7
7-күй •••• Худа Өз һәққанийлиғини көрсәткәй!
1-3 Давутниң «Шиггаон»и: — Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири тоғрилиқ ейтқан күйи: —
 
И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, мән Саңа таяндим;
Улардин бири ширдәк мени титма-титма қиливәтмисун,
Қутқузғучи йоқлуғидин пайдилинип мени езивәтмисун,
Мени барлиқ қоғлиғучилардин қутқузғин,
Улардин халас қилғин;«Давутниң «Шиггаон»и» — «Шиггаон» бәлким «долқунлуқ», «отлуқ», «ашиқлиқ билән» дегән мәнидә болуп, бу сөз күйниң ейтилидиған аһаңини билдүриду. «Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири» — «Куш» дегән киши тоғрилиқ башқа хәвиримиз йоқ. Һеч болмиғанда у Давутқа зиянкәшлик қилмақчи болған.
И Пәрвәрдигар Худайим, әгәр қолумда қәбиһлик қилған болсам,
Әгәр шундақ қилған болсам: —
Әгәр мән билән енақ өткүчигә яманлиқ қайтурған болсам,
— (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —«... (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —...» — «башқа бир хил тәрҗимиси: «...Яки маңа азар қилғучини бекардин-бекар булиған болсам, ...».
— Ундақта, дүшмән мени қоғлап тутувалсун,
У җенимни чәйләп йәр билән йәксан қилсун,
Шөһритимни тупраққа көмсун!
И Пәрвәрдигар, ғәзивиң билән орнуңдин турғин,
Мени әзгәнләрниң қәһригә тақабил турушқа қәддиңни руслиғин,
Вә мениң үчүн ойғанғин;
Сән сот вә һөкүмни бекиткән едиңғу!
Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду;
Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.«Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Уларниң үстидин һөкүм сүргин».
Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду;
И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә,
Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә,
Маңа һөкүм чиқарғайсән.
10 Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун!
Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән;
И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа! «адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи» — «ичлири» дегән сөз ибраний тилида «бөрәклири» дейилиду.  1Тар. 28:9; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Вәһ. 2:23
11 Мениң қалқиним болса,
Дурус нийәтликләрни қутқузғучи Худадидур;
12 Худа адил сотчидур,
У күн бойи гунадин рәнҗийдиған Илаһтур;
13 Бириси яман йолидин янмиса,
У қиличини биләйду,
Я оқини тартип бәтләп қойиду.
14 Шундақ адәмләр үчүн У өлүм қураллирини тәйярлиди;
У оқлирини көйдүргүчи оқ қилди.
15 Мана, мошундақ кишиләр толғақта қәбиһлик туғмақчи,
Униң бойида қалғини яманлиқтур;
Униң туққини болса сахтилиқтур.Аюп 15:35; Йәш. 59:4
16 У бир орини колап, уни чоңқур қилди;
У өзи колиған ориға жиқилип чүшти.Аюп 4:8; Зәб. 9:16; 9:23; 34:7-8; 93:13; 118:85; Пәнд. 5:22; 26:27; Топ. 10:8
17 Өзиниң яманлиғи бешиға қайтип келиду,
Өз зораванлиғи болса өз үстигә қайтип чүшиду.
18 Мән Пәрвәрдигарни һәққанийлиғи билән мәдһийәләймән,
Һәммидин жуқури турғучи Пәрвәрдигарниң намини яңритип, күй қилип ейтимән.
 
 

7:1-3 «Давутниң «Шиггаон»и» — «Шиггаон» бәлким «долқунлуқ», «отлуқ», «ашиқлиқ билән» дегән мәнидә болуп, бу сөз күйниң ейтилидиған аһаңини билдүриду. «Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири» — «Куш» дегән киши тоғрилиқ башқа хәвиримиз йоқ. Һеч болмиғанда у Давутқа зиянкәшлик қилмақчи болған.

7:5 «... (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —...» — «башқа бир хил тәрҗимиси: «...Яки маңа азар қилғучини бекардин-бекар булиған болсам, ...».

7:8 «Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Уларниң үстидин һөкүм сүргин».

7:10 «адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи» — «ичлири» дегән сөз ибраний тилида «бөрәклири» дейилиду.

7:10 1Тар. 28:9; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Вәһ. 2:23

7:15 Аюп 15:35; Йәш. 59:4

7:16 Аюп 4:8; Зәб. 9:16; 9:23; 34:7-8; 93:13; 118:85; Пәнд. 5:22; 26:27; Топ. 10:8