкни артмаймән. Вәһ. 3:11. 26 Ғәлибә қилғучиларға, йәни әмәллиримни ахирғичә чиң тутқан кишиләргә болса, уларға пүткүл әлләргә һаким болуш һоқуқини беримән. 27 Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур: —
«У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп, сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду». «У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп,...» — яки «У уларни шаһанә төмүр һаса билән падичидәк башқуруп,... ». «У уларни ... сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду» — бу айәт «Зәб.» 2:9-айәттин елинған болуп, бу йәрдики «улар» Худа билән қаршилашқан «ят әлләр»ни көрситиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 2:8-9, «Вәһ.» 12:5, 19:15.  Зәб. 2:8-9.
28 Мән униңға таң юлтузиниму ата қилимән. 29  Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
 
 

2:2 «Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни... билимән» — бу толуқ сөз әлчигә ейтилғини билән шүбһисизки, пүткүл җамаәткә (бир адәм сүпитидә) ейтилиду.

2:5 «... болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән» — Әфәсуста һазир җамаәт болмайла қалмай, һәтта шәһәр өзи харабилик болиду.

2:6 «Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән» — «Николас тәрәпдарлири»ниң ким екәнлиги һазир ениқ әмәс. Бәзиләр уларни «Рос.», 5:6-айәттики «Николас» исимлиқ җамаәт хизмәткари билән мунасивәтлик дәп қарайду; лекин бизниңчә буниңға ениқ испат тепилмиди. Һеч болмиғанда улар етиқатчиларни җинсий бузуқлуққа аздурмақчи болған еди (14-15-айәтни көрүң).

2:6 Вәһ. 2:15.

2:7 Яр. 2:9; Вәһ. 22:2.

2:8 «Измир» — кона исми «Смирна».

2:8 Йәш. 41:4; 44:6; Вәһ. 1:17.

2:9 «... Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән» — император Домитиян һөкүм сүргән бәзи вақитларда бириси өзиниң Йәһудий екәнлигини испатлиялса, зиянкәшликкә учримаслиғи керәк дегән бир қанун күчкә егә еди; шүбһисизки, бәзи «етиқатчилар» вә башқилар бу қанундин қалаймиқан пайдилинип зиянкәшликтин қечип, шундақла башқиларғиму зиян йәткүзгән еди.

2:11 Мат. 13:9.

2:12 Вәһ. 1:16; 2:16.

2:14 «мунасивәтлик айәтләр» — «Чөл.» 22-24-бап, 31:16.

2:14 Чөл. 22:23; 24:14; 25:1; 31:16.

2:15 Вәһ. 2:6

2:16 Йәш. 49:2; Әф. 6:17; Ибр. 4:12; Вәһ. 1:16.

2:17 «ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән» — «манна» — Исраиллар чөл-баяванда жүргән вақтида Худа уларға асмандин чүшүргән күндүлүк узуқлуқ еди («Мис.» 16:32-36-айәтләргә вә «Юһ.» 6:48-58-айәтләргә қаралсун).

2:17 Мис. 16:4-36.

2:18 Вәһ. 1:14,15.

2:20 «мунасивәтлик айәтләр» — «1Пад.» 16-, 18-19-, 21-бап.

2:20 1Пад. 16:31; 2Пад. 9:7.

2:22 «мана, Мән уни еғир кесәл орниға ташлап ятқузимән» — грек тилида: «мана, Мән уни кариватқа ташлаймән».

2:23 «униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән» — «пәрзәнтлири» болса җисманий яки роһий җәһәттинму болуши мүмкин. «барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни... билиду» — «нийәт-нишанлар» — грек тилида «бөрәкләр» билән ипадилиниду. «мунасивәтлик айәт» — «Йәр.» 17:10.

2:23 1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; 61:13; Йәр. 11:20; 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рос. 1:24; Рим. 2:6; 14:12; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 20:12.

2:24-25 Вәһ. 3:11.

2:27 «У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп,...» — яки «У уларни шаһанә төмүр һаса билән падичидәк башқуруп,... ». «У уларни ... сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду» — бу айәт «Зәб.» 2:9-айәттин елинған болуп, бу йәрдики «улар» Худа билән қаршилашқан «ят әлләр»ни көрситиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 2:8-9, «Вәһ.» 12:5, 19:15.

2:27 Зәб. 2:8-9.