22
Төләм төләш һәққидики низам
Әгәр бириси бир кала яки қойни оғрилап, уни сойса я сетивәтсә, у бир калиниң орниға бәш кала, бир қойниң орниға төрт қой төлисун.«... у бир калиниң орниға бәш кала, бир қойниң орниға төрт қой төлисун» — немишкә калини бәш һәссә, қойни төрт һәссиләп толуқлаш керәк? Кала-қой һәр иккиси гөш, жуң-терә вә сүт берәләйду, кала йәнә әмгәк қилалайду; шуңа калиниң кәмлиги көпрәк зиянни кәлтүриду.  2Сам. 12:6
Оғри там тәшкәндә тутулуп қелип, таяқ йәп өлүп қалса, өлтүргүчигә хун җазаси кәлмисун. Лекин шу вақиә болған пәйттә күн чиқип қалған болса, ундақта өлтүргүчи хун җазасиға тартилсун.
Оғри оғрилиғинини төләп зиянни толуқлап бериши керәк; униңда бир немә болмиса, қуллуққа сетилип, оғрилиған нәрсини төлиши керәк.
Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, кала болсун, ешәк болсун, қой болсун униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.«Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, ... униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун» — немишкә бу айәттә көрситилгән җаза 1-айәттики җазиға охшимайду? Бәзи алимларниң пикричә: (а) оғриланған мал техи оғриниң қолида болғачқа, егисиниң зийини 1-айәттикидин аз болуши мүмкин; (ә) бу оғри техи 1-айәттики оғридәк яманлиқни үгәнгән әмәс; (п) 4-айәттики оғриниң кала-қойни оғрилаш гунайини өзлүгидин иқрар қилған болушиму мүмкин. Биз бу үч пикригә қайилмиз.
Әгәр бириси өз мал-чарвилирини етизлиққа яки үзүмзарлиққа отлашқа қоюветип, башқиларниң бағ-етизлиғида отлашқа йол қойса, ундақта у өзиниң әң есил мәһсулатлиридин яки үзүмзарлиғиниң әң есил мевисидин зиянни төләп бәрсун.
Әгәр от кетип, тикәнликкә тутишип кетип, андин өнчиләрни, баш тартип пишқан зираәтни көйдүрүп, пүткүл етизлиқни күл қиливәтсә, ундақта от қойғучи барлиқ зиянни төләп бәрсун.«тикәнлик» — етизлар арисидики читлар яки қашалар адәттә тикәнләрдин қилиниду.
Әгәр бириси хошнисиға пул яки мал-дуниясини аманәт қилған болса, булар өйидин оғрилинип кәтсә, шундақла оғри кейин тутулса, у оғрилиғинини икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун. Лекин оғри тепилмиса, өй егисиниң хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун. Һәр хил хиянәт, у мәйли кала, ешәк, қой, кийим-кечәк болсун, жүтүрүп қойған нәрсә болсун, улар тоғрилиқ бир хошниси: «әмәлийәттә мундақ еди» дәп талашқан болса, һәр иккисиниң дәваси һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун; һакимлар қайсиға гуна бекитсә, шу хошнисиға икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.«һакимларниң алдиға...» — яки «Худаниң алдиға...». «һакимлар қайсиға...» — яки «Худа қайсиға...».
10 Әгәр бириси хошнисиға ешәк, кала, қой яки башқа бир чарпайни аманәт қилса, бу аманәт мели киши көрмәй өлүп кәтсә, яки зәхимләнсә, яки һайдап әкитилсә, «һайдап әкитилсә» — ибраний тилида бу сөз адәттә «булиниш» дегән сөз билән ипадилиниду; лекин мошу йәрдә бәлким тәсадипий бир ишни, мәсилән чөчүп кетип, чечилип кетишини көрситиши мүмкин; оғрилиниш мәсилиси 12-айәттә көрситилиду. 11 ундақта хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун. Мал егиси бу қәсәмни қобул қилсун; хошниси униңға төләм төләп бәрмисун. «Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун» — бу қәсәмни бәлким, егиси: «Мән һәқиқәтән шу нәрсини паланчи кишигә тапшуруп аманәт қилдим» дегәндәк, аманәтни қобул қилғучи киши: «Мән шу аманәтни һәқиқәтән жүтүрүп қойдум, уни оғрилимидим, башқиларға сатмидим» дегәндәк қилиши мүмкин. 12 Лекин мал оғриланған болса, у егисигә төләп бәрсун. 13 Әгәр уни вәһший һайван боғуп қойған болса, у малниң қалдуғини гувалиқ үчүн көрситип, уни төләп бәрмисиму болиду.
14 Әгәр бириси хошнисидин бир улақни өтнә елип, улақ егиси йоқ йәрдә зәхимләнсә яки өлүп қалса, өтнә алғучи толуқ төләп бәрсун. 15 Лекин егиси нәқ мәйданда болса, өтнә алғучи төләп бәрмисун; улақ иҗаригә елинған болса, алғучи төләм төлимисун; чүнки уни иҗарә төләп әкәлгән.
 
Иҗтимаий мәсъулийәт
16 Әгәр бир адәм техи ятлиқ болмиған бир қизни аздуруп, униң билән биллә ятса, ундақта у униң тойлуғини бериши керәк, андин уни хотунлуққа алсун. 17 Лекин қизниң атиси уни униңға бәргили унимиса, зина қилғучи пак қизларниң тойлуғиға баравәр келидиған күмүч пулни таразида өлчәп бәрсун.
18 Җадугәр хотунни тирик қоймиғин.Қан. 18:10,11
19 Һайван билән җинсий мунасивәт өткүзгән һәр бири җәзмән өлүмгә мәһкүм қилинсун.Лав. 18:23; 20:15
20 Кимдәким бирдин-бир Пәрвәрдигардин башқа һәр қандақ илаһға қурбанлиқ сунса, һарам дәп мутләқ һалакәткә мәһкүм қилинсун.«мутләқ һалакәткә мәһкүм қилинсун» — ибраний тилида ««һарам» қилинсун»; «һарам» — «мутләқ һалак қилиниш керәк» дегәнни билдүриду.  Қан. 17:2, 3, 4, 5
21 Силәрму Мисирда мусапир болуп турған екәнсиләр, мусапир болған кишини һеч харлимаңлар вә яки униңға һеч зулум қилмаңлар.Лав. 19:34
22 Һәр қандақ тул хотун яки житим балини хорлимаңлар. Зәк. 7:10 23 Сән уларни һәр қандақ тәрәптә хорлисаң, улар маңа пәряд көтәрсә, Мән уларниң авазини чоқум аңлаймән; 24 шуниң билән ғәзивим тутишип, силәрни қиличлап өлтүримән, силәрниң хотунлириңлар тул қилинип, балилириңлар житим болуп қалиду.
25 Әгәр сән Мениң хәлқимниң ичидин саңа хошна болған кәмбәғәлгә қәриз бәргән болсаң, униңға җазанихорлардәк муамилә қилмиғин; униңдин өсүм алмаңлар.Лав. 25:36,37; Қан. 23:18,19; Зәб. 14:5; Пәнд. 28:8; Әз. 18:8
26 Әгәр сән хошнаңниң чапинини гөрүгә алған болсаң, күн олтармаста униңға яндуруп бәр. Қан. 24:12,13 27 Чүнки чапини униң бирдин-бир йепинчиси болуп, бәдинини япидиған кийим шудур. У болмиса, у немини йепинип ятиду? Бу сәвәптин Маңа пәряд қилса, пәрядини аңлаймән; чүнки Мән шәпқәтликтурмән.
28 Худаға күпүрлүк қилма, вә хәлқиңниң әмирлириниму қарғап тиллима.«Худа(ға)» — ибраний тилида «Әлоһим»(ға). Бу сөз бәзидә Худаниң вәкиллири болған «һакимлар»ни билдүриду («Зәб.» 81-күй вә изаһатлирини көрүң). Шуңа бәзи тәрҗимиләрдә «һакимлар» дейилиду.  Мис. 21:6, 8; Рос. 23:3, 4, 5
29 Хаминиңниң һосулиниң ашқинидин вә шарап-зәйтун мейи көлчигиңдин ташқинидин Маңа һәдийә сунушни кечиктүрмигин.
Сән оғуллириңниң тунҗисини Маңа атиғин.«Хаминиңниң һосули ...дин ташқинидин Маңа һәдийә сунушни кечиктүрмигин» — бу айәттә көздә тутулғини (башқа йәрлири билән селиштурулғанда) тунҗа һосулни көрситиду, лекин бу айәтниң өзидә ундақ беваситә ейтилмайду. Айәтниң иккинчи қисми «тунҗа оғулларниң Худаға атилиши» тоғрилиқ һәм 30-айәт «чарпайниң тунҗилири» тоғрилиқ болғачқа, 29-айәтниң биринчи қисми бәлким «тунҗа һосул» тоғрилиқ болуши мүмкин.  Мис. 13:2,12
30 Кала билән қойлириңниң тунҗа балилириниму һәм шундақ атиғин; тунҗа бала йәттә күнгичә аниси билән биллә турсун; амма сәккизинчи күни уни Маңа атап сунғин.Мис. 23:19; Лав. 22:27; Әз. 44:30
31 Силәр Маңа аталған муқәддәс кишиләр болисиләр; шуңа далада житқуч һайван тәрипидин боғулған һайванниң гөшини йемәңлар, бәлки уни иштларға ташлап бериңлар.Лав. 22:8; Әз. 44:31
 
 

22:1 «... у бир калиниң орниға бәш кала, бир қойниң орниға төрт қой төлисун» — немишкә калини бәш һәссә, қойни төрт һәссиләп толуқлаш керәк? Кала-қой һәр иккиси гөш, жуң-терә вә сүт берәләйду, кала йәнә әмгәк қилалайду; шуңа калиниң кәмлиги көпрәк зиянни кәлтүриду.

22:1 2Сам. 12:6

22:4 «Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, ... униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун» — немишкә бу айәттә көрситилгән җаза 1-айәттики җазиға охшимайду? Бәзи алимларниң пикричә: (а) оғриланған мал техи оғриниң қолида болғачқа, егисиниң зийини 1-айәттикидин аз болуши мүмкин; (ә) бу оғри техи 1-айәттики оғридәк яманлиқни үгәнгән әмәс; (п) 4-айәттики оғриниң кала-қойни оғрилаш гунайини өзлүгидин иқрар қилған болушиму мүмкин. Биз бу үч пикригә қайилмиз.

22:6 «тикәнлик» — етизлар арисидики читлар яки қашалар адәттә тикәнләрдин қилиниду.

22:9 «һакимларниң алдиға...» — яки «Худаниң алдиға...». «һакимлар қайсиға...» — яки «Худа қайсиға...».

22:10 «һайдап әкитилсә» — ибраний тилида бу сөз адәттә «булиниш» дегән сөз билән ипадилиниду; лекин мошу йәрдә бәлким тәсадипий бир ишни, мәсилән чөчүп кетип, чечилип кетишини көрситиши мүмкин; оғрилиниш мәсилиси 12-айәттә көрситилиду.

22:11 «Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун» — бу қәсәмни бәлким, егиси: «Мән һәқиқәтән шу нәрсини паланчи кишигә тапшуруп аманәт қилдим» дегәндәк, аманәтни қобул қилғучи киши: «Мән шу аманәтни һәқиқәтән жүтүрүп қойдум, уни оғрилимидим, башқиларға сатмидим» дегәндәк қилиши мүмкин.

22:18 Қан. 18:10,11

22:19 Лав. 18:23; 20:15

22:20 «мутләқ һалакәткә мәһкүм қилинсун» — ибраний тилида ««һарам» қилинсун»; «һарам» — «мутләқ һалак қилиниш керәк» дегәнни билдүриду.

22:20 Қан. 17:2, 3, 4, 5

22:21 Лав. 19:34

22:22 Зәк. 7:10

22:25 Лав. 25:36,37; Қан. 23:18,19; Зәб. 14:5; Пәнд. 28:8; Әз. 18:8

22:26 Қан. 24:12,13

22:28 «Худа(ға)» — ибраний тилида «Әлоһим»(ға). Бу сөз бәзидә Худаниң вәкиллири болған «һакимлар»ни билдүриду («Зәб.» 81-күй вә изаһатлирини көрүң). Шуңа бәзи тәрҗимиләрдә «һакимлар» дейилиду.

22:28 Мис. 21:6, 8; Рос. 23:3, 4, 5

22:29 «Хаминиңниң һосули ...дин ташқинидин Маңа һәдийә сунушни кечиктүрмигин» — бу айәттә көздә тутулғини (башқа йәрлири билән селиштурулғанда) тунҗа һосулни көрситиду, лекин бу айәтниң өзидә ундақ беваситә ейтилмайду. Айәтниң иккинчи қисми «тунҗа оғулларниң Худаға атилиши» тоғрилиқ һәм 30-айәт «чарпайниң тунҗилири» тоғрилиқ болғачқа, 29-айәтниң биринчи қисми бәлким «тунҗа һосул» тоғрилиқ болуши мүмкин.

22:29 Мис. 13:2,12

22:30 Мис. 23:19; Лав. 22:27; Әз. 44:30

22:31 Лав. 22:8; Әз. 44:31