12
Натан пәйғәмбәр Давутқа тәнбиһ бериду
Пәрвәрдигар Натанни Давутниң қешиға маңдурди. У Давутниң қешиға келип униңға мундақ деди: «Бир шәһәрдә икки адәм бар болуп, бириси бай, йәнә бириси кәмбәғәл еди. Байниң интайин тола қой вә кала падилири бар еди. Лекин кәмбәғәлниң өзи сетивелип баққан кичик бир сағлиқ қозидин башқа бир нәрсиси йоқ еди. Қоза кәмбәғәлниң өйидә балилири билән тәң өсүп чоң болди. Қоза униң йегинидин йәп, униң ичкинидин ичип, униң қучиғида ухлиди; униң нәзиридә у өз қизидәк еди. Бир күни бир йолучи байниңкигә кәлди. Амма у өзигә кәлгән меһман үчүн өзиниң қой яки кала падилиридин бирини йегүзүшкә тәйярлашқа көзи қиймай, бәлки кәмбәғәлниң қозисини тартивелип союп, кәлгән меһман үчүн тәйярлиди».
Давут буни аңлап у кишигә қаттиқ ғәзәпләнди. У Натанға: Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, шуни қилған адәм өлүмгә лайиқтур! У һеч рәһимдиллиқ көрсәтмәй бу ишни қилғини үчүн қозиға төрт һәссә төләм төлисун — деди.«бу ишни қилғини үчүн қозиға төрт һәссә төләм төлисун» — «Мис.» 22:1ни көрүң.  Мис. 22:1
Натан Давутқа: Сән дәл шу кишидурсән! Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән сени Исраилниң үстидә падиша болғили мәсиһ қилдим вә Саулниң қолидин қутқуздум; 1Сам. 16:13 Мән ғоҗаңниң җәмәтини саңа берип, ғоҗаңниң аяллирини қучиғиңға ятқузуп, Исраилниң җәмәти билән Йәһуданиң җәмәтини саңа бәрдим. Әгәр сән буни аз көргән болсаң, Мән саңа йәнә һәссиләп берәттим; «Мән ғоҗаңниң җәмәтини саңа берип, ғоҗаңниң аяллирини қучиғиңға ятқузуп...» — «ғоҗаң» Саул падишани көрситиду. Немишкә Пәрвәрдигарниң сөзини көзгә илмай, униң нәзиридә рәзил болғанни қилдиң? Сән Һиттий Урияни қилич билән өлтүргүзүп, униң аялини өзүңгә аял қилдиң, сән уни Аммонийларниң қиличи билән қәтл қилдиң. 10  Әнди сән Мени көзгә илмай, Һиттий Урияниң аялини өзүңгә аял қилғиниң үчүн, қилич сениң өйүңдин айрилмайду».
11  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана өз өйүңдин саңа яманлиқ кәлтүрүп, көзлириңниң алдида аяллириңни елип, саңа йеқин бирисигә беримән, у болса күпкүндүздә аяллириң билән ятиду. Қан. 28:30; 2Сам. 16:22 12  Сән болсаң у ишни мәхпий қилдиң, лекин Мән бу ишни пүткүл Исраилниң алдида күндүздә қилимән» — деди.
13  Давут Натанға: — Мән Пәрвәрдигарниң алдида гуна қилдим — деди. Натан Давутқа: Пәрвәрдигар һәм гунайиңдин өтти; сән өлмәйсән. 14  Һалбуки, бу иш билән Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиригә күпүрлүк қилишқа пурсәт бәргиниң үчүн, сениңдин туғулған оғул бала чоқум өлиду, — деди.
15  Шуниң билән Натан өз өйигә қайтип кәтти. Пәрвәрдигар Урияниң аялидин Давутқа туғулған балини шундақ урдики, у қаттиқ кесәл болди.
16  Давут бала һәққидә Худаға йелинди. У роза тутуп, кечиләрдә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятатти. «У роза тутуп, кечиләрдә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятатти» — яки «У роза тутуп, кечидә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятти». 17  Униң җәмәтиниң ақсақаллири қопуп униң қешиға берип, уни йәрдин қопурмақчи болди; лекин у унимиди вә улар билән тамақ йейишни рәт қилди. 18  Йәттинчи күни бала өлди. Давутниң хизмәткарлири бала өлди, дегән хәвәрни униңға бериштин қорқуп: «Бала тирик вақитида падиша бизниң сөзлиримизгә қулақ салмиди, әнди биз қандақму униңға бала өлди, дәп хәвәр беримиз? У өзини зәхимләндүрүши мүмкин!» — дейишти.
19  Лекин Давут хизмәткарлириниң пичирлашқинини көрүп, балиниң өлгинини уқти. Шуңа Давут хизмәткарлиридин: Бала өлдиму? дәп сориди. Улар: Өлди, — дәп җавап бәрди.
20  Шуниң билән Давут йәрдин қопуп, жуюнуп, хушбуй май билән мәсиһлинип, кийимлирини йәңгүшләп, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип ибадәт қилди; андин өз өйигә қайтип өзигә тамақ әкәлтүрүп йеди. 21  Хизмәткарлири униңға: Силиниң бу немә қилғанлири? Бала тирик чағда роза тутуп жиғлидила, лекин бала өлгәндин кейин қопуп тамақ йедила, — деди.
22  У: Мән: «Ким билсун, Пәрвәрдигар маңа шапаәт көрситип, балини тирик қалдурармекин» дәп ойлап, бала тирик вақитта роза тутуп жиғлидим. 23  Лекин әнди у өлгәндин кейин немишкә роза тутай? Мән уни яндуруп алалаймәнму? Мән униң йениға баримән, лекин у йенимға йенип келәлмәйду, — деди
24  Давут аяли Бат-Шебаға тәсәлли бәрди. У униң қешиға кирип униң билән ятти; у бир оғул туғивиди, Давут уни Сулайман дәп атиди. Пәрвәрдигар уни сөйди, «Давут уни Сулайман дәп атиди» — «Сулайман» ибраний тилида «шалом» — аман-течлиқ, хатирҗәмлик дегән мәнидики сөз билән мунасивәтлик.  1Тар. 22:9; Мат. 1:6 25  вә Натан пәйғәмбәр арқилиқ вәһий йәткүзүп, униңға Пәрвәрдигар үчүн «Йәдидия» дәп исим қойди.«Натан пәйғәмбәр арқилиқ ... униңға ... «Йәдидия» дәп исим қойди» — «Йәдидия»: «Пәрвәрдигар сөйгән», дегән мәнидә.
 
Давутниң қошунлири Аммонийларни мәғлуп қилиду
1Тар. 20:1-3
26  Йоаб Аммонийларниң шаһанә пайтәхти Раббаһқа һуҗум қилип уни алди. 1Тар. 20:1-3 27  Андин Йоаб хәвәрчиләрни Давутниң қешиға маңдуруп: Мән Раббаһқа һуҗум қилип, шәһәрниң су бар қисмини алдим. 28  Һазир сән қалған әскәрләрни жиғип, шәһәрни қамал қилип, уни ишғал қилғин; болмиса мән шәһәрни алсам, мениң исмим билән атилиши мүмкин — деди.
29  Шуңа Давут һәммә хәлиқни җәм қилип, Раббаһқа һуҗум қилип уни алди.
30  У уларниң падишасиниң таҗини униң бешидин алди. Униң үстидики алтунниң еғирлиғи бир талант еди, вә униң көзидә бир гөһәр бар еди. Кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийгүзди, Давут болса у шәһәрдин нурғун олҗа алди.«алтунниң еғирлиғи бир талант еди» — «бир талант» бәлким 34 килограмдур. «униң көзидә бир гөһәр бар еди» — яки «униңға бир нәччә гөһәр қадалди».  1Тар. 20:2
31  Амма у йәрдики хәлиқни шәһәрдин чиқирип уларни һәрә, хаман тепидиған тирнилар вә төмүр палтилар билән ишләтти яки хумданда қаттиқ әмгәккә салди; Давут Аммонийларниң һәммә шәһәрлиридә шундақ қилди; андин Давут барлиқ хәлиқ билән Йерусалимға йенип кәлди. «у ... уларни һәрә, хаман тепидиған тирнилар вә төмүр палтилар билән ишләтти яки хумданда қаттиқ әмгәккә салди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у ... уларни һәриләрниң тегигә бесип яки хаман тепидиған тирнилар астиға яки палтиниң астиға алди яки уларни хумдандин өткүзди» (демәк, уларни интайин қийниди).  1Тар. 20:3
 
 

12:6 «бу ишни қилғини үчүн қозиға төрт һәссә төләм төлисун» — «Мис.» 22:1ни көрүң.

12:6 Мис. 22:1

12:7 1Сам. 16:13

12:8 «Мән ғоҗаңниң җәмәтини саңа берип, ғоҗаңниң аяллирини қучиғиңға ятқузуп...» — «ғоҗаң» Саул падишани көрситиду.

12:11 Қан. 28:30; 2Сам. 16:22

12:16 «У роза тутуп, кечиләрдә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятатти» — яки «У роза тутуп, кечидә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятти».

12:24 «Давут уни Сулайман дәп атиди» — «Сулайман» ибраний тилида «шалом» — аман-течлиқ, хатирҗәмлик дегән мәнидики сөз билән мунасивәтлик.

12:24 1Тар. 22:9; Мат. 1:6

12:25 «Натан пәйғәмбәр арқилиқ ... униңға ... «Йәдидия» дәп исим қойди» — «Йәдидия»: «Пәрвәрдигар сөйгән», дегән мәнидә.

12:26 1Тар. 20:1-3

12:30 «алтунниң еғирлиғи бир талант еди» — «бир талант» бәлким 34 килограмдур. «униң көзидә бир гөһәр бар еди» — яки «униңға бир нәччә гөһәр қадалди».

12:30 1Тар. 20:2

12:31 «у ... уларни һәрә, хаман тепидиған тирнилар вә төмүр палтилар билән ишләтти яки хумданда қаттиқ әмгәккә салди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у ... уларни һәриләрниң тегигә бесип яки хаман тепидиған тирнилар астиға яки палтиниң астиға алди яки уларни хумдандин өткүзди» (демәк, уларни интайин қийниди).

12:31 1Тар. 20:3