11
Давутниң еғир гунайи
Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта Давут Йоабни адәмлири билән һәмдә һәммә Исраилни җәңгә маңдурди; улар Аммонийларниң зиминини вәйран қилип, Раббаһ шәһирини муһасиригә алди. Лекин Давут Йерусалимда қалди. «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:1).  1Тар. 20:1-3
Бир күни кәчтә Давут кариваттин қопуп, падиша ордисиниң өгизисидә айлинип жүрәтти; өгүздин у мунчида жуюниватқан бир аялни көрди. Бу аял бәк чирайлиқ еди. Давут адәм әвәтип, аялниң хәвирини сориди; бириси униңға: — Бу Елиамниң қизи, Һиттий Урияниң аяли Бат-Шеба әмәсму? — деди.
Давут киши әвәтип, уни қешиға әкәлтүрди (у вақитта у адәттин паклиниватқан еди). У униң қешиға кәлгәндә, Давут униң билән биллә болди; андин у өз өйигә йенип кәтти.«у вақитта у адәттин паклиниватқан еди» — яки «у вақитта у йеңила пакланған еди». Мусаға чүшүрүлгән қанун бойичә («Лав.» 15:19-20) әр кишиниң өз аялиниң адәт вақтида (7 күн һесаплинатти) униң билән биллә йетишиға болмайтти, болмиса у ибадәткә нисбәтән «напак» қилинатти (аял кишиниң «адәттин йеңила пакланған» вақтида һамилдар болуши әң мүмкин болған вақит, әлвәттә). «Пак» болсун «напак» болсун башқа бирисиниң аялиға тегиш интайин еғир гунадур, әлвәттә.  Лав. 15:19-24; 18:19
Шуниң билән у аял һамилдар болди, һәм Давутқа: Мениң боюмда қапту, дәп хәвәр әвәтти.
Шуниң билән Давут Йоабқа хәвәр йәткүзүп: Һиттий Урияни мениң қешимға әвәтиңлар, деди. Йоаб Урияни Давутниң қешиға маңдурди. Урия Давутниң қешиға кәлгәндә, у Йоабниң һалини, хәлиқниң һалини вә җәң әһвалини сориди. Андин Давут Урияға: Өз өйүңгә берип путлириңни жуйғин, деди. Урия падишаниң ордисидин чиққанда, падиша кәйнидин униңға бир соға әвәтти. «Өз өйүңгә берип...» — ибраний тилида «Өз өйүңгә чүшүп» — орда Йерусалимниң бәк жуқури бир җайида еди. «путлириңни жуйғин...» — демәк, «раһәтлән». Лекин Урия өз өйигә бармай, падишаниң ордисиниң дәрвазисида, ғоҗисиниң башқа қул-хизмәткарлириниң арисида ятти.
10  Улар Давутқа: Урия өз өйигә бармиди, дәп хәвәр бәрди. Давут Уриядин: Сән жирақ сәпәрдин кәлдиң әмәсму? Немишкә өз өйүңгә кәтмидиң? — дәп сориди.
11  Урия Давутқа: Мана, әһдә сандуғи, Исраиллар вә Йәһудалар болса кәпиләрдә туруп, ғоҗам Йоаб билән ғоҗамниң хизмәткарлири очуқ далада чедир тикип йетиватса, мән йәп-ичип, аялим билән йетишқа өйүмгә барайму? Сениң җениң билән вә һаятиң билән қәсәм қилимәнки, мән ундақ ишни қилмаймән — деди.
12  Давут Урияға: Бүгүн бу йәрдә қалғин, әтә сени кәткүзветимән, — деди. Урия у күни вә әтиси Йерусалимда қалди. 13  Давут уни чақирип һәмдәстихан қилип, йәп-ичкүзүп мәс қилди. Лекин шу кечиси Урия өз өйигә бармай, чиқип ғоҗисиниң қул-хизмәткарлириниң арисида өз каривитида ухлиди.
14  Әтиси Давут Йоабқа хәт йезип, Урияниң алғач кетишигә бәрди. 15  Хәттә у: Урияни соқуш әң кәскин болидиған алдинқи сәптә турғузғин, андин униң өлтүрүлүши үчүн униңдин чекинип туруңлар, дәп язған еди.
16  Шуниң билән Йоаб шәһәрни күзитип, Урияни палванлар кәскин соқушқан йәргә маңдурди. 17  Шәһәрдики адәмләр чиқип, Йоаб билән соқушқанда хәлиқтин, йәни Давутниң адәмлиридин бир нәччиси жиқилди; Урияму өлди.
18  Йоаб адәм әвәтип җәңниң һәммә вақиәлиридин Давутқа хәвәр бәрди. 19  У хәвәрчигә мундақ тапилиди: Падишаға җәңниң һәммә вақиәлирини дәп болғиниңда, 20  әгәр падиша ғәзәплинип сениңдин: Соқушқанда немишкә шәһәр сепилиға шундақ йеқин бардиңлар? Уларниң сепилидин я атидиғанлиғини билмәмтиңлар? 21  Йәруббәшәтниң оғли Абимәләкни ким өлтүргинини билмәмсән? Бир хотун сепилдин униңға бир парчә ярғунчақ тешини етип, у Тәбәз шәһиридә өлмидиму? Немишкә сепилға ундақ йеқин бардиңлар? — Десә, сән: Силиниң қуллири Һиттий Урияму өлди, дәп ейтқин — деди.«Бир хотун сепилдин униңға бир парчә ярғунчақ тешини етип, у ... өлмидиму?» — бу вақиә «Һак.» 9:50-57дә тепилиду.  Һак. 9:52, 53
22  Хәвәрчи берип Йоаб униңға тапшуруп әвәткән хәвәрниң һәммисини Давутқа дәп бәрди. 23  Хәвәрчи Давутқа: Дүшмәнләр биздин күчлүк келип, далада бизгә һуҗум қилди; лекин биз уларға зәрбә берип чекиндүрүп, шәһәрниң дәрвазисиғичә қоғлидуқ. 24  Андин я атқучилар сепилдин қул-хизмәткарлириңға я етип, падишаниң қул-хизмәткарлиридин бир нәччини өлтүрди. Қуллири Урияму өлди — деди.
25  Давут хәвәрчигә: Йоабқа мундақ дегин: — Бу иш нәзириңдә еғир болмисун, қилич я уни я буни йәйду; шәһәргә болған һуҗумиңларни қаттиқ қилип, уни ғулитиңлар, дәп ейтип уни җүръәтләндүргин — деди.
26  Урияниң аяли ери Урияниң өлгинини аңлап, ери үчүн матәм тутти.
27  Матәм күнлири өткәндә Давут адәм әвәтип уни ордисиға кәлтүрди. Шуниң билән у Давутниң аяли болуп, униңға бир оғул туғди. Лекин Давутниң қилған иши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил еди.
 
 

11:1 «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:1).

11:1 1Тар. 20:1-3

11:4 «у вақитта у адәттин паклиниватқан еди» — яки «у вақитта у йеңила пакланған еди». Мусаға чүшүрүлгән қанун бойичә («Лав.» 15:19-20) әр кишиниң өз аялиниң адәт вақтида (7 күн һесаплинатти) униң билән биллә йетишиға болмайтти, болмиса у ибадәткә нисбәтән «напак» қилинатти (аял кишиниң «адәттин йеңила пакланған» вақтида һамилдар болуши әң мүмкин болған вақит, әлвәттә). «Пак» болсун «напак» болсун башқа бирисиниң аялиға тегиш интайин еғир гунадур, әлвәттә.

11:4 Лав. 15:19-24; 18:19

11:8 «Өз өйүңгә берип...» — ибраний тилида «Өз өйүңгә чүшүп» — орда Йерусалимниң бәк жуқури бир җайида еди. «путлириңни жуйғин...» — демәк, «раһәтлән».

11:21 «Бир хотун сепилдин униңға бир парчә ярғунчақ тешини етип, у ... өлмидиму?» — бу вақиә «Һак.» 9:50-57дә тепилиду.

11:21 Һак. 9:52, 53