10
Әқил беридиған бәзи һекмәтләр
Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.
Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.«Даналиқниң көңли оңға майил» — қурални тутуп, өзини қоғдаш тәрипидур.
Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
 
Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур — ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду; «ахмақлар» — ибраний тилида «ахмақлиқ» дәп елинған. мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.«мән қулларниң атқа мингәнлигини... көрдум» —Пәләстиндә кона заманларда атқа миниш пәқәт абройлуқ кишиләргила мәнсуп еди.
 
Турмушта учрайдиған хәтәрләргә даналиқ керәк
Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин; «тамни бузған киши...» — яки «читни бузған киши...».  Пәнд. 26:27 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.
10 Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
11 Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?«иланчи» — нәй челип иланни ойнатқучи адәм. «иланчини чақса,..» — яки «хәқни чақса...».
 
Данишмәнләр вә ахмақларниң иш-сөзлири
12 Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду. 13 Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур; 14 амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?
15 Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.
 
Ахмақ һөкүмдарларниң чатақлири
16 И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай!Йәш. 3:3, 4; Һош. 13:11; Ам. 6:4
17 И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!«...өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...» — яки, «...өзини тутуп мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...». «...вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс... зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...вә әмирлириң мәс болуш үчүн әмәс, бәлки салмақлиқ билән өз вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!».
 
Йәнә һекмәтләр
18 Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.
19 Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!
20 Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.Мис. 22:28
 
 

10:2 «Даналиқниң көңли оңға майил» — қурални тутуп, өзини қоғдаш тәрипидур.

10:6 «ахмақлар» — ибраний тилида «ахмақлиқ» дәп елинған.

10:7 «мән қулларниң атқа мингәнлигини... көрдум» —Пәләстиндә кона заманларда атқа миниш пәқәт абройлуқ кишиләргила мәнсуп еди.

10:8 «тамни бузған киши...» — яки «читни бузған киши...».

10:8 Пәнд. 26:27

10:11 «иланчи» — нәй челип иланни ойнатқучи адәм. «иланчини чақса,..» — яки «хәқни чақса...».

10:16 Йәш. 3:3, 4; Һош. 13:11; Ам. 6:4

10:17 «...өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...» — яки, «...өзини тутуп мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...». «...вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс... зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...вә әмирлириң мәс болуш үчүн әмәс, бәлки салмақлиқ билән өз вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!».

10:20 Мис. 22:28